Jump to content

Алберит Eйништейн

ئورنى Wikipedia

UYGHURCHE, ئۇيغۇرچە



ейништийинниң тулуқ исми- албирит ейништийин(Albert Einstein) булуп,-ⅩⅩәсирдики әң улуғ физика алими. у 1879-йили 3-айниң 14-күни гирманийниң виюртембириг области мийонхин әтрапидики мәшһур улм дигән кичик шәһәрдә кичик мүлүкдар йәһүди аилисдә дуняға кәлгән. униң дадиси уйәрдә бир иликтир сайманлири завутиға игидарчилиқ қилатти. ейништийин кичик вахтида анчә зиһни өткүр бала һисапланмайтти, у үч яштин ашқанда тили чиққан болсиму лекин бәш яш вахтидиму кикәчләп сөзләйтти. ата-аниси үни зиһин җәһәттин вә йитилиши җәһәттин нурмал әмәс, дәп қарайтти. бирақ кичик ейништийинниң фантазийлик туйғуси күчлүк иди. тәбиәт һадисиллиригә қаттиқ қизиқип йүрәтти. үзиниң әслишигә қариғанда төт-бәш яш вақитлирида униңда бир хил "муқәддәс билим елиш" арзуси болған. шамал вә ямғурға, айниң нимә үчүн чүшүп кәтмәйдиғанлиқиға,... һәйран қалған. буларниң тиги-тәктини билишкә болған интилиш униңда өткүр күзүтүш қабилйитини йитиштүргән. бир күни дадиси униңға бир кумпас елип бириду, у кумпасни қайсила тәрәпкә қаратса ичидики ситирилкиниң һаман охшаш бир йүнүлшни көрситип турғанлиқини байқайду. бу униңда зор қиззиқиш пәйда қилиду. у 12 яш вахтида аммибап илми китапларни уқуп чиққандин кийин тизла "инҗил" дики һикайиләрниң нурғунлири раст әмәс дигән тунушқа кәлгән. у евкилитниң "гиомитирйәниң әсли нусхиси" ни уқуп чиқип, униңдики пипагор ‹гугу› тиормиси ‹тик булуңлуқ үчбулуң тиормиси› уни чоңқур җәлип қилиду. ейништийин буларни зоқ-иштияқ билән әсләп: "әгәряш вахтимда мушу әсәр мини җәлип қилмиған болса, нәзирйә тәтқиқатчиси булуп йитилиишим мумкин әмәс иди" дәйду. шу йили ейништийин лонфод оттура мәктивигә кирип уқуйду.


у әйни вақиттики гирманийә мәктәплиридики ашундақ қатмал, үлүк маарип түзимини яқтурмиғанлиқтин бу мәктәпни пүттүргүчә уқумайду. 1894-йили үйигә қайтип килип дадисиниң йитәкчилигидә өзлигидин үгүниду. 1895-йили ейништийин сийорих фидратип санаат инистотигә имтаһан бириду. әмма униң матиматика нәтиҗиси күрүнәрлик болсиму, ортақ нәтиҗиси начар болғанлиқтин қубул қилинмайду. кийин кийин баавурийә оттура мәктивидә бир йил тулуқлап үгүнүп, 1896-йили фидратип санаәт онвирситити дарилмуәллимин факолтитиға имтаһан бирип кирип, матиматика, физикини бирилип үгүниду, у вахтиниң тулисини физика тәҗирбиханисда өткүзиду. бучағда у кәлгүсидә нимә қилишни байқап физика нәзирйисини бирилип үгүниду, физика алими булушқа нийәт бағлап, нәзирйә тәтқиқатиға киришиду. лекин бу мәктәпни пүттүргәндин кийин, ишсиз қелип турмушта қийинчилиқ тартп, начар уқуғучиларға матиматика вә физика үгүтүштин тапқан киримигә тайинип турмушини қамдайду. 1901-йили у той қилди, һәмдә бир савақдишиниң дадисиниң достиниң көрсиитиши арқилиқ бикар йүрийдиған лекин кирими анчә юқури болмиған урунға йәни берин шивитсарийә фидратип патинт (хас пайда) идарисигә кирип, патинт тәкшүргүчи хадим булиду. 1905-йили 26 яшқа киргән ейништийин наһайити қийин шараит астида, нурғунлиған илми тәҗирбә пакитлириға асасән, нийотунниң нурғун йиллардин буян муқәддәс дәхлисиз булуп кәлгән мутләқ заман‹ вақит › вә мутләқ макан ‹бошлуқ› қаришини инкар қилип, ниспийлик нәзирйисини вә юруқлуқ тизликиниң өзгәрмәслики пиринсипини оттурға қуйиду. һазирқи заман физикисиниң нәзирйиви түврикниң бири болған тар мәнидики ниспийлик нәзирйисини бәрпа қилиду. шундақла шу йили 3- 6-айларда у йәнә "фоту-иликтир ефкити нәзирйиси" вә "брон һәркәт нәзирйиси"ни илан қилиду. еништийин германийиниң "физика жорнили" да арқа- арқидин үч парчә мақалә илан қилип, үч муһим саһә буйичә тарихи харәктирлик нәтиҗигә игә булиду. униң мувапиқийтидин елип ейтқанда, һәр бир парчә мақалси билән нобил мукапатиға иришәләйтти. шу йили 3-айда илан қилинған "нурниң пәйда булиши вә униң айлинишидики риғбәтләндүридиған нохтинәзәр тоғирисда" дигән мақалисидә ейништийин пиланикниң кванит пәризиниң илһамида "юруқлуқ кванти тәлимати"ни оттурға қуюп,"иликтир магинит долқуниниң иниргийси парчә- парчә юруқлуқ кванти арқилиқ тарқилиду" дәп қарайду. буниң билән у квант нәзирйисини тәрәққи қилдуруп, илим-пән тарихида тунҗи қетим микро обиктип җисимниң долқунлуқ вә зәричиликтин ибарәт икки яқилимилиқ хусусийтини шәрһиләп бириду. у йәнә квант нәзирйәси арқилиқ фото-иликтирик иффикит, радиатсийә җәряни вә қаттқиқ җисимниң селиштурма ссиқлиқини чүшәндүрүп бириду. булар кванит миханикисини тикләш үчүн асас яритиду.

