Jump to content

Таң Сулалиси

ئورنى Wikipedia

UYGHURCHE, ئۇيغۇرچە

таң сулалиси
таң тәйзоң

таң сулалиси :таң тәйзоң ли шиминниң бувиси ли ху таң бәгликиниң беги болуп ,ли шиминниң дадиси ли йүән буниңға варислиқ қилған ,шуңа ,ли йүән дөләт қурғанда ,"таң "ни дөләт нами қилған.

таң сулалиси һәққидә

[تەھرىرلەش]

җуңго тарихлеридә таң сулалиси җуңго тарихидики әң бүйүк вә әң қудрәтлик бир ханлиқ сүпитидә<<бүйүк таң сулалиси>>дәп иптихарлиқ билән тилға елиниду.дөләт ичидә мутләқ көп санлиқ тарих һәвәскарлериму таң сулалисини җуңго тарихидила әмәс,бәлки дуня тарихидиму әң қудрәтлик бүйүк ханлиқ дәп муәййәнләштүрүду.

таң сулалиси шәрқий көктүрк ханлиқиниң һәрбий вә сиясий җәһәттин бивастә ярдәм бериши билән дуняға келиду.милади617-йили сүй сулалисиниң тәййүән аймиқиниң һал сораш амбили,сиянпий нәслидин болған ли йүән өз қоли билән намә йезип,лю венҗуң дегән адәмни шәрқий көктүрк ханлиқиниң әйни чағдики қағани ишбара қағанға алаһидә совға-саламлар билән әлчиликкә әвәтип,сүй сулалиси ханлиқиға биллә һуҗум қилишни,олҗиға чүшкән қиз_йигит(қавул әмгәк күчлерини көздә тутуду)ләрни вә барлиқ алтун-күмүш,қаштеши,йипәк-кимхап қатарлиқ қиммәт баһалиқ боюмларни ишбара қағанға тапшуруп беридиғанлиқини ейтип тәклип бериду.бу чағда сүй сулалисиниң шималидики лю җуву,ляң шиду,гозихе,һәтта әйни заманда һазирқи хебий өлкисини зилзилигә салған деһқанлар инқилабиниң башлиқи дуҗйәнде қатарлиқ қозғулаңчи гуруһларниң барлиқ атаманлериму кәйни-кәйнидин ишбара қағанға беқиндиғанлиқини билдүрүп әлчи әвәтиду,қозғулаңчилар һәтта шәрқий көктүрүк ханлиқиниң өзлерини қоллушини қолға кәлтүрүш үчүн,өзлери тутувалған сүй сулалисиниң хақани сүй яңдиниң ханиши шявховни ишбара қағанға тәқдим қилип көктүрк ханлиқидин мәдәт тиләйду.

ишбара қаған әтираплиқ ойлашқандин кейин ахири ли йүәнни нуқтилиқ йөләп йеңи һакимийәт бешиға чиқиришни қарар қилиду,һәмдә ли йүәнгә<<ишбара қағанға баш уруп қағанни иззәтләш вә беқиндилиқ қаидисини бузмаслиқ>>һәққидә вәдә беришни тәләп қилиду,ли йүән ишбара қағанниң бу тәлипигә җан дәп мақуллуқ билдүрүду.шундин кейин ишбара қаған ли йүәнгә ат вә туғ тәғдим қилиду,деһқанлар қозғулаңчилериниң атаманлеридин люҗувуға <<дең яң қаған>>,ляң шидуға<<иш биләрмән тәңриқут>> вә <<даду билгә қаған>>,гозихеға <<өри шат>>,җаң чаңсунға <<қери текин>>дегән шәрәп унванлерини бериду.шундақ қилип милади617-йили6-айдашәрқий көктүркләрниң күчлүк һәрбий ярдимигә еришкән ли йүән 30миң кишилик қошун билән сүй сулалисини ағдуруш урушиға йүрәклик атлинип чиқиду,һәмдә 618-йили5-айда сүй сулалисини ағдуруп,чаңән(бүгүнки шәнши өлкисидики шиән шәһири)ни пайтәхт қилған бүйүк таң сулалисини қуруп чиқиду.

ли йүән заманилерида таң сулалиси баштин-ахир шәрқий көктүрк ханлиқиға болған беқиндилиқ мунасивитидә чиң туруп келиду, ли йүән сиянпиларниң тоқбат нәслидин болғачқа,таң сулалиси түркләр тәрипидин<<тавғач ханлиқи>>дәп атилиду.чүнки сиянпилар,йәни сиянпилар тәвә болған тоңғус типидики(шәрқий шимал тәрәпләрдики)хәлқләр қәдимки вақитларда әслидә түркләрниң бир тармиқи болуп,кейинчә(миладийә47-йили һонлар иккинчи қетим шимал,җәнуп дәп иккигә бөлүнүп,шималий һонлар91-йили ғәрпкә көчкәндин кейин) улар түркләрдин бөлүнүп чиқип айрим бир йол билән өз алдиға тәрәққий қилип,тил вә өрп- адәт җәһәттин түркләрдин пәрқлиқ бир хәлққә айланған иди.шуңа,түркләр таң сулалисини<<түркләрниң бир тармиқи>>дигән мәнидә түркчә<<тавғач ханлиқи>>дәп атиған.шундин башлап<<тавғач>>дигән бу намму оттура түзләңликтики хәнзуларни көрсүтидиған ортақ нам болуп қалған.ли йүән түркләрниң һәрбий ярдимигә игә болуп өз ханлиқини тиклигәчкә,ишбара қағанға илгири- ахири болуп һәдди- һисапсиз совға- саламларни бериду,ишбара қаған қутлуқ тегинни таң ордисиға әвәткәндә,ли йүән тәйҗи ордисида алаһидә тоққуз қәбилиниң нәғмисини орунлатқузуп,қутлуқ тегинни һәшәмәтлик зияпәт берип күтивалиду.таң падишаһи ли йүәнниң түркләргә төвәнчилик билән чоңқур һөрмәт билдүрүп,уларниң хизмитидә болуши әлвәттә тегишлик иди.619-йили ишбара қаған вапат болиду,орниға иниси елтәбир шад тәхткә чиқип,чурлуқ қаған дәп атилиду.таң сулалиси ишбара қағанниң вапат болғанлиқидин хәвәр тепип,ордида үч күн хизмәт тохтутуп матәм билдүрүду(бу худди байрақни йерим чүшүргәнгә баравәр келәтти),шуниң билән биргә таң сулалиси алаһидә әлчиләрни әвәтип ишбара қағанға матәм билдүрүш билән биргә,йәнә шәрқий көктүрк ханлиқиға 30миң топ кимхап һәдийә қилиду.чурлуқ қаған пәқәт бир йилла тәхттә олтуруп620-йили вапат болиду,орниға иниси бағадур шад тәхткә варислиқ қилип,елик қаған дәп атилиду.таң сулалиси чурлуқ қағанниң вапат болғанлиқ хәвирини аңлиғандин кейин,худди алдинқи қетимға охшаш чурлуқ қағанниң өлүмигиму атап совға- салам әвәтиду.

чурлуқ қаған һаят вақтида илгирики сүй сулалисиниң шаһзадиси сиянпилардин болған яң җиңдавни(сүй сулалисини қурғучиларму сиянпиларниң йүйвен қәбилиси болуп,бирақ улар асаси җәһәттин хәнзулушуп кәткән иди)диңшяң аймиқи(һазирқи сәнши өлкисидә)ниң беги қилип тәйинләп,сүй сулалисиниң ахирида түркләргә қечип келивалған он миңға йеқин қәвмни униңға өткүзүп берип,шу арқилиқ таң сулалисини чәкләп туруш мәқсидигә йәтмәкчи болған иди.лекин кейинчә бу аймақниң бир мунчә санғунлери таң сулалиси тәрипигә өтүп кәтти,таң сулалисиниң вапаға җапа қилғанлиғидин ғәзәпләнгән елик қаған621-йили таң сулалисигә җаза йүрүши қилиду,621-йилидин626-йилиғичә болған арилиқта түрк қошунлери сәддичин сепилидин бөсүп өтүп,таң сулалисиниң җәмий33аймиқиға һуҗум қилип кириду.бу аймақларниң конкрт орни һазирқи сәнши,хебий,шәнши,гәнсу,ниңшия,чиңхәй,сичүән,хенән қатарлиқ өлкиләрдә болуп,һазирқи чоң-чоң шәһәрләрдин бейҗиң,тәййүән,ләнҗу,тийәншүй,вувей,әняң қатарлиқ ичкиридики шәһәрләр юқарқи33 аймақларниң һазирқи орунлериға тоғра келиду.түркләрниң кәлкүндәк кәлгән күчлүк һуҗумидин алақзадә болуп немә қиларини билмәй қалған таң сулалиси,622-йили4-айда түркләргә әлчи әвәтип,елик қағанға пара бериду вә мәликә ятлиқ қилип бериду.лекин уруш йәнә давамлишиду(қариғанда түркләр таң сулалисиниң әдипини уларниң есидин чиқмиғудәк дәриҗидә берәйли дигән охшайду).624-йили түрк қошунлери шәншиниң гүәнҗуң әтирапи(һазирқи шәншиниң оттура қисми)ға қистап келип,таң сулалисиниң пайтәхти чаңәнгә тәһдит салиду.таң сулалиси бир мәһәл пайтәхтни йөткимәкчиму болуп ахири падишаһ ли йүәнниң оғли ли шиминниң күчәп тосуши билән тохтап қалиду.бу чағда таң сулалиси һә дәп мәликә ятлиқ қилип,қудулушуш арқилиқ тенчлиқни қолға кәлтүрмәкчи болиду,әмма урушни түптин тохтутуп қелишқа қадир болалмайду.626-йили8-айда түрк қошунлери һазирқи шәншиниң вугуң наһийәсигә һуҗум қилип кириду,таң сулалиси пайтәхти чаңән түркләрниң бир һуҗуми биләнла қолға келиш гирдабиға келип қалиду,бу чағда ли йүәнниң оғли ли шимин таң сулалисиниң падишаһлиқ орнида олтурған болуп,у өз сәлтәнәтиниң мана мушундақ гумран болуп кетиш пәйтидә,шәхсән өзи вейшүй дәряси бойиға келип көврүк бешида боз ат өлтүрүп,түркләр билән өзара достлуқ әһдинамииси түзәп яришиду(яришиш үчүн таң сулалиси қанчилик бәдәл төлиди бу һазирчә бизгә мәлум әмәс),шундин кейин түркләрму оттура түзләңликтин чекинип чиқип кетиду. бу қетим пайтәхт чаңәнниң сүлһи арқилиқ аман қелиш вәқәсини бүйүк таң сулалиси мундақ хатириләйду:

