Jump to content

Абләт Камалов

ئورنى Wikipedia
(قايتا نىشان بەلگىلەش ئورنى Абләт Каюмович Камалов)

UYGHURCHE, ئۇيغۇرچە

Абләт Каюмович Камалов (кона йезиқ: ئابلەت قەييۇموۋىچ كامالوف; латин: Ablet Kayumovich Kamalov) Уйғур Түрколог, тарихчи профессор, Билгә. "Қазақистан Җумһурийитиниң Илим-Пән Тәрәққияти Төһпикари" (2011) , Қазақистанниң "Илхам" Мукапати (2009) лаврияти.

Өмүр Баяни

[تەھرىرلەش]

1961 - йили 27 - өктәбирдә Уйғур Аптоном Райониниң Ғулҗа шәһиридә туғулған. 1963 - йили ата - аниси билән сабиқ Қазақистан Совет Сотсиялистик Җумһурийитиға көчүп кәлгән.

Оқуш Һаяти

[تەھرىرلەش]

1979 - йили Алмаата шәһиридики 90 - оттура мәктәпни алтун медал билән тамамлап, әдәбият кәспидә оқуған. 1979 - 1984 - йиллири Ташкәнт Дөләт Университетниң Шәрқшунаслиқ факултетиниң Хитай Тәтқиқат Факултетиға оқушқа кирип, 1984 - йили шәрәп билән оқуш пүттүргән. у сабиқ Совет Иттипақи Пәнләр Академийиси (һазирқи: Росийә Пәнләр Академийисиниң Шәрқ Қолязмилири Институти)дә мәшһур рос түрколог, түркологийә вә моңғул тәтқиқати кәспиниң доктори сергей гиригорийевич клашторнийниң йетәкчиликидә "Моңғулийәдики Уйғур Ханлиқи" (744-840) намлиқ илмий мақалисини ишлигән. абләт камалоф 1990 - йили 5 - айниң 4 - күни шәрқшунаслиқ тәтқиқат орниниң ленинград шөбисидә кандидат билгәлик илмий мақалисини яқилиған. 2008 - йили қазақистанниң алмаата шәһиридики шәрқшунаслиқ институтида докторлуқ программисини тамамлиған. 2008 - йили 11 - айниң 28 - күни "таң сулисидики түркләр вә иран хәлқлири" (618-907) темисида докторлуқ илмий мақалисини яқилап, тарих пәнлири докторлуқ унваниға еришти.

Хизмәт Кәчмиши

[تەھرىرلەش]

абләт камалоф 1984 - йили сабиқ с с с р шәрқшунаслиқ тәтқиқат орни ленинград шөбисидики программиси тамамлап, йеңидин қурулған қазақистан пәнләр академийиси тилшунаслиқ институти уйғур тәтқиқати кәспиниң ярдәмчи тәтқиқатчиси сүпитидә кәспий һаятини башлиған болуп, йеңидин қурулған қазақистан пәнләр академийиси уйғур тәтқиқат институти ярдәмчи вә алий тәтқиқатчиси, андин тарих вә мәнбә бөлүминиң башлиқи болған. 1986 - йили уйғур институти шәрқшунаслиқ тәтқиқат институтиға өзгәртилгәндин кейин, уйғур тәтқиқат мәркизидә ишлигән. алмаатадики "туран" университетиниң профессори болмиш абләт камалофниң оқутуш тәҗрибиси наһайити молдур. у венгирийә башкәнти будапештқа җайлашқан оттура явропа унверситити (CEU) ниң оқутқучи вә тәтқиқатчилири үчүн язлиқ лагир программилири уюштуруп, "қайта йезилған тарих: совет иттипақидин кейинки оттура асияда кимлик ​​вә милләтчилик" (2004) вә "совет иттипақидин кейинки оттура асияда тарихчилик вә милләтчилик" (2005) қатарлиқ дәрсләрни сөзлигән. 2005 - 2008 - йиллири алмутадики "билим - оттура асия" маарип мәркизидә тарихқа аит программиларни елип барған. абләт камалоф вашингтон унверситити (сеатил, 1998-1999), әнгилийә оксфорд унверситити (2001-2002), америка парламенти кутупханиси (2004 - 2005), париж майсон де пән-техника унверситити вә индиана унверситити (блумиңтон, америка, 2012-2013). у явропа комиссийәсиниң TEMPUS программиси (бирюссел , 2003-2005), волксваген стифтоң (Volkswagen Stiftung) ниң илим-пән вә маарип программиси (Hannover , 2009-2010) қатарлиқларниң баһалаш һәйити хәлқаралиқ мутәхәссиси болған.

Илмий Кишилики

[تەھرىرلەش]

а.камалоф 2003 - 2005 - йиллири мәркизи явро - асия тәтқиқат җәмийити (CESS) ниң әзаси; 2014 - йилдин башлап мәркизи вә ички асия тәтқиқати хәлқара бөлүминиң әзаси (уланбатар, моңғулийә); америка оттура асия унверситити оттура асия тәтқиқат орни мәслиһәтчиләр һәйитиниң әзаси (бишкәк, қирғизистан); 2015 - йилдин бери "оттура асия тәкшүрүши" (лондон) журнили, шундақла қазақистанда нәшр қилинған бир қисим илмий журналларниң тәһрир һәйитиниң әзасидур.

Әсәрлири

[تەھرىرلەش]

а. камалофниң илмий тәтқиқат даириси: таң сулалисидики түркләр вә иран хәлқлириниң тарихи, шинҗаң (шәрқий түркистан) вә оттура асиядики уйғурларниң тарихи, хәнзучә вә түркчә (уйғурчә) язма мәнбәләр болуп, өз саһәсигә даир 150 дин артуқ илмий мақалә вә мәнбә тәтқиқати елан қилған. 2001 - йили алмаатада елан қилинған "кона уйғурлар VIII-IX" намлиқ монографийәси 2002 - йили иранниң теһранда парс тилида нәшр қилинған.

йоруқ көргән әмгәклири:

[تەھرىرلەش]
  • 2005 — сино-уйғурика: уйғур руник язминилири вә таң вәсиқилирини қайта көздин кәчүрүш[1]
  • 2006 — оттура асиядики уйғур тәтқиқати: тарихи обзор[2]
  • 2010 — оттура асия уйғурлирида шәрқий түркистан җумһурийити хатиратлири (1944-49)[3]
  • 2016 — йәттисудики уйғур миллий тарихиниң тоғулуши, нәзәрғоҗа абдусәмәтоф вә униң тарихиқа даир әмгәклири[4]

Мәнбәләр

[تەھرىرلەش]
  1. http://www.orientalstudies.ru/eng/images/pdf/a_kamalov_2005.pdf
  2. http://www.orientalstudies.ru/eng/images/pdf/a_kamalov_2006.pdf
  3. http://www.orientalstudies.ru/eng/images/pdf/a_kamalov_2010.pdf
  4. http://www.orientalstudies.ru/eng/index.php?option=com_publications&Itemid=75&pub=1566

мәнбәләр

[تەھرىرلەش]