1921-йили ейништийин "фото- иликтирик ффикит қануни" ни байқиғанлиқи үчүн шәрәп билән нобил физика мукапатиға иришиду. ейништийин бу шанлиқ нәтиҗиләргә игә болғандин кийин, өз ғәлбисидин мәс булуп кәтмәйду. у һәқиқәтни тепиш юлида зади тохтимайду. тизлинишчан һәркәтниң ниспийлиги үстидә йәниму илгирлигән һалда издиниду. 1907-йили тартиш күчи мәйданида һәммә җисимлар охшаш тизлиништа булидиғанлиқи үстидики тәҗирбә әмилйитигә асасән бир хил тартиш күчи мәйданиниң тәкши тизлиниш билән тәң қиммәттә булидиғанлиғидин ибарәт қаидини оттурға қойди. 1902-йилидин 1909-йилғичә у 8 йил "3-дәриҗилик мәхсус хадим" лиқ вәзиписидә болди. 1909-йили мәшһур физика алими гирманийә маарип министири планкиниң көрситииши арқилиқ сийорих онвирсититиниң нәзирйә физика дотсинти булиду. ейништийинниң шанлиқ нәтиҗиллиригә асасән, планк: "әгәр ейништийинниң нәзирйиси испатлинидиған болса, униңға ⅩⅩ-әсирдики копирникниң һәқиқәтни испатлиғанлиқи дәп гуваһлиқ биримән" дигән иди. ейништийин 1911-йили фирага гирманийә онвирситити нәзирйә физикиси пирапписори булиду. 1912- йили шивитсарийәгә қайтип килип сийорх фидратип санаәт онвирсититиниң нәзирйә физика пирапписори булиду. 1913-йили фросийә пәнләр акадимийсиниң акадимикликигә сайлиниду. шу йили бирлин онвирситиниң фирапписори қошумчә вилям падишалиқ илми җәмийти физика тәтқиқат орниниң башлиқи булиду. ейништийин ғайәт зор хизмитини 1915-йили урунлап, хуласә харәктирлик әсәр- "кәң мәнидики ниспийлик нәзирйиси" ни илан қилиду. андин у кәң мәнидики ниспийликтики тартишш күчи нәзирйиси вә һәркәт тәңлимисгә асасән нурниң тартиш күчи мәйданида ағидиғанлиқи, миркориниң қуяшқа йеқинлашқан нохтисида қозғулуш пәйда булидиғанлиқи вә қуяш күчи мәйданидики сипиктир сизиқлириниң қизил тәрәпкә қарап һәркәт қилидиғанлиқи тоғирисидики үч чоң бишарәтни оттурға қойди. 1919-йили әнгилйә астирномлири күнниң тутулишини күзитиш арқилиқ ейништийинниң тартиш күчи мәйданида нурниң қайтидиғанлиқи тоғирисидики бишарәтни дәлиллигән. күзитиш нәтиҗисиниң илан қилиниши билән пүтүн дуня буйичә зор тәсир қозғиған ейништийин 1921-йили нубил физика мукапатиға иришиду. шуниңдин итибарән у дуня буйичә даңлиқ пүтүн йәр шари буйичә шөһрәтлик әрбап булуп қалған. лекин у һечқачан үзиниң мувапиқийәтлири билән қанаәтлинип қалмай йәнила мәлум болмиған һәқиқәт үситидә кәмтәрлик билән өзликсиз издинип, илим-пәнниң техиму мустәһкәм қорғанлириға тохтимай һуҗум қилған. у: " мән бир парчә тахтайниң әң нипиз, әң асан тәшкили булидиған йирини тепивелип, нурғун түшүкләрни тишиветидиған алимларға тақат қилип туралмаймән" дигән иди. у өмриниң кийинки йеримида йәни ниспийлик нәзирйиси аләмшунаслиқ вә бирликкә кәлгән мәйдандин ибарәт бәкму қийин болған саһәләрни бирликкә кәлтүрүш юлида излиниш харәктирдики хизмәтләрни ишләйду. у бу тәтқиқатлардин қисқа вақит ичидә чоң нәтиҗә һасил қилиш асан әмәслигини иниқ билсиму, лекин үзниң шәхси пайда зийини билән һисаплашмай пүтүн зиһнини мушу тәтқиқатқа сәрип қилиду. булупму мушу җәһәттики излинишигә кийинки һаятидики пүтүн зиһнини сәрип қилип, кишини һәйран қалдуридиған нәтиҗә һасил қилалмиған нәтиҗә һасил қилалмиған болсиму лекин қилчә пушайман қилмайду.кийинрәк униң диққәт күчини барғансири көпрәк йәһуди дөлитини тирилдуруш вә дуня йиничлиқи мәсилилири игәлливалиду. 1932-йили ейништийин мәшһур физика алими лангевин билән бирликтә фашисизимға қариши туриду.