<<626-йили8-айда елик қаған100миң кишиликтин артуқ атлиқ қошун билән вугуң(шәншиниң вугуң наһийәси)ға һуҗум қилип кирип пайтәхткә тәһдит салди.арқидинла йәнә гавлиң(шу чағдики пайтәхт чаңәнниң шәрқий шималиға70чақирим келидиған җайда)ға һуҗум қилип кирди,елик қаған давамлиқ йүрүш қилип вейшүй дәрясиниң шималиға кәлгәндә,өзиниң йеқини дәшт сийлақни таң сулалисиниң әһвалини күзүтүп келишкә әвәтти.бу вақитта тәйзуң(ли шимин)тәхткә чиққан болуп,уни әйибләп<мән билән сениң қағаниң көпләп алтун вә кимхап һәдийә қилғанидуқ,көплүкидин уларниң санини алғили болмайду.шундақ туруқлуқ сениң қағаниң әһдигә хилаплиқ қилип,қошун башлап оттура түзләңликкә һуҗум қилди,мән буниңдин аһанәт қилмасмәнму!сән гәрчә руңлардин болсаңму,адәмгәрчиликиң бар туруқлуқ(түркләрни"руң"дәпму атиған,бу йәрдә түркләрни адәмгәрчиликни билмәйдиған мәдәнийәтсизләр димәкчи)йәнә қандақсигә яхшилиқни унтуп,күчүңни пәш қилидиғансән!>>дәп,сийлақни һәпсигә елип,йениң атлинипла шәхсән өзи вейшүй дәрясиниң юқури еқинигә келип,дәряни арилиқ қалдуруп,елик билән сөзлүшүп,уни әһдигә хилаплиқ қилди дәп әйиплиди.елик күтүлмигән әһвалдин қаттиқ һәйран қалди.униң үстигә таң сулалисиниң башқа қошунлериму давамлиқ йетип кәлгәчкә,һәммә йәрни туғ-әләмләр қаплап кәткәниди.елик қаған сийлақниң техичә қайтип кәлмигәнликини,йәнә келип таң тәйзуңниң йеникла атлинип кәлгәнликини,қошунларниң қияпитидики өзгүрүшләрни көрүп,сүлһилишишни тәләп қилди,һәмдә боз ат өлтүрүп(вәқәни бунчилик түзәп язғандин кейин,әслидә бу йәрдә елик қаған қорққинидин өзи минип кәлгән боз атни өлтүрүп,кейин өзи башқиларниң атлериға мингишип кәтти дәп алған болса техиму әйнән чиқатти)қәсәм қилди,икки тәрәп вақитлиқ көврүкниң үстидә әһдинамә түзди,түркләр қошунлерини чекиндүрүп кәтти.9-айда елик қаған3миң туяқ ат,10миң данә қой тәқдим қилди,таң тәйзуң елик қаған тәқдим қилған атларни қобул қилмай,униң оттура түзләңликтин булап кәткән аһалиләрни қоюп беришини әмир қилди.>>(<<түрк тарихи>>шинҗаң хәлқ нәширяти,2002-йил уйғурчә1-нәшри).ман мушу бир абзас хатириниң өзила бүйүк таң сулалисиниң қанчилик мәрданә вә җасарәтлик роһ билән суғурулғанлиқини толуқ исапатлап берәләйду!

уйғур вә сир-тардуш қәбилилериниң қозғулаңлери түпәйлидин һакимийт бешидин айрилип қалған ашина түрклериниң бир қисми ғәрбий юртқа(шинҗаңни өз ичигә алған оттура асияни көздә тутуду),өз қериндашлериниң йениға кетиду.бир қисми болса таң сулалисиға бәйәт қилиду(тарихий китапларда100миңға йеқин адәм дәп хатириләнгән."бәйәт қилди"дегәнлик урушта қорал ташлап тәслим болди дегәнлик әмәс,бәлки өзара келишиш арқилиқ қариши тәрәпниң тәвәликигә өтүш дегәнликтур).әйни заманда түркләрниң ашина уруқи рәһбәрлик қилған, хан җәмәтигә йеқин бир қисим қәбилиләр һәқиқәтәнму сепил ичидә өзиниң күчини әслигә кәлтүрвелип,һалак болған ханлиқни қайта тикләшни арзу қилип таң сулалисигә вақитлиқ бәйәт қилған иди.бу нуқтини таң сулалисиму чүшүнүп йәткән иди,бу тоғрида җуңго тарихида мундақ баянлар бар:<<...630-йили2-айда ли җиң еликни чоғай теғида йәнә қайта мәғлуп қилди,елик бир қанчә он миң қалдуқ қәвмини елип темур теғиға қечип беривалди(бу чағларда сир-тардушлар бәлким бу җайларға техи толуқ бесип кирип болалмиған болса керәк.)буниң билән у таң қошунлериға қарши турушқа җүрәт қилалмай,дәшт сийлақни таң сулалисиға әвәтип гунаһини ююп,қәвмлерини елип бәйәт қилип,өзи ордини тавап қилишни халайдиғанлиғини билдүрди.әмилийәттә бу ярдәмгә келидиған әскәрлериниң пурситигә еришип,күздә отлақлар көкүрүп,ат сәмиргәндә,чөллүкниң шималиға берип күчини әслигә кәлтүрүшни нийәт қилиш иди.>> таң сулалиси ашина түрклериниң ичидә немә ойлаватқанлиқини билип туруп,уларниң бәйитини қобул қилишқа мәҗбур болди,таң сулалисиниң шундақ қилмайму башқа амали йоқ иди,чүнки улар ички урушта йеңилгән,әмма йәнила бәлгилик күчкә игә әшу бир түркүм түркләрни уруш арқилиқ пүтүнләй баш әгдүрүшкә қурби йәтмәйтти.

таң ордисда өзлеригә бәйәт қилған ашина түрклерини қандақ бир тәрәп қилиш мәсилисидә җиддий талаш-тартиш болиду.бәзи орда вәзирлери ашина түрклериниң мунқәрз болған пурситидин пайдилинип,<<уларниң земинлерини бөлүп,қәбилилерини парчилап,тәсир күчини аҗизлаштуруп,уларни таң сулалисиға рам қилип контирол қилиш>>,йәни уларниң яйлақлерини игәлләп,қәбилә тәшкилини тарқитветип,күчини аҗизлаштуруп уларниң чегрида қайта апәт болушиниң алдини елиш керәк дәп тәшәббус қилиду;йәнә бәзилери болса пурсәттин пайдилинип уларни хәнзулушушқа мәҗбурлап,<<уларни хуаңхениң җәнубидики йәнҗу аймиқи(һазирқи шәндуң)билән юҗу аймиқи(хенәнниң җуңйүән райони)арилиқидики җайларға йөткәп,қәбилилерини бөлүп,аймақ,наһийәләргә тарқақлаштуруп,териқчилиқ қилишни өгәткәндә,ғуз қарақчилерини деһқанға айландурғили,сәддичинниң сиртидики түркләрни мәңгүгә йоқатқили болиду>>дәп тәшәббус қилди,йәнә бәзилери болса<<бәйәт қилған түркләрни сәддичин ичигә орунлаштуруп,уларниң барлиқ қәбилилерини сақлап қелип,өрп-адәтлерини өзгәртмәй шу пети йол қоюп,бош йәрләргә орунлаштурсақ,оттура түзләңлик үчүн далда қилғили болиду>>дәп тәшәббус қилиду.шундақ қилип әң ахирида таң сулалиси өзигә бәйәт қилған түркләрни, һазирқи бейҗиң шәһириниң шүнйи наһийәсидин һазирқи гәнсуниң чиңяң наһийәсигичилик болған сәддичин ичидики бош җайларда шун,ю,хуа,чаңдин ибарәт төт аймақ тәсис қилип орунлаштурди.шундақ қилип бу таң сулалисигә бәйәт қилған ашина уруқиға әгәшкән түркләр,таң сулалисиниң ситиратигийәлик орунлаштуруши бойичә сепил ичидә<<қалқан>>болуп турди.таң сулалиси<<һәр бир бәйәт қилғучи түрк ақсөңәклеригә бәш топ нәрсә-керәк,бир яқилиқтин тон һәдийә қилип,қәбилә ақсақаллериға чоң әмәл,юқури тәминат,көп миқдарда ашлиқ бәрди.>>таң сулалиси йәнә адәттики түрк чарвичилериғиму охшашла ғәмхорлуқ вә мәлум етибарларни бәргәниди.<<таң сулалиси бәйәт қилған түркләргә қарита мана мушундақ етибар бәргәниди,һалбуки бәзи ғәрп алимлери(томсенму шуларниң ичидики бири)җоңго тарихиниң һәқиқий қияпитини чүшәнмәй,көпинчә өзиниң собектип хаһишиға тайинипла:<дөлитидин айрилип җәнупқа көчкән түркләрниң көп қисми әсли юртлериға қайтти,қелип қалған қисминиң әһвали болса техиму ечинишлиқ болди>дәйдиған сәпсәтәләрни тәрғип қилишқаниди,шуңа буни айдиңлаштурвелиш керәк.>> (<<түрк тарихи>>174-бәт,2002-йили1-ай уйғурчә 1-нәшри.)

шу чағда ашина уруқи башчилиқида таң сулалисигә бәйәт қилған түркләр тоғурлуқ,күл тигин абидисидиму мундақ баянлар бар:<<... бу йәрдә олтуруп табғач хәлқи билән яраштим.табғачлар алтун,күмүш,йипәкни вә йипәклик рәхтләрни бизгә асанла бериду.табғач хәлқиниң сөзлери татлиқ,йипәк рәхтлериму юмшақ икән.татлиқ сөзләр,юмшақ рәхтләр билән алдап,йирақларда яшайдиған хәлқләрни мушундақчә өзлеригә йеқинлаштурудикән.бу хәлқләр йеқинлашқандин кейин,табғачлар андин қутратқулуқлерини,һийлә-микирлерини ойлайдикән.яхши,әқиллиқ кишиләрни,яхши,җәсур кишиләрни карға кәлмәс қилип қоюдикән;йәнә бир тәрәптин бир киши хаталашса,униң уруқи,хәлқи,һәтта бөшүктикисиниму аяп қоймайдикән.табғачларниң чүчүк сөзлеригә ишинип вә юмшақ йипәк рәхтлеригә алдинип,әй түрк хәлқи,көпләлп өлдүң!әй түрк хәлқи өлүсән!җәнупта чуғай тағлериға вә төгүлтүн түзләңликидә олтурақлишайли десәң,әй түрк хәлқи өлүсән!у йәрдә яман нийәтликләр шундақ әқил көрсүтидикән:"табғачлар,бир хәлқ йирақта яшиған болса,начар совғатларни бериду,йеқинда яшиған болса,есил совғатларни бериду"дәп шундақ әқил көрсүтидикән.әй надан кишиләр,бу сөзләргә ишинип,табғачларға йеқин беривелип,көпләп өлдүңлар.у йәргә барсаң,әй түрк хәлқи,өлүсән!