1933-йили гитлир тәхиткә чиқип, ейништийинниң ниспийлик нәзирйисини "йәһуди питниси" дәп җакарлайду. уни бирлин пәнләр акадимийисиниң ройихетидин үчүрветиду, һәмдә ейништийинниң әнгилйәни зиярәт қилиш пурситидин пайдилнип, уни сирттин үлүмгә һүкүм қилиду, үйи тинитилиду, мал- мүлики мусадирә қилниду, әсәрлири көйдүрветилиду. шу йили 10-айда ейништийин амрикиға берип, йиңи җирсие шитатиниң пиренистун али тәтқиқат орнида пираписсор булиду. 1940-йили у америка тәвәликигә үтиду, шуниңдин кийин давамлиқ һалда амрикида нәзирйә физикиси тәтқиқати билән шуғуллиниду. ейништийин нийотундин қелишмайдиған илим-пән пишиваси. у физикиниң нурғун саһәлиридә муһим төһпиләрни қошқан. әгәр пәқәт муһиминила тилға елишқа тоғра кәлсә, ундақта, худди ейништийин вапат булуш алдида қалдурған бир қол язма аргиналида хуласә қилғандәк: "заман, макан, тартиш күчи, масса вә иниргийә тәң қиммәтлик нәзирйиси қатарлиқ йиңи нохтинәзәрләр билән мунасивәтлик болған ниспийлик нәзирйисини бәрпа қилиш, бирликкә кәлтүрүлгән мәйдан нәзирйисини тикләш ‹пүттүрәлмәйду› кванит нәзирйәсини раваҗландурушқа төһпә қушуш алаһидә тилға елиниши кирәк". кийин ейништийин кванит миханика нәзирйәсиниң тәрәққиятиға изчил түрдә күңүл бүлүп, копнһагин илми еқимидики бор, бон қатарлиқлар билән илим җәһәттә 30 йилға йеқин бәс муназирә қилиду. униң иштин сиртқи вақитларда, униң үстигә йитәкчилик қилғучи устаз болмиған әһвалда мушундақ улуғ мувапиқийәтләргә игә булиши илим- пән тарихида булуп бақмиған иш иди. ейништийн нопузға хурапийларчә ишинп кәтмигән, башқиларниң үзигә хурапийларчә ишинип китишигә вә чуқунишиға қарши турған.1952-йили исраилийә зуңтуңи весман өлгәндин кийин, исраилийә һөкүмити вә кәң җамаәт униң зуңтуң боушини тәләп қилиду. у пәқәт:"мән зуңтуң боламаймән" дигән сөзнила қилиду. униң "һәқиқәткә игә булушқа қариғанда һәқиқәтни тепиш теихиму қиммәтлик" дигән һикмәтлик сүзи бар. дәрвәқә у һәқиқәтни тепиш юлида мәңгү "тохтимай" отти. шундақ дийишкә булидуки илим-пәнниң әгири-туқай йоллирида батурлуқ билән юқури пәллигә өрлигән йерим әсирдин көп вақити ичидә у бир күнму тиним тапмиған. һазирқи вақиттики атум иниргийсдин пайдилниш, тунҗи атум бомибисини ясаш, қуяш иниргисидин пайдилниш, қозғутулған нур техникисиниң көп қоллиниши... мана мушу пән-тәхникидики улуғ нәтиҗиләрниң һәр қайсисиға ейништийин өз һаятидики җапалиқ әмгики арқилиқ нәзирйиви асас селип бәргән. инсанийәтниң мәдәнйити үчүн ғайәт зор төһпә қушуп, пүтүн дуня хәлқиниң иззәт-һөрмитигә иришкән улуғ физика алими ейништийин 1955-йили 4-айниң 18-күни 76йешида амрикида кисәл карвитида тәтқиқат үстидә вапат болди.