өтүкән тағлерида олтуруп бу йәрдин табғачқа вә башқа әлләргә карван әвәтсәң,һечқандақ дәрдиң болмайду.өтүкән тағлерида олтурсаң,мәңгү дөләт игиси болуп һөкүм сүрисән.әй түрк хәлқи,сән тоқ көзлүксән,ачлиқни,тоқлуқни ойлимайсән;бир тойсаң,ач қалидиғиниңни пәқәт ойлимайсән.мушундақ болғанлиқиң үчүн,сени беқип тоқ қилған хақанлериңниң сөзлерини аңлимай вә мәқсидини чүшәнмәй,һәр тәрәпкә питрап кәттиң,у йәрләрдә вәйран болдуң вә түгәштиң.у йәрләрдә бир амаллар билән сақ қалғанлериңларму һәр даим мискин вә дәрмансиз йүрүватқан идиңлар.>>(<<урхун абидилери>>талат тәкин﹝түркийә﹞,милләтләр нәширяти,2009-йил3-ай уйғурчә1-нәшри,41-,43-бәт.)

әһвалдин қариғанда өз вақтида кейинки көктүрк ханлиқиниң қағани күл тигинму,таң сулалисиниң бәйәт қилған түркләргә қарита қолланған етибар бериш сиясәтлерини хата чүшүнүп қалған охшайду!

<<таң сулалисиниң түркләргә қаратқан етибар бериш сиясити йәнә таң тәйзуң(ли шимин)йолға қойған һәмраһ болуп дәпнә қилиш түзүмидиму әкс етилгәниди.таң тәйзуң 636-йили өзиниң қәбристанлиқини җавлиңда қурушқа башлиғаниди.қәбристанлиқ қурулушқа башлиған дәсләпки мәзгилдә,йәнә<хизмәт көрсүтүп уруқ-туғқанлардин чарә болушқан>яки<ханниң ишлериға яр йөләк болған>лар өлгәндин кейин һәмраһ болуп дәпнә қилинса болиду(җавлиң қәбристанлиқидики бағчиниң ичигә дәпнә қилинатти)дәп бәлгиләнгәниди.бу феодаллиқ дәврдики интайин зор бир хил шан-шәрәп иди.бундақ һәмраһ болуп дәпнә қилиш түзүми әйни вақитта түркләргиму мас келәтти.шуңа,кейин таң сулалиси үчүн төһпә яратқан түрк ақсөңәклеридин,мәсилән,ашина шир,ашна садиқ,чүбә ғали,дәшт сийлақ,ашна симав қатарлиқларниң һәммиси өлгәндин кейин җавлиң қәбристанлиқидики бағчиниң ичигә һәмраһ қилинип дәпнә қилинғаниди.болупму ашна шир таң тәйзуңниң сиңлиси хең яң мәликини әмригә алғанлиқи һәмдә җенгүән йиллерида күсән бегиниң топилиңини тинҗитишта зор хизмәт көрсәткәнликтин униң һәмраһ қилинип ясалған қәбриси көкарт теғиға тәқлид қилинип,шу арқилиқ униң төһпилеригә мәдһийә оқулғаниди.>>[1]

таң сулалисигә бәйәт қилған ашина түрк(бу йәрдә айрим сандикилери көздә тутулуду)ақсөңәклериниң таң сулалиси үчүн қошқан төһпилеригә қарита йәнә төвәндикидәкму баянлар бар:<<640-йили ли шимин зор күч билән қуҗуни,қаған буғда шәһирини бесивалди.бу ишқа таң сулалисиға ялланған уйғурларниң киббий қәбилисидин чиққан санғун кибби хәли түрк-тавғач арилашма қошунлерини ишқа салди.улар лүкчүндин(һазирқи пичан наһийәси лүкчүн базири)җәң ечип бешбалиқ(һазирқи санҗи хуйзу аптунум областиниң җимсар наһийәси)қичә барди.кибби хәли632-йили тавғачқа тәслим болған болуп,676-йили өлгүчә болған44йил ичидә у ана мәркизий асияда биһисап қан төкти.644-йили асина шән йүз миң кишилик арилашма қошун билән қара шәһәр(агни)ни,648-йили күсән,қәшқәр,хотән шәһәрлерини игәллиди.асина шән(асина чора)әсли ишбара қағанниң қериндиши чурлуқ қағанниң оғли болуп,636-йили таң сулалисиға тәслим болғандин655-йили өлгүчә болған29йил ичидә мәркизий асия туприқида нәччә түмән кишиниң қенини төкти.тарим бостанлиқидики қара шәһәр640-йили таң сулалисиға бәйәт қилған болсиму,648-йили исян көтәрди.күсән хани суварна поспа(алтун чечәк хан)таң сулалисиниң кеңәймичилик сияситигә нарази болуп,олпан төләшни рәт қилип,қара шәһәрниң исяниға қатнашти.елик қағанниң иниси636-йили таң сулалисиға тәслим болған асина шир қошун башлап,бу қаришилиқ исянлерини бастуруп,11миң кишиниң каллисини елип,бәш шәһәрни чөлгә айландурвәтти.таң тәйзуң өлгәндә<садақәтмән>асина шир өзин өлтүрүп,униң қәбрисидә муһапизәтчи әрваһ болди.>>[2]

сәддичинниң түвидики бош җайларға орунлаштурулған таң сулалисиға бәйәт қилған әшу бир қисим түркләр,аридин узақ өтмәйла таң сулалисиға қариши чиқти.әйни чағда таң сулалисиниң әмир нөвкири кошад вә қабағурлар башчилиқида40дин артуқ түрк639-йили таң тәйзуңни қәстләп өлтүрмәкчи болуп,мәқсиди ишқа ашмиғандин кейин атлиқ шималда хуаңхе дәрясидин өтүп,өз қәбилисидикиләрни қозғулаң көтүрүшкә тәшкилләйду.шуниң билән таң сулалиси түркләрни хуңхениң җәнуби(сепилниң сирти)да турғузушни,улар билән пайтәхтниң арилиқиниң бәкла йеқин болушини көпләп пайдисиз дәп һисаплиди.шу йили таң тәйзуң оң қанат қошун беги баш санғун,хуаҗу аймақ тутуқи,хуәйхуа инанчихани ли симав(ашна симав,ли фамилиси һәдийә қилинған)ни ел билгә қаған қилип тәйинләп,думбақ вә туғ һәдийә қилип,хуаңхениң җәнубидики(сепил ичидики)аймақлардики барлиқ түркләрни елип дәрядин өтүп,бурунқи җайлери(чөллүкниң шималидики җайла)ға берип олтурақлишип,әвладдин-әвлад мудапиәдә туруп,қурулни қоғдашни буйруйду.лекин бәйәт қилған түркләр чөллүкниң шималидики сир-тардуш қәбилилеридин өзлеригә зиян йетип қелишидин әнсирәп,сепилдин чиқишқа унимайду(уларниң таң сулалисигә бәйәт қилип сәддичин сепили ичигә киривелишиму,әмилийәттә сир-тардушларниң һуҗумидин сақлиниш иди).бир қатар келиштүрүшләр арқилиқ бәйәтчи түркләр ахири сепилдин чиқип,641-йили һазирқи ички моңғул хелингир наһийәсидә баригаһ қуруду,түркләрниң сепилдин чиқип кетишкә қошулғанлиқидин қалтис хошал болған таң тәйзуң <<шәхсән өзи зияпәт оюштуруп,уларни узутуп қойиду>>(<<түрк тарихи>>178-бәт, шинҗаң хәлқ нәширяти,2002-йили1-ай, уйғурчә 1-нәшри).шу йили11-ай қишта сир-тардушлар дегәндәк уларға һуҗум қилиду,чекингән бәйәтчи түркләр сәддичинниң ичигә чекинип кирип һазирқи сәншиниң шушйән наһийәсидики суҗу аймиқиға бариду.644-йили бу бир түркүм түркләр йәнә һечнимигә пәрва қилмастин ордос яйлиқи(хетавму дийилиду,у худди һазирқи ниңшия билән шәншиниң бойниға селинған боюнтуруққа охшайду.бу йәр һазир ички моңғулда болуп бавту шәһири,ердос шәһири,баяннур шәһири вә вухәй шәһәрлери җайлашқан.орни хуңхе дәрясиниң ниңшядин чиқип шәншигә қоюлған бөлүкиниң дәл сиртиға һәм сәддичинниң сиртиға тоғра килиду)ға көчүп кетиду,ли симав(ашна симав)болса өз қериндашлеридин айрилип пәқәт бир өзила йәккә-йиганә һалда таң ордисиға тәлпүнүп кетиду.

646-йили сир-тардуш ханлиқини ағдурған,һәмдә660-661-йиллери таң сулалисиниң шималий чегра районлериға һуҗум қилип турған туғла тоққуз уйғур ханлиқиға қарита җуңго тарихида йәнә мундақ баянлар бар:<<туғла тоққуз уйғур ханлиқи646-йили сир-тардуш ханлиқини ағдурди,бу чағда таң сулалисиму зор қошун әвәтип,сир-тардуш ханлиқиниң өтикән теғидики ордисиға һуҗум қилип,униң бәш миңдин артуқ адимини өлтүрүп,30миңдин артуқ адимини тутқун қилди.тоққуз оғуз вә тоққуз уйғур ханлиқиму таң сулалисиға әл болди.>>җуңго мәнбәлеридә хатирлинишичә таң сулалиси бу йәрләрдә тутуқ мәһкимә қуруптикән.лекин туғла тоққуз уйғур ханлиқиниң таң сулалисигә зади қандақ қилип асанла<<әл>>болуп кәткәнлики,һазирчә тарихий матириялларда тәпсили тилға елинмиған.