ейништийинниң ниспийлик нәзирйисиниң дуняға килиши вә физикидики орни һәққидә

[تەھرىرلەش]

2006-йили 3- айниң 14- күни улуғ алим албирит ейништийин (Albert Einstein) ниң туғулғанлиқиниң 127 йиллиқ хатирә күни. 2006- йили 4-айниң 18- күни у вапат болғанлиқиға 51 йил болған хатирә күн. ейништийин тәбии пәнгә улуғ, көп тәрәплимә төһпиләрни қошти, униң әң зор илми төһписи ниспийлик нәзирйисиниң асасини яратқанлиқи болди. ниспийлик нәзирйиси түвәндикидәк икки қисимни өз ичигә алиду: биринчиси тар мәнилик ниспийлик нәзирйиси, иккинчиси кәң мәнилик ниспийлик нәзирйиси. ейништийин нийотун миханикисини тәрәққи қилдуроп, 1905-йили 6-айда язған "һәркәттики җисмларниң иликтир динамикиси" дигән әсиридә тар мәнидики ниспийлик нәзирйисини тикләп, физикиниң йиңи дәврини яритиду. у ниспийлик пиринсипи билән юруқлуқ тизликиниң өзгәрмәслик пиринсипидин ибарәт икки асаси пиринсипни оттурға қуйиду. шундақла заман, маканларниң йиңи уқумини оттурға қуйиду. шу йили 9- айда йәнә "җисимниң иниртсийси у өз ичигә алған иниргийә билән мунасивәтликму?" дигән илми мақалини йезип чиқип, даңлиқ масса ниргийә мунасивәт ипадиси ни оттурға қоюп,массиси болған җисимда ениргийә сақлинидиғанлиқини чүшәндүрүп,атом ениргийсини ечиш вә униңдин пайдилиниш үчүн нәзирийиви асас яритиду.1907-йилдин башлап кәң мәнидики нисбилик нәзирийисини тәтқиқ қилиш билән шуғуллинип, 1916-йили дости матиматика алими гиросманниң ярдими билән гирманийниң "физика жорнили" да "кәң мәнилик ниспийлик нәзирйисиниң асаси" дигән илми мақалисни илан қилип, кәң мәнидики ниспийлик нәзирйисини тикләйду. у кәң мәнидики ниспийлик нәзирйисиниң тартиш күчи нәзирйиси вә һәркәт тәңлимисигә асасән: (1) нурниң қуяшниң тартиш күчи мәйданиниң тәсир билән "1.7 булуң билән еғишидиғанлиқи, (2) миркориниң күнгә йеқин нохтисиниң булуңлуқ тизлиги билән аста һәркәт қилидиғанлиқи,(3) тартиш күчи мәйданида испиктир сизиқлириниң қизил тәрәпкә силҗийдиғанлиқи... қатарлиқ үч чоң һүкүмни алдинала оттурға қуйиду. 1919- йили әнгилйә астурномийә алими ейдеңтон (a.s.Eddington) қуяшниң күйүшини күзүтүш арқилиқ тәҗирбә испатлиған. нурниң "1.64 булиңида еғиши билән ейништийинниң ниспийлик нәзирйисигә асасән оттурға қойған һүкүмидики санлиқ қиммәт имнтайин йеқин болған. әнгилйәниң мәшһур физика алими томсун (j.j Thomson) һаяҗанланған һалда: "ейништийин яратқан ниспийлик нәзирйиси, инсанийәтниң идийә тарихидики әң улуғ мувапиқийәтлириниң бири" дәп җакарлиған. 1929-йили 2-айда, ейништийин "бирликкә кәлгән мәйдан нәзирйиси" дигән илми мақалини илан қилиду. шуниңдин кийин у асасән кийинки йерим һаятиниң барлиқ зиһни күчини бирликкә кәлтүрүлгән мәйдан нәзирйиисни тәтқиқ қилишқа беғишлап, тартиш күчи мәйдани билән илктир магинит мәйдан нәзирйисини бирликкә кәлтүрүш үчүн уриниду. гәрчә ейништийинниң бу җәһәттки тәтқиқатлирида ейтқинидәк муһим илгирләшләр болмиған болсиму, әмма у пүтүнләй йиңи болған тәтқиқат саһәсини ечип бәргәнлики билән чоңқур әһмийәткә игә әлвәттә. 1976-йили гиласхов, венбериг, абдусаламлар аҗиз иликтир бирдәклиниң қелиплаштурулған мәйдан нәзирйисини оттурға қойди. ейништийин нәзирйисиниң риаллиқи барғансири тәҗирбә тәрипидин испатланмақта, йеқинқи йиллардин буян, бәзи кишиләр күчлүк өз-ара тәсир, аҗиз өз-ар тәсир, иликтир магинитниң өз-ара тәсири вә тартиш күчиниң өз-ара тәсирини бирликкә кәлтүрмәкчи булушуп, бүйүк бирликкә кәлгән мәйдан нәзирйисини оттурға қуйиватиду. ейништийинниң урундашқа үлгүрәлмигән ишлриға барғансири күңүл бүлүнүп, өзлүксиз тәрәққиятлар қолға кәлтүрүлмәктә. ейништийинниң ниспийлик нәзирйисини икки чоң мәзмун вә йәттә кичик нохтиға йиғинчақлашқа булуду.


тар мәнилик ниспийлик нәзирйиси

[تەھرىرلەش]

(1) тар мәнилик ниспийлик нәзирйисидики ниспийлик қаидси: мәйли миханикилиқ һадсиләр болсун яки опитка вә иликтир магинит илми һадисиләр болсун, улар әмәл қилидиған қанунйәтләр иниртсийлик сестимиларниң һәркәт һалити билән мунасивәтсиз булиду. димәк, миханика қануни билән иликтир магинт һәркити қанунини барлиқ иниртсийлик сестимиларда охшаш турғузушқа булиду. мана бу пәрәз тар мәнилик ниспийлик нәзирйисидики ниспийлик қаидиси булуп һисаплиниду. тар мәнилик ниспийлик нәзирйисидики ниспийлик қаидиси оттурға қуюлғандин кийинки 100 йил вақиттин буян, кишиләр ниспийлик қаидиси үстидә һәр хил усуллар билән тәҗирбә елип барған вә бу тәҗирбиләрниң иниқлиқ дәриҗиси барғансири юқури өрлигән болсиму, та бүгүнгә қәдәр, ниспийлик қаидисигә зит килидиған тәбии һадисләр техи учирап бақмиди. әлвәттә, инсанларға һәркәтниң ниспийлиги тоғирисда, бундин кийин йәнә өзлүксиз рәвиштә чоңқур тәтқиқатларни елип беришқа тоғра килиду.


тар мәнилик ниспилик нәзирйисидики юруқлуқ тизликиниң өзгәрмәслик қаидиси

[تەھرىرلەش]
вакоомда юруқлуқ һаман бир муқим тизлик билән әтрапқа тарқилиду. бу тизликниң тиз астилиқи тарқатқучи җисимниң һәркәтлиниш һалити билән мунасивәтсиз булиду.


тар мәнидики ниспийлик нәзирйисидиики һәркәтлик саәтниң астилайдиғанлиқи вә өлчигүчниң қисқирайдиғанлиқи

[تەھرىرلەش]
тар мәнилик ниспийлик нәзирйси бизгә шуни уқтурудики, саәт һәркәт қилишқа башлиғандин кийин, саәт истирилкисиниң меңиши астилап бариду. бу көплигән физикилиқ тәҗирбиләрдә испатланди. юқури иниргийлик асаси зәричиләрниң һәркәтлиниш тизлики наһайити юқури булуп, юруқлуқ тизликигә интайин йеқинлишиду. биз өлчәп чиққан юқури тизликтики мезотронниң аҗизлишиш өмрини тәҗирбидә өлчәп чиқилған тинич турған мизотрунниң өмри билән селиштуруп күридиған болсақ, һәркәттики мизотрунниң өмри тинич турған мизотрунниң өмиригә қариғанда, наһайити көп узарғанлиқини иблип алалаймиз. бу тәҗирбә нәтиҗиси тар мәнилик ниспийлик нәзирйисдики һәркәт қиливатқан саәтниң астилаш ификти билән мас килиду.1971-йили икки амрикилиқ алим атум саитини риактип айрупиланға селип, йәр шарини бир айлинип, йәр йүзигә қайтип кәлгәндин кийин, айрупиландики атум саитиниң рәқимини йәр йүзидики атум саитиниң рәқими билән селиштуруп күрүп, бу икки рәқәм оттурсида интайин кичик пәрқ барлиқини байқиған. бу интайин кичик пәрқниң бир қисми тар мәнилик ниспийлик нәзирйисидики саәтниң астилайдиғанлиқидин килип чиққан. көплигән физика алимлири шундақ тунимақтики, тар мәнилик ниспийлик нәзирйиси буйичә аләм кимисигә чүшкән адәмниң өмри узирайду, буни формила ға асасән бигили булиду. шуңа, кәлгүси дунядики кишиләр наһайити йирақтики юлтузларға берип саяһәт қилиши мумкин. өлчүгүч- узунлуқниң өлчими. рәхләрниң узунлуқи өлчүгүч арқилиқ өлчүниду. йолниң узун қисқилиқи өлчүгүчи арқилиқ өлчиниду. физикида җисимларниң кординат сестимисидики орниму өлчигүч билән өлчиниду. умумән алғанда җисимларниң чоң-кичиклиги, орни охшашла өлчүгүч билән өлчиниду. саәт вә өлчүгүчниң бу ишлитилиш урунлири көпчиликкә наһайити аян. бирақ, бу саәт вә өлчүгүч күзәткүчигә нисбәтән тинич турған булиду. өлчүгүч тинич турғанда, биз наһайити асанла уни башқа тинич турған җисимниң узунлуқиға селиштуралаймиз. шуңа өлчәмлик өлчүгүч арқилиқ, тинич турған өлчигүчниң узунлиқини өлчәш наһайити асанға чүшиду. мәсилән: бир пойиз вогузалда турғанда, биз пойизнң қуйруқ қисмиға тоғра килидиған релисниң мәлум нохтисини хатирләп елип, йәнә бу пойизниң баш қисмиға тоғракилидиған рилисниң мәлум нохтисини хатирләп елип, андин өлчүгүч арқилиқ бу икки нохтиниң арлиқини өлчәп чиқидиған болсақ, бу пойизниң узунлуқини билип алалаймиз. бу хил усул тинич турған пойизниң узунлуқини өлчәшкила мувапиқ килиду. һәркәттики пойизниң узунлуқини өлчәшкә мувапиқ кәлмәйду. мәсилән: бир пойиз саитигә 100 киломитир сүрәт билән китиватқан болсун, биз мәлум вақитта пойизниң қуйруқ қисмиға тоғракилидиған релисниң мәлум нохтисини хатирләп, бир саәт өткәндин кийин, бу пойизниң бешиға тоғра килидиған релисниң мәлум нохтисини хатирләп алсақ, бу чағда, релисниң икки нохтиси арсидики арлиқ дәрвәқә пойизниң узунлуқи болмастин, бәлки пойизниң узунлуқиға, пойизниң бир саәттә басқан мусаписи қушулған булиду. ундақта һәркәт қиливатқан пойизниң узунлиқини қандақ өлчәш кирәк? буниң үчүн түмүр йолниң яқисида турған икки күзәткүчи пойизниң бешиға тоғра килидиған релис орни билән пойизниң қуйруқ қисмиға тоғра килидиған релис орнини "бирла вақит" та хатирләп елиш кирәк. бу икки урун оттурисидики арлиқ һәркәттики пойизниң узунлуқи болиду. мундақ өлчәп чиқилған һәркәттики пойизниң узунлуқи, тинич турған пойизниң узунлуқиға қариғанда, қисқирақ болиду. мана бу һәркәт қиливатқан өлчүгүчиниң узунлуқиниң қисқираш һадисидур. һәркәт қиливатқан өлчүгүчиниң узунлуқиниң қисқираш дәриҗиси һәркәтлиниш сүрити билән мунасивәтлик булиду. һәркәтлиниш сүрити қанчә тиз болса, узунлуқиму шунчә қисқирап бариду.