җуңго тарихда таң сулалиси 659-йили ғәрбий көктүрк ханлиқини һалак қилған дәп хатириләнгән,тәпсилати төвәндикичә:

ғәрбий көктүркләрниң земини ғәрптә каспий деңизи,шәрқтә алтай теғиғичә болуп,дәсләпки ордиси кучаниң шималидики юлтуз теғида иди.улар619-йили ордини шашқа(һазирқи ташкәнтниң шималидики миңбулақ) көчүрүду,шаш шималий орда болуп язлиқ орда иди,қишлиқ ордиси җәнупта болуп һазирқи афғанистанниң шималидики бәлх әтирапида иди.

628-йили ғәрбий көктүркләрниң қағани түн ябғу қаған тағиси тәрипидин өлтүрүлүп,тағиси тәхтни елип өзини бағадур көл билгә қаған дәп атайду.буниңға хәлқ қайил болмайду вә түн ябғу қағанниң оғлини ишбара из ябғу қаған қилип тикләйду.шуниң билән көл билгә қаған билән из ябғу қаған оттурсида уруш башлиниду,пурсәттин пайдиланған һазирқи шинҗаң тәвәсидики бир қисим бәгликләр өз алдиға мустәқиллиқ байриқини көтүрүп чиқиду,буларниң ичидә евирғол(қумул)бәглики әң дәсләп болуп мустәқил болувалиду.630-йили из ябғу қаған көлбилгә қағанни өлтүрүп ғәлибигә еришиду.из ябғу қаған вапат болғандин кейин,орниға нишу тәхткә чиқип туғлуқ қаған(тардуш қаған)дәп атилиду.634-йили туғлуқ қаған вапат болуп,орниға иниси туңашад тәхткә чиқип ишбара елтириш қаған дәп атилиду.ғәрбий көктүркләрниң әслидә он чоң қәбилиси болуп,суяб дәряси(қазақистандики балқаш көлиниң көлиниң җәнубидики чу дәряси)ниң шәрқидики бәш қәбилә сол оқ бәш туғлуқлар,суяб дәрясиниң ғәрбидики бәш қәбилә оң оқ бәш садақлиқлар дәп атилип,омумлаштурулуп он оқ дәп атилатти.елтириш қаған әнә шу он оқ қәбилисини қайта тәртипкә салимән дәп уларниң наразилиқини қозғап қойиду.шуниң билән638-йили ғәрбий көктүрк ханлиқиниң земинида елтириш қаған билән йәнә бир ел билгә туғлуқ қаған тәң мәвҗуд болуп туруш вәзийити шәкиллиниду.икки қаған бир-биригә қариши уруш қилип көплигән түркләрниң қениниң биһудә төкүлүшини кәлтүрүп чиқириду,шуниң билән икки қаған сүлһи һасил қилип ғәрбий көктүрк земинини иккигә айрип бөлүшивалиду.или дәрясиниң ғәрби елтириш қағанға,шәрқи ел билгә туғлуқ қағанға мәнсуп болиду.

639-йили елтириш қаған вапат болуп,орниға оғли боп текин тәхткә чиқип ел билгә ишбара ябғу қаған дәп атилиду.бу чағда ел билгә туғлуқ қаған,ябғу қағанға қариши уруш ечип,униң илкидики һазирқи шинҗаң тәвәсидики нурғунлиған бәгликләрни өзигә қошувалиду.641-йили ел билгә туғлуқ қаған,ябғу қағанни өлтүрүп униң тәхтини игәлләйду.ел билгә туғлуқ қаған өз һоқоқ вә земининиң кеңийишигә әгишип,барғансери ачкөз болуп кетиду.әслидә түркләрниң қаидисидә урушта олҗа чүшкән мадди ғәниймәтләр санғун вә әскәрләргә тәң тәқсим қилинатти;олҗа чүшкән адәм болса дөләткә тәвә болуши керәк иди.лекин ел билгә туғлуқ қаған урушта олҗа чүшкән барлиқ ғәниймәтләрни өз нәпсигә тартиду,униң бу қилмиши әлниң наразилиқини қозғайду.нарази болғанлар қағанға туюқсиз һуҗум қилиду,қаған исфиҗап(ташкәнтниң шәрқий шималида)шәһиригә бекинвалиду.көктүрк ели илгирики бағадур көл билгә қағанниң оғлини ел билгә шигүй қаған қилип тикләйду,шигүй қаған тәхткә чиққандин кейин туғлуқ қағанға йәнә һуҗум қилиду,туғлуқ қаған тухри бәгликигә қечип кетиду.туғлуқ қаған әйни йиллери ашина қулни ябғу қилип тәйинләп,униңға талас дәряси бойидики чигил,чүмүл,қус,қарлуқ вә бәш садақлиқларни башқуруш һоқоқини бәргән иди,шигүй қаған әнә шу ашина қулға һуҗум қилиду.ашина қул648-йили 4-айда қол астидики бир қанчә миң өйлүкни башлап бешбалиққа беривалиду.649-йили ашина қул ғәрбий түркләрниң бир қисим тарқилип кәткән қәбилилерини йиғип тездин зоруюшқа башлайду вә турпан һәм бешбалиқни игәлливалиду.651-йили баһарда таң гавзу әлчи әвәтип,ашина қулдин алаһидә һал сорап өз йеқинчилиқини ипадиләйду,һәмдә ашина қулниң оғлини ордиға тәклип қилип тәнтәнилик күтивалиду.бу чағда ашина қул шегүй қағанни мәғлуп қилип пүтүн ғәрбий көктүрк земинини қайтидин өз илкигә елип болған иди.

653-йили илгирики туғлуқ қаған тухри бәглигидә вапат болиду,униң оғли үнчә ябғу илгири ашина қул билән кона адавити бар иди,шуңа үнчә ябғу дадиси вапат болғандин кейин,бәш садақлиқларға рәһбәрлик қилип баш көтүрүп чиқиду,һәмдә ашина қулға қариши уруш ечип қисмән ғәлибиләрни қолға кәлтүрүду.буни аңлиған таң сулалиси 655-йили11-ай қәһритан қишта һавани соғуқ демәстин,үнчә ябғуға қаған дегән унванни беришкә әлчи әвәтиду.әмма әлчиләр ашина қулниң қошунлери тәрипидин тосулуп қелип илаҗисиз кәйнигә қайтип кетиду.

657-йили башлап туғла уйғур ханлиқи ғәрбий көктүрк ханлиқиниң ички җәһәттики малиманчилиқидин пайдилинип,таң сулалисигә бәйәт қилған илгирики түрк қошунлери билән бирликтә ғәрбий көктүрк ханлиқиға қариши уруш башлайду,ашина қул мәғлуп болиду,659-йили үнчә ябғуму қош дәряси(һазирқи бөртала дәряси)бойидики җәңдә қурбан болиду.шуниң билән ғәрбий көктүрк ханлиқиму аяғлишиду.җуңго тарихий матирияллерида қәйт қилинишичә,бу йәрләргә түркләр башлиқ болған таң сулалисиниң нурғунлиған тутуқ мәһкимилери қурулған икән.


бир пүтүн көктүрк қағанлиқиниң шәрқий вә ғәрбий көктүрк қағанлиқлериға парчилиниши вә ахирида һәр иккилисиниң һалак болушиға қарита<<күл тигин мәңгү теши>>да йәнә төвәндикидәк баянлар бар:

<< ...

ундин кейин инилери һөкүмдар болупту шүбһисиз,оғуллери һөкүмдар болупту шүбһисиз.ундин кейин инилери акилеридәк яритилмапту шүбһисиз,оғуллери атилеридәк яритилмапту шүбһисиз.әқилсиз хақанлар тәхттә олтурупту,әски хақанлар тәхттә олтурупту шүбһисиз.уларниң қоманданлериму әқилсиз икән шүбһисиз,әски икән шүбһисиз.бәглери вә хәлқи итаәтчан болмиғанлиқи үчүн,табғач хәлқи һийлигәр вә сахтипәз болғанлиқи үчүн,алдамчи болғанлиқи үчүн,инилери билән акилерини,бәгләр билән хәлқни дүшмәнләштүрүп күшкүрткәнлики үчүн,түрк хәлқи қурған дөлитини қолдин чиқирипту,тәхттики хақанидин айрилип қапту.бу сәвәптин табғач хәлқигә,бәг болушқа лайиқ оғуллери қул,хеним болушқа лайиқ қизлери дедәк болди.түрк бәглери түрк унванлерини ташлиди;табғачларниң хизмитидики түрк бәглери табғач унванлерини елип табғач хақаниға беқинипту,әллик йил хизмәт қипту.шәрқтә_күн чиқишта,бүкли хақаниғичә,ғәрптә төмүр қовуққичә сәпәр қипту;табғач хақани үчүн мушундақ қошун тартип әлләрни елип берипту.

түрк авам пуқралери шундақ дәпту:"дөләт игиси бир хәлқ идуқ,дөлитимиз әмди қени?ким үчүн истила қиливатимиз?хақан игиси бир хәлқ идуқ,хақанимиз нәдә?қайси хақанға хизмәт қиливатимиз?"шундақ дәп табғач хәлқигә дүшмән болупту.дүшмән болупту-ю,лекин өзлерини тәртипкә селип тәшкиллинәлмәпту,йәнә табғачларға беқинипту.табғач хақани уларниң шунчә хизмәт қилғинини ойлимастин"түрк хәлқини өлтүрәй,нәслини қурутай"дәпту.түрк хәлқи йоқулуш гирдабиға берип қапту.>>[3]

679-йили бурунқи шәрқий көктүрк ханлиқиниң қағани елик қағанниң әвлади болған қутлуқ, һазирқи ички моңғул аптунум райониниң чоғай тағлерида аранла70адими билән көктүрк ханлиқини қайта тикләш қозғулиңи көтүрүп,қарақурум шәһири(ички моңғулдики вучүән наһийәси)ни бесивелип,бәш миң кишилик қошун топлап шималға йүрүш қилип,туғла тоққуз уйғур ханлиқидин өтүкән теғидики қараргаһини қайтурвелип,түрк ханлиқини қайта тиклигәнликини җакарлап өзини елтәриш қаған дәп атайду.бу ханлиқ тарихта кейинки көктүрк ханлиқи дәп аталди.

елтәриш қаған данишмән вәзир тунюқуқниң мәслиһәти билән алди билән җәнупқа әскәр тартип,сәддичин әтирапидин таң сулалисиниң тәсир күчини тазилайду.шундин кейин елтәрмиш қаған679-йилидин691-йилиғичә болған арилиқта төт әтираптики тавғач,қитан,татаби,татар,уйғур,қирғиз вә ғәрбий тели қатарлиқларға47қетим әскәр чиқирип,илгирики шәрқий көктүрк қағанлиқи дәвридики земинни қайтидин бирликкә кәлтүрүду(таң сулалси тарихида шәрқий көктүрк ханлиқи ағдурулғандин кейин,таң сулалисиниң шәрқий көктүрк земинида җәмий13-14дәк тутуқ мәһкимә вә областларни,ғәрбий көктүрк ханлиқиниң земинида45тутуқ мәһкимә вә115област қурғанлиқини исимлери билән хатиригә елип санап бериду,әмма кейинки көктүрк ханлиқи мәйданға келип земинни қайта бирликкә елип кәлгән шу җәрянлерини баян қилғанда,әйни вақитта таң сулалиси қурған тутуқ мәһкимиләр тоғурлуқ бир азму мәлумат учримайду,худди шундақ бир тутуқ мәһкимиләр әзәлдин мәвҗуд болуп бақмиғандәк).

691-йили елтәрмиш қаған вапат болғандин кейин орниға иниси моюнчүр тәхткә чиқиду.693-йили моюнчүр қаған таң сулалисиниң шималидики лиңҗу аймиқи(һазирқи ниңшияниң лиңву шәһири болуп,сепилниң ичидә,йәни сепилниң чиқиш еғизиға тоғра келиду,тарихта һәрбий вә сода ишлерида муһим әһмийәткә игә өтәң болған)ни һуҗум билән алиду.695-йили таң сулалисиниң хақаничәси вузетиән моюнчүр қағанға<<инақ көчмән қаған>>,<<әлгә төһпикар қаған>>дигәндәк унванларни берип,өзлериниң кейинки көктүрк қағанлиқиға толиму йеқинчилиқини ипадиләйду.697-йили моюнчүр қаған таң сулалисиға әлчи әвәтип,һазирқи хебий,шәнши,сәнши,ниңшия,гәнсу қатарлиқ өлкиләрниң шималидики алтә областни өзигә бөлүп берип,униң үстигә100миң хо ашлиқ,үч миң данә деһқанчилиқ сайманлери,нәччә түмән җиң төмүр беришни тәләп қилиду.бүйүк таң сулалиси баш егишкә мәҗбур болуп,кейинки көктүрк қағанлиқиға алтә областни сөзсиз бөлүп бериду вә100миң патман ашлиқ,50миң топ тавар-дурдун,үч миң данә деһқанчилиқ қорал-саймини,40миң җиң төмүр бериду,698-йили җавҗу аймиқи(һазирқи хебийниң ниңҗин наһийәси)билән диңҗу аймиқи(һазирқи хебийниң диңшийән наһийәси)ға һуҗум қилип шу бир қетимдила таң сулалиисниң80-90миңғичә әмгәк күчини һәйдәп кетиду.моюнчүр қаған йәнә699-йилидин715-йилиғичә болған арилиқта җуңғар ойманлиқидин һазирқи җимсарғичә болған арилиқларни қағанлиқниң қойниға қайтуруп келип,туғла уйғур ханлиқиниң88йиллиқ һөкүмранлиқини ағдуруду,һәмдә җуңғар ойманлиқиниң шәрқий қисмини пүтүнләй бирликкә кәлтүриду.нәтиҗидә,кейинки көктүрк қағанлиқи,илгирики шәрқий көктүрк ханлиқиниң земинида400миң кишилик қошунға игә күчлүк ханлиқ болуп қалиду.

кейинки көктүрк қағанлиқи өзиниң тез тәрәққий қиливатқан мәзгилидә,ханлиқниң ички қисмида йәнә тәхт маҗираси йүз бериду. 716-йилиға кәлгәндә моюнчүр қаған өлтүрилиду,униң оғли бейкөл тәхткә варислиқ қилиду.нәтиҗидә қутлуқ елтәрмиш қаған әвлади билән униң иниси моюнчүр әвлади оттурсида кәскин қанлиқ уруш йүз берип,ахирида елтәрмиш әвлади билгә қаған(бөгө)тәхткә чиқиду.билгә қаған тәхткә чиққандин кейин,алди билән таң сулалиси билән итпақ түзгән нурғунлиған түрк қәбилилерини өз тәрипигә өткүзиду.иниси көлтегинни оттура асияға әвәтип у йәрләрдә нурғун урушларни елип берип ғәрбий көктүрләрни бирликкә кәлтүрүду,һәтта ташкәнт әтирапида әрәп қошунлери билән җәң қилиду.718-719-йиллери алтай тағлериниң ғәрбидики қарлуқларниң қозғулиңини бастуриду.милади720-йили бешбалиқ әтирапидики басмил қәбилисиниң қозғулиңини бастуруп,кәйнидинла һазирқи гәнсуниң ғәрбий шималидики вувий,җаңйи районлерини һуҗум билән алиду.721-йили шәрқий шималий тәрәптики қитанларниң қозғулиңини бастуриду.727-йилиға кәлгәндә күчлүк көктүрк ханлиқиниң һәрбий күчи алдида,бүйүк таң сулалиси түрк қағанлиқиға һәр йили беридиған йипәкниң санини140миң топқа көпәйтиду.734-йили билгә қаған өз вәзири тәрипидин зәһәрләп өлтүрилиду,таң шүәнзуң түркләргә әмәлдар әвәтип тәзийә билдүрүду,һәмдә билгә қағанға атап бутхана ясап,мәңгү ташниң хәнзучә хетини оюш үчүн уста әвәтиду. (<<билгә қаған мәңгү теши>>).шуниңдин башлап кейинки түрк қағанлиқиниң ордисида йәнә тәхт талишип ички қирғинчилиқ әвҗ алиду.ордидики бу қалаймақанчилиқлардин пайдиланған уйғур,қарлуқ,басмил қатарлиқ қәбилиләр742-йили қағанлиққа қариши бирлишип қозғулаң көтүрүп кейинки көктүрк қағанлиқиға еғир зәрбә бериду.742-йилидики қозғулаң нәтиҗисидә алди билән басмил қәбилиси тәхткә олтуруп басмил,қарлуқ вә уйғур қәбилилериниң бирләшмә ханлиқини қуруду.745-йили уйғур қәбилиси қорал күчи арқилиқ тәхт һоқоқини басмил қәбилисиниң қолидин тартивелип,урхун уйғур ханлиқи қуриду.

көктүрк ханлиқи билән таң сулалисиниң мунасивити тоғрисида

[تەھرىرلەش]

<<гәрчә19йил үзүлүш болсиму асина түрклери қурған көктүрк__ сир(шу чағдики пүткүл түрк аһалиси"сир"дәп аталған) қағанлиқи175йил давам қилди.у җуҗан қулдарлиқиға қарши төмүрчи қулларниң азадлиқ мәқситидики көтүрүлүши билән мәйданға кәлгән иди,ахири йәнә бир түркий түркүм болған тоққуз оғуз-уйғур(түрк вә уйғурлар әзәлдин бир милләт болуп,<<билгә қаған мәңгү теши>>да<<тоққуз оғузлар мениң өз хәлқим иди>>дәп көрситилгән,йәнә һазирқи ички моңғул унверститиниң пирафисори лин гән әпәндиму<<түркләр уйғурлар билән бир милләт болуп,һәр иккилиси төләс итпақиниң бир тармиқи дәп көрсәткән)қағанлиқи тәрипидин шәклән мунқәрз қилинсиму,мәзмунән йәнә давамлаштурулди.таң- табғач сулалиси әмгәкчи хәлқниң қан- тәри һисабиға қанчә һийлә вә һәрбий күч ишләткән болмисун,көктүрк қағанлиқиниң раван еқинини пәқәт19йил үзүп қоюп,һечқандақ тарихий тапавәткә еришәлмәй,әксичә ички җәһәттә әнлушән-ши симин қозғулуңи,ташқи җәһәттә тибәт истиласида пайтәхтни арқа-арқидин қолдин берип қоюштәк қисмәткә дуч кәлди.

көктүрк қағанлиқи әзәлдин таң емпирийәсини өзигә мустәмликә қилип,униң земинини,хәлқини илкидин тартивелиштәк нийәттә болған әмәс(шундақ қиливелишқа тамамән күчи йетәтти)һәм тактика түзгән әмәс,у үч хил уруш билән таң земиниға һуҗум қилди.улар:тарттуруп қойған әсли ана земинлерини қайтурвелиш,бирәр наразилиқни ипадиләп қисмән җаза һуҗуми қилиш,ат-тавар содисини бекинмә һаләттин қутулдуруштин ибарәт болди.бундақ урушлардин инсанийәтниң һәммә миллий түркүмлери халий болалиған әмәс.көктүркләр һәрбий һийлә_ мәсилән,кечилик һуҗум,қачқан болувелип мөктүрмә қошунниң муһасирисигә елиш қатарлиқлардин башқа типик сиясий-депломатийә(ички җәһәттин парчилаш,алтун-күмүш совға қилиш,мәликә ятлиқ қилиш)лик җасослуқ,иғва һийлиси қолланған әмәс.[4]


745-йили уйғур қәбилиси өз итпақдиши басмилларниң қолидин һоқоқни тартивелип,көктүрк ханлиқиниң пайтәхти өтикән теғида урхун уйғур ханлиқини тикләйду(йәнә бир итпақдиши қарлуқлар иди),бу ханлиқ тарихта йәнә тоққуз оғуз ханлиқи дәпму атилиду.урхун уйғур ханлиқи қурулғанда,ханлиқниң земини тибәт вә әрәбләрниң таҗавузчилиғиға учраватқан иди.тибәтләр634-йилидин башлапла һазирқи чиңхәй(көкнур)да олтурушлуқ тоюһун(сиянпиларниң бир уруқи)ларға һуҗум қилип бу җайларни бесивелишни мәқсәд қилған иди(әйни дәврләрдә вә шу дәврләрдин бурун чиңхәй түркләрниң башқуруш тәвәлигидә иди).663-йилиға кәлгәндә тибәтләр чиңхәйни бесивалиду,тоюһунлар гәнсуниң ғәрбий шималиға көчүду.шундин башлап тибәтләр түрк земинлериға қарита техиму ичкирләп таҗавуз қилип киришкә башлайду.бу чағда әрәбләрму ислам динини тарқитиш байриқи астида667-йили аму дәряниң җәнуби вә памир тағлериниң ғәрбидики җайларни бесивалиду(һазирқи түркмәнистан вә афғанистан қатарлиқ җайлар).674-йили аму дәрядин өтүп һазирқи өзбекистан тәвәликигә бастуруп кириду.әрәбләр 750-йилиғичә болған арилиқта түркләр билән бир қатар кәскин урушларни елип берип,ахирқи һисапта түркләргә қарашлиқ болған һазирқи түркмәнистан,өзбекистан,қирғизистан вә таҗикистан қатарлиқ земинларни бесивалиду.