тар мәнилик ниспийлик нәзирйисидики масса билән инргийә оттурисдики мунасивәт

[تەھرىرلەش]
нийотун миханикисида, бир җисимниң иниртсийлик массиси өзгәрмәйдиған турақлиқ миқдар һисаплиниду. сирттин килидиған тәсир күч мәвҗут болмиған әһвал астида, бир җисимниң һәркәт инргийси шу җисимниң һәркәт иниргийиси булуп һисаплиниду. һәркәт иниргиниң чоң- кичиклиги, җисимниң һәркәтлиниш тизликиниң куадиратиға оң танасип булиду. җисим тинич турғанда, һәркәт иниргийиси нөлгә тәң булиду. тар мәнилик ниспийлик нәзирйисидә, бир җисимниң инргийси охшашла шу җисимниң һәркитиниң тизликиниң ешишиға әгишип зорийиду. бирақ, тар мәнилик ниспийлик нәзирйисидики иниргийниң нийотун миханикисидики һәркәт иниргийәгә охшимайдиған мундақ икки нохтиси бар: ① җисим тинич турғанда, униң иниргийси нөлгә тәң болмастин, бәлки мәлум чәклик қиммәткә игә булиду. ② җисимниң һәркәтлиниш тизлики юруқлуқ тизликигә йеқинлашқанда, униң иниргийси чәксиз зоруюшқа қарап юзлиниду. ундақ болса, масса билән иниргийә қандақ мунасивәткә игә? тар мәнилик ниспийлик нәзирйисидә, масса билән иниргийә бир-биригә зич бағланған булиду. мәлум миқдардики масса мәлум миқдардики иниргийәгә мас килиду. конкиритлаштуруп ейтқанда, җисимниң инргийси җисимниң инртсийлик масси ни юруқлуқ тизликиниң куадиратиға күпәйткәнгә тәң булиду. мана бу тар мәнилик ниспийлик нәзирйисидики масса билән иниргийәниң мунасивити булуп, қисқартип масса иниргийә мунасивити дәп атлиду. әгәр җисимниң иниргийисини E билән, җисимниң иниртсийлик массини m билән, юруқлуқ тизликиниc билән ипадилисәк, уларниң мунасивитини түвәндикидәк мунасивәт формиласи билән йезиш мумкин. мана бу ейништийинниң мәшһур масса ибиргийә мунасивитидур. биз юқурида сөзләп өткән төт нохтидики тар мәнилик ниспийлик нәзирйисини 1905-йили ейништийин яратқан. мушу 100 йилдин буянқи вақит ичидә, тар мәнилик ниспийлик нәзирйиси илми тәҗирбиниң тәкрар синақлиридин өтти. һазир у, йеқинқи заман физикисиниң бир чоң нәзирйиви түврүги булуп, атум физикиси, зәричиләр физикси, вә астурномийә физикиси қатарлиқ пәнләрдә, кәң даирдә қоллунулмақта вә йитәкчилик қилмақта. шундақ ейтишқа булудуки, тар мәнилик ниспийлик нәзирйиси- йеқинқи заман тәрәққият тарихида чоңқур инқилап булуп һисаплиниду. 2. кәң мәнилик нспийлик нәзирйси


тартиш күчиниң сири вә кәң мәнилик ниспийлик нәзирйиси

[تەھرىرلەش]
"ай нимишқа муәлләқтә туруп қалди,ай пәриси ятлиқ болмай урун алди. бошлуқта юлтузлар чақнап, ай парқирап туриду. қандақ күч уларни бир-биридин айрип, әмма йираққа кәткүзвәтмәй тутуп туриду?" бу қийин мәсилә дәл тартиш күчиниң сири иди. тартиш күчиниң сири тиги-тәкти тоғиридики әстайидил издиниш копирникниң қуяш мәркәз тәлимати, чиркавниң зулмәтлик һүкүмранлиқи, йүләп турған йәр шари мәркәз тәлиматини инкар қилип, инсанлар қуяш сестимисиниң һәқиқи қияпитини йәниму илгирлигән һалда туниғандин кйин башланған. у ⅩⅦ-әсирдики иш иди. әң дәсләптә кеплир көплигән астурномийә күзүтүш матиряллирини йәкүнләп чиқип, сәйяриләрниң қуяшни дәвир қилип, айлинидиғанлиқи һәққидә үч тәҗирбә қанунини оттурға қойған иди. аридин нәччә он йил откәндин кийин, нийотун киплирниң үч қануни асасида, түнҗи қетим тартишш күчи тоғирисидики нәзирйәни оттурға қойди. у, аләмдики барлиқ җисимлар оттуриисда бир-бирини тартип туридиған күч мәвҗут икәнликини көрситиду. бу тартишш күчиниң чоң-кичиклики икки җисимниң массилириниң күпәйтмисигә оң тасип, уларниң оттурисидики арлиқниң куадиратиға тәтур танасип булиду. мана бу тартишш күчи қануни булуп һисаплиниду. униңдин кийинки 300 йил мабәйнидә, нийотунниң тартиш күчиниң сири тоғирисидики җавап астурномийәдә өзлүксиз испатлинип, ғайәт зор күч қудритини намайән қилип кәлмәктә. нипотунниң тепилиши-тартишш күчи қанунйитиниң мувапиқийәткә иришкәнликиниң әң күчлүк дәлиллириниң бири. ⅩⅧ-әсирдә, кишиләр уранни тапқан иди. лекин бу сәйяриниң айлиниш орбитиси сәл ғәлитә булуп, ниютунниң қануни буйичә һисаплаштин пәрқ чиқти. алимлар нийотун қанунида мәсилә барму яки уранниң сиртида башқа бир сәйярә барму? дигән мәсилә буйичә җавап издәшкә мәҗбур болди. ⅩⅨ-әсирниң оттурлириға кәлгәндә, икки астурном өз алдиға техиму йирақта бир сәйяриниң мәвҗут булуш мумкинликини алдинала оттурға қуюшти. уларниң һисави буйичә, әгәр бу сәйяриниң уранға көрситидиған тәсири мөлчәргә елнидиған болса, у һалда уранниң орбитидики һәркити нийотунниң аләмлик тартиш күчи қануниға пүтүнләй уйғун киләтти. узун өтмәй кишиләр дәрвәқә қараңғу бошлуқниң ичкирисигә юшурунған бу сәйярсә- нипотунни тапти. нипотунниң орбита парамитири һелиқи икки астурномниң нийотун қануниға асасән чиқарған һүкүми билән бирдәк дәриҗидә бир хил булуп чиқти. шуниңдин кийин, кишиләр йәнә нипотунниң орбита парамитириға даир нәзирйилик қиммәтләр билән күзүтүш қиммәтлири оттурисидики интайин кичик пәрқни йәниму илгирлигән һалда тәһлил қилип, непотунни тапқанға охшаш усулни қоллунуп, йәнә қуяш сестимисидики сәйяриләр аилисиниң әң йирақтики әзаси 9-чоң сәйярә- плотунни тапти. ундақта, ниютунниң тартиш күчиниң сири тоғирисда бәргән җавабида чатақ қалмидиму? ундақ әмәс. гәрчә нийотун тартиш күчи қануни тоғирисида ғайәт зор мувапиқийәтләргә иришкән болсиму, лекин ⅩⅨ- әсирниң ахириға кәлгәндә, кишиләр қуяшқа әң йеқин болған бир сәйярә- миркуриниң һәркитини чүшәндүрүштә, йиңиш тәс болған қийинчилиққа дүч кәлди. тартишш күчиниң сири миркориниң қуяшқа йеқин нохтисидики илгирләш мәсилисидә, нийотунниң тартишш күчи нәзирйисини муһасирә ичидә қалдуруп, туюқ муһитқа киргүзүп қойди. бу гуя тартиш күчини тунуп йитиштә бир мәйдан чоңқур инқилап қилиш лазимлиқидин бишарәт бәрди. дәрвәқә, ейништийин 1916-йили кәң мәнилик ниспийлик нәзирйисини оттурға қуюп, бу инқилапни тамамлиди. кәң мәнилик ниспийлик нәзирйисидики тартишш күчиниң әң муһим мәзмуни шу болдики, вақит вә бошлуқниң гиомитирйилик хусусийтидә маддиниң мәвҗутлуқи түпәйлидин өзгүрүш йүз бәргән булиду. йәнә қайрилиш йүз бәргән булиду. бу хил өзгүрүш өз нөвитидә башқа маддиларниң һәркитигә тәсир көрситип туриду. мана бу- маддиларниң оттурсидики тартиш күчиниң мәнбии. шуңа, маддилар оттурисдики тартиш күчиниң чоң- кичиклики вақит вә бошлуқниң қайрилиш дәриҗиси арқилиқ тәсвирлиниду. кәң мәнилик ниспийлик нәзирйиси инсанларниң тартишш күчи һәққидики тунушини мисли күрүлмигән йүксәк дәриҗидә юқури күтүрүп, инсанларниң вақит, бошлуқ, һәтта путкүл аләм тоғирисидики тунушниму мисли күрүлмигән дәриҗидә юқури күтүрди. тартишш күчиниң сириға пүтүнләй йиңичә җавап бәрди.