ички қалаймақанчилиқ әвҗигә чиққан,чәтәл таҗавузчи күчлери пурсәттин пайдилинип түркләр земиниға таҗавуз қилип киргән мушундақ бир тарихий шараитта мәйданға кәлгән урхун уйғур ханлиқи,йәнила наһайити қисқа вақит ичидила бир туташ сестимилиқ һакимийәт апаратлерини тикләп,өзигә тәвә җайларға үнүмлүк һөкүмранлиқ йүргүзиду.лекин,урхун уйғур ханлиқиниң қурулуши үчүн зор төһпә қошқан қарлуқ қәбилиси билән уйғур қәбилиси узақ өтмәй бир-биридин үстүлүк талишип,өзара күрәш қилишқа башлайду.нәтиҗидә қарлуқларниң өтикән тағлери әтирапидики уруқлери уйғур ханлиқиға беқинғандин башқа,ғәрбий қарлуқлар әслидики алтай,тарбағатай тағлериниң ғәрбидики земинидин тәдриҗи түркәш ханлиқиниң земиниға,йәни һазирқи талас(қазақистанда) вә чу дәрялериниң вадилериға көчүп келип,суяп(бүгүнки бүгүр) вә талас шәһәрлерини игәлләйду. қарлуқ қәбилиси түркәш ханлиқини ағдурғандин кейин,бир тәрәптин уйғур ханлиқиға қариши күрәш қилса,йәнә бир тәрәптин оттур асияға бастуруп киргән әрәб истилачилериға қариши уруш қилиду.қарлуқлар милади 757-йили башлап уйғур ханлиқиға қариши шиддәтлик урушларни башлап,уйғур ханлиқиниң алтай,тарбағатай тағлери вә җуңғар ойманлиқиниң ғәрбий қисмиға болған кеңәймичилик урушлерини тосуп,һазирқи оттура асия районида наһайити күчлүк бир сиясий күчкә айлиниду.қарлуқлар766-йилиға кәлгәндә шәрқтә алтай тағлери вә җуңғар ойманлиқиниң ғәрбий қисми,шималда балқаш көли,ғәрптә арал көлиниң шәрқи,җәнупта ғәрбий тәңритағлериниң шималидики кәң земинларни асас қилип,баласағун(һазирқи чу дәря вадисидики тоқмақ шәһириниң йенида)шәһирини мәркәз қилған зор қарлуқ ханлиқини тикләйду.милади806-йили қарлуқ ханлиқи уйғур вә түбүтләр билән бирлишип,сир дәряниң ғәрбигичә кеңийип кәлгән әрәб истилачилериға қариши шиддәтлик уруш башлайду.нәтиҗидә әрәб истилачилери қарлуқ ханлиқи билән уруш тохтутуп,сүлһ тәләп қилиду вә ислам динини қорал күчи билән әмәс,бәлки тенч өзгәртиш йоли арқилиқ тарқитиш сияситини қоллуниду.

урхун уйғур ханлиқиниң земини болса илгирики һон вә көктүрк ханиданлиқлериниң земини үстигә қурулған болуп,ғәрптә өз қериндашлери қарлуқ ханлиқиниң земини билән алтай тағлерини чегра қилип айрилип турған болса,шәрқтә һазирқи ички моңғулниң шәрқий шималидики ергуна дәря(чоң һинган теғиниң ғәрбий шималида) вадисиғичә,җәнупта гоби чөлликигичә,шималда байқал көлигичә болған земинларни өз ичигә алған иди.урхун уйғур ханлиқи қурулғандин кейин,асасий күчини вәйран болған игиликни әслигә кәлтүрүшкә қаритип су ишлерини,болупму ташқи содини күчәп раваҗландурди.демкуратийәни кәң-көләмдә йолға қоюп,һәрқайси қәбилиләрниң ханлиққа баҗ-селиқ тапшуруш вә һәрбий мәҗбурийәт өтәш ишлеридин башқа ишлерини өз алдиға мустәқил йүргүзүш сияситини йолға қойди.буниң билән ханлиқ ичидә чоң урушлар йүз бәрмиди,игилик тездин әслигә кәлди.ташқи содида уйғур ханлиқиниң таң сулалиси билән болған ат,йипәк вә чай содиси алаһидә орун тутқан иди.уйғур ханлиқи һәр йили бир қанчә түмән атни таң сулалисигә һәйдәп берип,һәр бир атқа40топ йипәк тегишип келәтти. урхун уйғур ханлиқи һәр йили таң сулалиси чегрисиға оттура һисап билән100миң ат һәйдәп берип,унңға төт милйон топ йипәк тегишип,мәзкур йипәкләрни өз дөлитидә базарға салғандин башқа йәнә йипәк йоли арқилиқ ғәрпкә апирип базарға салатти,таң сулалиси уйғур ханлиқиға даим йипәк қәрздар болуп қалатти.чаңәнлик һәр мән бай дигән хәнзу содигәрләрму даим уйғур(у чағда түркләр урхун уйғур ханлиқиниң нами билән<<уйғур>> дәпла атилатти) содигәрләрдин өсүмгә қәрз елип,өз содисини кеңәйтип йүрүштүридиған болуп қалған.һәтта таң сулалисиниң ли шин намлиқ бир һәрбий қомандани бир уйғур содигиридин11миң 400тизиқ пул қәрз елип қайтуралмай қелип,таң сулалисини номуста қойиду,шуниң билән хан бу ишни өзи бивастә буйруқ берип бир тәрәп қилишқа мәҗбур болиду,һәмдә алаһидә ярлиқ чүшүрүп табғачларниң уйғур содигәрләрдин пул қәрз елиш ишлерини чәкләйду.

атқа йипәк алмаштуруш содисида ахири таң сулалиси чидимаслиқ қилип,уйғур содигәрлеридин еғир баҗ алидиған болувалиду.мәсилән,чечән исимлик бир уйғур содигәр чаңән шәһиригә бир қетимда10данә ат һәйдәп келип сода қилмақчи болғанда,таң хақани таң дәйзуң:<<атниң баһасиға қарап баҗ елиш,бу йәрдики пуқраларни қақшатмаслиқ,баҗни пәқәт хәзинигә тапшуруш,10миң аттин пәқәт6миң атнила базарда сетишқа рухсәт қилиш керәк>>дегән бир ярлиқ чиқарғаниди.узақ өтмәй елтекин буқа қаған хақан таң дәйзуңниң йүән шу дегән бир әмәлдариға әлчи әвәтип<<бизниң елимиздикиләр сени өлтүрмәкчи болғанда,пәқәт мәнла уларниң алдини тостум... силәр бизниң ат содимизда бир милйон800миң топ йипәккә қәрздар.уни дәрһал қайтуруңлар>>дәп хәт язған вә содигәр чечәндин баҗ һисабида еливалған100миң топ мал,100миң сәр алтун күмүшни таң сулалисиниң дәрһал чечәнгә қайтуруп беришини буйриған,таң сулалисиму артуқчә гәп-сөздә болмай қайтуруп бәргән.


таң сулалисиниң түрк қан сестимисидин болған һәрбий қоманданлеридин өңлүк вә сөйгүм 755-йили қишта150миң кишилик қошунға қоманданлиқ қилип,таң һакимийитигә қариши атлиниду вә үч ай ичидила лояң(бүгүнки хенәндә) шәһирини алиду.шундин кейин өңлүк һеч күчимәйла таң сулалисиниң200миң кишилик қошунини тармар қилип чаңәнни бесивалиду.қорқуп кәткән таң ордисидикиләр 756-йили һапила-шапила пайтәхтни ташлап сичүәнгә қарап қачиду. урушқа маҗали қалмиған таң сулалиси уйғур ханлиқидин ярдәм беришни өтинип әлчи әвәтиду.уйғур ханлиқиниң қағани моюнчүр қаған өңлүкниң таң сулалисиниң һакимийитини игәлләп,өзлеригә кәлгүсидә хәвп йәткүзишиниң алдини елиш үчүн,таң сулалисигә һәрбий җәһәттә ярдәм беришни қарар қилиду.икки тәрәп оттурсида худди таң сулалиси дәсләп қурулған чағдикигә охшаш<<шәһәр қайтурвелинғандин кейин йәр-земин билән пуқралар таң сулалисигә қайтуруп берилиду,алтун-күмүш,тавар-дурдунлар уйғурларға тәвә болиду>>дәп келишим түзүлүду. моюнчур қағанниң ниси ябғу текин757-йили күздә пәқәт төт миң кишилик қошунға қоманданлиқ қилип, таң сулалисиниң қалдуқ қошунлерини әгәштүрүп таң сулалисиниң ғәрбий пайтәхти чаңәнни,қишта шәрқий пайтәхти пайтәхти лояңни қайтуривалиду,өңлүкниң һәрбий санғуни сөйгүм тәслим болиду.

тарихнамиләрдә хатирлинишичә,таң сулалисиниң қошунлери шәрқий астанә лояң қайтурвелиниш һарписида,йоң ваң беги ли ше(кейинки падишаһ таң дезуң,762-йиллери тәхткә чиққан)таң сулалиси қошунлериниң алий қомандани қилип тәйинләнгәндә,қошун билән шәнҗу аймиқи(һазирқи хенәнниң сәнминшя шәһири)гә барғаниди,уйғурларниң қошунлери болса шәнҗу аймиқиниң шимали(һазирқи хебий)да турғаниди,йоң ваң беги қол астидики йөзиаң,ли җин,вей җу,вей шявхуа қатарлиқ он нәччә адәмни елип,уйғурларниң қағаниға көрүнүш қилғили бариду.қаған йоң ваң бегини биллә уссул ойнашқа тәклип қилиду,әмма падишаһ болуш алдида турған ли ше(шу чағдики йоң ваң беги)немә үчүндур усул ойнашқа чүшмәй турувалиду.қаған бу ишқа хапа болғанда,йөзиаң усул ойниса рәсим-қаидигә тоғра кәлмәйду дегәндә,уйғурларниң санғуни чүбә усул ойниши керәк дәп турувалған,буниң билән икки тәрәпниң арисида талаш-тартиш келип чиққан,чүбә йөзиаң қатарлиқ төт адәмниң һәр бирини йүз қамчидин савап чиққан,вей җу билән вей шявхуаниң җараһити еғир болғачқа,бир кечидила өлүп кәткән;йоң ваң беги ли ши қоғлап чиқирилған.