кәң мәнилик ниспийлик нәзирйисидики хәвәр узатқучи "әлчи"- тартиш күчи долқуни

[تەھرىرلەش]
ейништийин 1916-йили оттурға қойған кәң мәнилик ниспийлик нәзирйиси дәл бу хил тиришчанлиқниң нәтиҗиси. мадда вә униң һәркити мадда билән бошлуқниң гиомитирйәлик хусусийтини бәлгүләйду, вақит билән бошлуқниң гиомитирйәлик хусусийти болса, өз новитидә маддиниң һәркитини бәлгүләйду. мана бу тартиш күчи һадисисиниң маһийтидур. тизликини ашуруп һәркәт қиливатқан бир җисим әтраптики вақит билән бошлуқниң хусусийтидә өзгүрүш һасил қилидуки, бу хил өзгүрүш долқунсиман һәркәтлиниш шәкли билән әтрапқа тарқилиду. шуниң билән йирақ җайдики җисимниң һәркитигә тәсир көрситиду. димәк, бу тартишш күчи долқуни мәвҗут дигәнликтур. кишиләрниң дуняни тунушта, дуняни өзгәртишни мәхсәт қилиду. илим-пәндики һәр қандақ кәшпият мәйли балдур, мәйли кийин болсун һаман инсанларға бәхит яридиған ғайәт зор мадди күчкә айлиниду. шундақ пәрәз қилишқа булидуки, тартишш күчи долқунини сүни һасил қилиш вә қубул қилиш техникиси игәлләп елнидикәнм, инсанларниң нәзәр даириси техиму чуңийиду. инсанларниң ишләпчқириш вә турмушида йип-йиңи қияпәт барлиққа килиду.


"күрүнмәйдиған асман җисими- қара өңкүр"

[تەھرىرلەش]
ⅩⅧ-әсирниң ахирлирида, фирансийлик мәшһур астурнуом лаблас нийотунниң тартиш күчи нәзирйисигә асасән, "қара" асман җисимниң мәвҗутлуқи тоғирисда алдин һүкүм чиқарған иди. у, "аләмдики әң зор нур тарқатқучи җисим бизгә ниспәтән ейтқанда, күрүнмәслики мумкин." дәп язған. лекин, әйни вақитта астурномларға мәлум болған барлиқ асман җисимлириниң айрилиш тизлики юруқлуқ тизлигидин хелила кичик туратти. мәсилән: қуяш юзиниң айрилиш тизлики, юруқлуқ тизликиниң 500 дин биригә йәтмәйтти. шуңа, лабласниң "қара" асман җисими пәқәт бир хил һәддидин ашурветилгән тәсәввур дәп қарилип, кишиләрниң әстайидил ойлунишини қозғимиған иди. ейништийин кәң мәнилик ниспийлик нәзирйисини оттурға қуюп, узун өтмәй, гирманийә астурноми шиваз шилит кәң мәнилик ниспийлик нәзирйисигә асасән, шарсиман асман җисимлириниң тартишш күчи мәйданини мукәммәл чүшәндүрүп бәрди. мушу чүшәнчигә асасланғанда, әгәр массиси қуяшниңкигә охшаш болған бир асман җисиминиң радиоси тарийип үч киломитирға йитидиған болса, яки массиси үч һәссә чуңайса, униң тартиш күч мәйданиниң күчлүкликидин нури тарқилип чиқалмайду. юруқлуқ тизлики аләмдики әң чекигә йәткән тизлик болғачқа, бу һәрқандақ җисимниң бу даирә ичигә кирип қалғанда, худди "тиги йоқ һаң" ға чүшүп кәткәндәк, қайтип чиқалмайдиғанлиқидин дирәк бириду. шуңа кишиләр бу даирини "қара өңкүр" дәп аташти. кишини һәйран қалдуридиғини шуки кәң мәнилик ниспийлик нәзирйисиниң "қара өңкүр" тоғирисидики алдин чиқарған һүкүми, лабласниң һүкүми билән тамамән охшаш чиқти. йиңи иниргийә мәнбәлирини издәш физикиниң бир муһим нишани булуп кәлди. һазирғичә инсанлар игилигән үнүми әң юқури иниргийә мәнбәси атум ядросини полмирлаш (бирикиш) дин ибарәт. нәзирйә җәһәттин ейтқанда "қараңғу өңкүр" дин елинидиған иниргийәниң үнүми ядрониң полмирлинишидин елинидиған иниргийә дин көп булиду.

мәнбәләр

[تەھرىرلەش]