таң сулалиси шәрқий астанә лояң қайтурвелинғандин кейин,ябғу текингә әмри мимар,садиқ адил падишаһ дегән отуғатлар(қарши тәрәпкә алаһидә йеқинчилиқини ипадилимәкчи болса шундақ отуғат намларни беришиду)ни берип,уйғурларға һәр йили20миң топ йипәк рәхт беришкә пүтүшти.шуниңдин кейин таң хақани өзиниң кәнҗи қизи нигу мәликини муюнчур қағанға ятлиқ қилиду,һәмдә муюнчур қағанға төһпикар билгә қаған дәп отуғат нами бериду.759-йили4-айда муюнчур қаған вапат болуп,орниға иккинчи оғли ел тегин тәхткә чиқип бөкә қаған дәп атилиду.таң падишаһи бөкә қағанға ай тәңридә қут болмиш алип билгә қаған дәп отуғат нами берип,өзиниң муһим вәзири бөкә хуюнниң қизини униңға хотунлуққа бериду,һәмдә қағандин тартип вәзиргичә болған мәртивидикиләргә20миң тутүн аһалә,оң вә сол шадларниң төвәндикиләргиму һәссиләп инам бериду.кейин бөкә қағанға хотунлуққа бәргән вәзирниң қизи вапат болғанда,қайта йәнә шу вәзириниң кәнҗи қизини бөкә қағанға ятлиқ қлип берип,қиз мели һисавида20миң топ йипәк һәдийә қилиду.өз вақтида шәрқий астанә лояң топилаңчилардин азад қилинғанда табғач хәлқи рәхмәт ейтиш йүзисидин уйғур санғуниға айрим10миң топ кимхап һәдийә қилиду, җәңгә қатнашқан уйғур ләшкәрлери көптин-көп тартуқларға еришиду.765-йили қишта бөкә қағанниң иниси таң сулалисиниң шималий чегрилериға һуҗум қилмақчи болиду(сәвәби һазирчә ениқ әмәс),таң сулалиси униңға намақуллуқини билдүрүп3миң топ йипәк бериду.уйғур содигәрлери йәнә чаңән вә лояңларда алаһидә иззәт-һөрмәткә сазавәр болған.

уйғур қошунлериниң айиғи үзүлүп узун өтмәй,йәни758-йили сөйгүм йәнә таң сулалисиға қариши қозғулуп чиқиду.таң сулалиси шунчилик бир топилаңниму таки 762-йилиға қәдәр бастуруп болалмай йәнә уйғур ханлиқидин ярдәм тәләп қилиду.бу қетим уйғур ханлиқидики бир бөлүк қошунлар ярдәмгә келип наһайити тезла лояң шәһирини қайтуруп елип бериду,арқидин топилаңчиларни сүр-тоқай қилип һазирқи хебий өлкисини уларниң қолидин тартип еливалиду вә 763-йили топилаңчиларни тәслим қилиду,шуниң билән өңлүк вә сөйгүмләр қозғиған топилаңлар түп асасидин тинҗийду.

бу қетим уйғурлар топилаңни тинҗитиш үчүн кәлгәндә лояңда мани дини мухлислери билән учришип қелип,уларни өтүкән теғиға биллә елип кетиду.шундин кейин урхун уйғур ханлиқиниң дөләт дини мани дини болуп қалиду.әслидә түркләр шаман диниға етиқад қилатти,кейин ғәрбий шималдики бир бөлүм түркләр йәнә будда динини қобул қилди,будда дини шәрқий хән сулалиси дәвридә(милади58-76-йилиғичә)түркләрдин оттура түзләңликтики хәнзуларға таралди.762-йилидин кейин урхун уйғур ханлиқидики түркләр мани динини қобул қилғандин кейин,түркләрниң тәсиридә оттура түзләңликтики хәнзуларму мани динини қобул қилишқа башлиди.бу тоғрисида росийәлик тарихшунас бартолд өзиниң<<оттура асиядики түркий хәлқләр тоғрисида он икки лексийә>>намлиқ китавида мундақ дәп язиду:<<көчмән уйғурлар мани динини қобул қилғандин кейин,җуңго билән болған мунасивәтлеридә қариши тәрәпниң бу әһвални нәзәргә елишини тәләп қилидиған болди.җуңголуқлар башқа диндикиләргә қолланған сияситидә уйғур қағаниниң мани динини қоғдап оттуриға чиққанлиқини ойлушидиған болди.пәқәт уйғур дөлити қирғизлар тәрипидин тармар қилинғандин кейинла җуңгода башқа динларни,җүмлидин мани динини чәткә қеқишқа башланди.җуңго түркүстанидики уюғур һөкүмранлериниң дин мәсилилери тоғрисидики тәһдит сөзлери,уларниң моңғулийәдики бурунқи қудрәтлик қаған болуп турған вақтидикидәк рол ойниялмайдиған болуп қалди... җуңго түркистанидики уйғурларниң башқа әлләрдики диндашлерини қоғдап кәлгәнликини,қорал күчи ишлитиштинму ваз кәчмигәнликини,һәрбий җәһәттики батурлиқлериниму...көрсүтүп бериду. >> демәк,юқарқи әһваллардин мәлум болуп турудики,әҗдадлеримиз түркләр әзәлдин тартип илғар мәдәнийәт җәһәттә(шаман,будда вә мани динлери әйни заманда илғар аң вә илғар мәдәнийәтниң мәһсули иди)оттура түзләңлик җәмийитигә күчлүк тәсир көрсүтүпла қалмай,бәлки йән урхун уйғур ханлиқи дәвригә кәлгәндә таң сулалисини өзиниң сизған сизиқи бойичә иш көрүшкә көндүргән иди.

768-йили таң сулалиси уйғур ханлиқиниң барғут(таң сулалисиниң һәрбий сәркәрдиси) топилиңини тинҗитип бәргәнликигә,һәмдә тибәтләргә қахшатқуч зәрбә бәргәнликигә миннәтдарлиқ билдүрүш үчүн,барғутниң кәнҗи қизини мәликә дәриҗисигә көтүрүп,чүнде(бәк әхлақлиқ)мәликә дәп нам берип,уни уйғур қағаниға ятлиқ қилиду.аридин 20йил өткәндә таң сулалиси барғансери күчийиватқан тибәтләрниң һәрбий бесимиға қариши, уйғур ханлиқидин техиму көп һәрбий ярдәмгә еришиш имканийитигә игә болуш үчүн,мәликә шийәнәнни уйғур қағани түн баға қағанға ятлиқ қилиду.789-йили бешбалиқ(һазирқи җимсар)чегрисиға йеқин яшайдиған сарт,қарлуқ вә ақ тонлуқ түрк дәп атилидиған қәбилиләр тибәтләрниң күшкүртиши вә һәрбий ярдәм бериши билән уйғур ханлиқиға қариши топилаң көтүриду,791-йили уйғур ханлиқи бу топилаңларни тәлтөкүс тинҗитиду вә тибәт қошунлерини бу җайлардин тәлтөкүс қоғлап чиқириду.821-йили таң сулалиси уйғур хақанлиқиға болған йеқинчилиқини йәниму чоңқур ипадиләп бериш үчүн,мәликә тәйхени уйғур қағани тәңри яралмиш қуч билгә қағанға тартуқ қилиду.

урхун уйғур ханлиқи мәйли қанчилик дәриҗидә күчлүк болушидин қәтинәзәр,өзидин илгирики һон вә көктүрк ханлериниң қанлиқ паҗиәсидин савақ алмиди.савақ бериш үчүн тикләнгән таш абидиләрму кар қилмиди.урхун уйғур ханлиқидики бир туғқан қериндашлар, өзи билән биргә у дуняға биргә елип кетишкә болмайдиған шу һоқоқни дәп бир-биригә йол қоймай,өзара тиғ көтүрүшүп ханлиқни өз қериндашлериниң иссиқ қанлери бәдилигә һаңға қарап сөриди.ханлиқ қурулғанда ханлиқниң һоқоқи яғлақар уруқидин болған көл билгә қаған җәмәтиниң қолида иди,780-йили яғлақар уруқидин болған баға тарқан җәмәти көл билгә җәмәтидин болған елтекин буқа қаған вә униң икки шаһзадисини өлтүрүп ханлиқниң тәхтини тартивалиду.789-йили баға тарқан вапат болғандин кейин орниға оғли төлиш қаған тәхткә чиқиду,790-йили төлиш қаған иниси тәрипидин өлтүрүлүп орниға төлиш қағанниң оғли айчуру қаған тәхткә чиқиду.795-йили айчуру қаған вапат болғандин кейин униң баш вәзири вә адез уруқиниң башлиқи болған қутлуқ тарқан қорал күчи билән ханлиқ тәхтини тартивалиду.шундин башлап қутлуқ тарқан әвладиму әҗдадлеридин қалған удум бойичә бир-биридин тәхт талишип қанлиқ урушларни пәқәтла тохтатмайду.бу һал ханлиқни еғир ички сиясий бөһранға паттуруп қойиду,һәрқайси түрк қәбилилери өз алдиға ханлиқ тикләшниң койиға чүшүп,бөлүнмә һакимийәт тикләш үчүн қутрашқа башлайду.839-йили баш вәзир қоза текин топилаң көтүрүп ордини игәлләйду,қаған қоғу текин өзини өлтүрвалиду.шу йили он нәччә йилдин буян тохтимай давамлашқан тәбиий апәтләр интайин күчүйүп пүтүн мәмликәткә тарайду,сансиз чарва-мал һәм адәмләр апәт дәстидин өлүп кетиду.әнә шундақ әһвал астидиму ордидикиләр бир нийәттә болуп,тәбиий апәтләрдин келип чиқиватқан чиқимни азайтишниң чариси үстидә изләнмәй,әксичә йәнила бир-бирини йеқитип тәхт игәлләшниң койида болиду.840-йили йеңидин тәйинләнгән баш вәзир түн баған тәхт тамасида, уйғур ханлиқиниң ички қисмидики сиясий бөһрандин пайдилинип мустәқил болувалған йәнсәй(анисай)дәря вадисидики қирғиз ханлиқиға қечип берип,қирғиз қәбилисиниң100миң кишилик атлиқ қошунини башлап келип қаған қоза текинни өлтүриду,пайтәхт ордубалиқ көйүп күлгә айлинип кетиду,уйғур ханлиқи һалак болиду.

урхун уйғур ханлиқи һалак болғандин кейин уйғур қәбилилери икки йол бойичә,йәни җәнуп вә ғәрп йөлиниши бойичә үч тармаққа бөлүнүп көчүшкә башлайду.

урхун уйғур ханлиқиниң сабиқ қағани қоза текинниң иниси өгә текин15қәбилә тәхминән йүз миң кишигә йетәкчилик қилип гоби чөллүкиниң җәнубиға,йәни һазирқи ички моңғул аптунум райони хоренгир райони(һазирқи сәнши өлкисиниң шималида болуп,сәддичин билән бир сизиқ айрилип туруду)ға көчүп келип орунлишиду.841-йили өгә текин өзини қаған дәп елан қилип уйғур ханлиқини қайта тирилдүргәнликини җакарлиди,таң сулалиси20миң дән ашлиқ билән улардин һал сорайду,чүнки улар өз чегрисини әтирапиға көчүп кәлгән уйғур қәбилилериниң өзлеригә һуҗум қилишидин бәкму әнсирәйтти.дегәндәк,өгә қаған таң сулалисиға қариши қошун тартип һазирқи бейҗиң әтирапи,һазирқи датуң шәһири әтираплерини бесивалиду.846-йилиға кәлгәндә ички маҗира түпәйли өгә текин өз адәмлери тәрипидин өлтүрүлиду,униң иниси ғанан текин тәхткә чиқиду.848- йилиға кәлгәндә җәнупқа көчкән уйғур ханлиқи һазирқи шәрқий шимал районида яшайдиған ширви қәбилилери(сибир вә қитанлар) тәрипидин ағдурулду.җәнупқа көчкән уйғурларниң көп қисми хеши каридоридики уйғур қәбилилери арисиға көчүп кетиду,аз бир қисми турпан вә қарлуқ ханлиқиға көчүп кетиду.шундақ қилип җәнупқа көчкән уйғурлар наһайити тезла тәрәп- тәрәпкә тарқилип кетиду.

иккинчи бир тармақ пантекин башчилиғида ғәрптики қериндашлериниң йениға қарап көчүду.ғәрпкә қарап көчкән уйғур қәбилилери әнәниви яйлақ йолини бойлап алди билән бешбалиқ(һазирқи җимсар наһийәси)қа йетип келиду,йетәрлик отлаққа еришиш үчүн пантекинниң әвлади(бәзи тарих тәтқиқатчилери санғуни болуши мүмкин дәп қарайду)йәнә бир қисим уйғур қәбилилеригә йетәкчилик қилип давамлиқ ғәрпкә қарап илгириләп кәткән.урхун уйғур ханлиқи йимирилгәндин кейин җәнупқа қарап көчкән уйғурларниң сәрдари өгә текин өзини хан дәп елан қилғандин кейин,ғәрпкә көчкән пантекин башчилиғидики уйғур қәбилилериму худди хеши каридорида маканлашқан уйғурларға охшаш,өгә текинни өзлериниң хани дәп етирап қилған,чүнки шу чағларда уйғур қәбилилери күнләрниң биридә күчни мәркәзләштүрүп, урхун дәря вадисиға қайтип берип уйғур ханлиқини қайта тикләшни бирдәк мәқсәд қилған иди.шуңа пантекин әйни чағда өзини пәқәт ябғу дәп елан қилған иди.842-йили қирғизлар бир мәһәл уйғурларниң кәйнидин қоғлап келип илгири-кейин болуп бешбалиқ вә қучу(турпан)ға һуҗум қилиду,пантекин бу чағда кингит(қара шәһәр)гә чекингән.848-йили җәнупқа көчкән уйғурлар тамамән һалак болғандин кейин,барлиқ уйғур қәбилилериниң үмүди пантекингә бағлиниду.856-йили пантекин өзини уйғур қәбилилериниң қаған дәп елан қилиду вә һәрқайси тәрәпләрниң етирап қилишиға еришиду.таң сулалиси 856-йили пантекинниң қаған дәп аталғанлиқидин хәвәр тапқандин кейин,дәрһал әлчиләр өмүки тәшкилләп пантекингә отуғат беришқа маңдуруду.лекин таң әлчиләр өмүки йолда қучу(турпан)ханлиқидин келиватқан уйғур әлчиләр билән учрушуп қелип уйғур әлчиләр билән кәйнигә йенип келиду.таң сулалиси йәнә857-йили таң сулалиси пантекингә отуғат берип өзиниң сәмимий достлуқини ипадиләш үчүн иккинчи қетим әлчиләр өмүкини ғәрбий юртқа маңдуруду.бу қетим таң сулалиси әлчиләр өмүкидики әзаларни таллашқа алаһидә көңүл бөлгән болуп,ясавул бәг ваң дүәнҗаңни хеху аймиқиниң әмир ләшкири қилип,яндаш әлчиликкә ханлиқ қаидә-йосун катипи ли шүнни җенҗу аймиқиниң әмир ләшкири қилип,язғучилиққа хенән мәһкимисиниң катипи савҗилинни юңҗу аймиқиниң әмир ләшкири қилип әвәтиду.улар чегридин чиқип болғанда қара һарвилиқлар(ширви қәбилилери) йолини тосивелип маңалмай қайтип кетиду,мәншурнаминиму тартқузуп қоюп,бурчини ада қилалмайду.таң сулалисиму шуниң билән бу қетимлиқ отуғат беришкә атлинип чиққан әлчиләр өмүкидикиләрниң әмәллерини елип ташлайду[5]

уйғур қәбилилериниң йәнә бир тармиқи чоң көчүш мәзгилидә хеши каридориға көчүп келип маканлишиду.өз вақтида хеши каридорини асас қилип олтурған уйғурлар хеләншән,җинчүән,лияңҗу,қара дәря,суҗу,гуаҗу,шаҗу,гәнҗу(һазирқи гәнсуниң җияңйи шәһири)қатарлиқ районларда олтурақлашқан иди.тарихий матириялларға асасланғанда қәдимки гәнҗу райони әлмисақтин тартипла уйғур қәбилилериниң паалийәт макани иди.миладийәдин бурунқи3-әсирләрдила тарихта исми тилға елинған вуҗей яки хуҗей(оғуз яки уйғур)қәбилилери бу җайларда паалийәт елип барған,төләс яки қаңқи қәбилилериму бу җайда бәзи сиясий вә һәрбий паалийәтләрни елип барған,бу район йәнә көктүрк ханлиқиниңму асаслиқ паалийәт маканлеридин бири болған.йиғип ейтқанда гәнҗу райони түрк миллитиниң ана маканлеридин бири иди.гәнҗу райони қәдимки йепәк йолиниң асасий өткили болғанлиқтин,әгәрдә кимдә-ким бу районни илкидә тутуп туралиса,шу тәрәп өз тәсирини тәрәп-тәрәпкә өткүзәләйтти.милади696-йили тибәтләр бу җайни бесивалди,745-йили урхун уйғур ханлиқи қурулғандин кейин тибәт қошунлерини һазирқи буғда тағлериниң әтирапида бир қанчә қетим мәғлуп қилған болсиму,әмма гәнҗу районидики тибәтләрниң һөкүмранлиғини тәлтөкүс тазилашқа мувәппәқ болалмиған иди.урхун уйғур ханлиқи йимирилгәндин кейин бир қисим уйғур қәбилилери гәнҗудики өз қериндашлери арисиға көчүп келип орунлашти,846-йили җәнупқа көчкән уйғурларниң башлиқи өгә қаған өлтүрүлгәндин кейин,гоби чөллүкиниң әтирапи вә сәддичинниң шимали районлериға тарқалған уйғурларниң мутләқ көп қисми гәнҗуға көчүп келип маканлашти.850-йили хеши каридоридики уйғур қәбилилери бу җайдики тибәтләрниң һөкүмранлиғиға хатимә берип,бу җайда мустәқил болған өз ханлиқини,<< гәнҗу уйғур ханлиқи>>(хеши уйғур ханлиқи)ни қуруп чиқиду.ханлиқниң пайтәхти гәнҗу(һазирқи гәнсуниң җияңйи шәһири,чиләншән теғиниң шималида болуп,хеши каридориниң оттура бәлбеғиға тоғра келиду)болиду,земини шәрқтә һазирқи гәнсу өлкисиниң тиәншүй шәһири вә миншән тағлери(бир мәзгил ләнҗу шәһириниң шәрқигичә болған җайларниму өз ичигә алған),ғәрптә қумулниң шәрқи,шималда һазирқи ички моңғул аптунум райониниң еҗина дәря вадиси вә хеләншән тағлери,җәнупта чиләншән тағлериғичә болған җайларни өз ичигә алиду.таң сулалиси гәнҗу уйғур ханлиқиниң қағаниға отуғат һәдийә қилип,өз йеқинлиқини ипадиләйду.

таң сулалисиниң түркләрдин башқа йәнә тоюһунлар билән болған мунасивити

[تەھرىرلەش]

тоюһунлар200-йиллери башлап күчүйүп,бара-бара һазирқи гәнсуниң ғәрби,сичүәнниң шимали вә чиңхәй(көкнур)өлкилеригә кеңийип,ахирида чиңхәйни асас қилп өз алдиға кичик ханлиқ қурған, сиянпиларниң мурун қәбилисиниң бир тармиқи иди.таң сулалиси туюһунларниң өзиниң ғәрбидики районлериға болған һәрбий һуҗумлерини тохтутуш үчүн,айрим-айрим һалда622-йили хуң хуа мәликини туюһун падишаһиға ятлиқ қилиду,639-йили таң тәйзуң мәликә ши пиңни туюһунларниң ханиға ятлиқ қилиду,652-йили таң гавзу йәнә мәликә җин чеңни туюһун ханиниң чоң оғлиға ятлиқ қилиду.таң сулалисиниң қаришичә мәликә ятлиқ қилип қудулушуш ятларниң һуҗумидин сақлинишниң әң үнүмлүк чариси болуп,бир мәликә йүз миң қошунға тақабил турушниң ролини ойниялайдикән.таң сулалисиниң өз хан җәмәтидин мәликә йетишмигәндә,вәзирләрниң яки алий һәрбий әмәлдарларниң қизлерини мәликә дәриҗисигә көтүрүп,һәм униңға қиммәтлик совға-саламларни қошуп ятларға ятлиқ қлиши буниң бир җанлиқ пакитидур.

бүйүк таң сулалиси тибәтләр биләнму наһайити йеқин мунасивәттә болған.623-йили тибәтләр фаңҗу аймиқи(гәнсуниң шәрқий җәнубида)ни бесивалиду,638-йили йәнә суңҗу аймиқи(һазирқи сичүәнниң суңпән наһийәси)ни бесивалиду.достлуқ вә итпақлиқни һәммидин әла билидиған таң сулалиси тибәтләрниң <<қайта-қайта әлчи әвәтип,сәмимийитини ипадилиши>> билән641-йили 16яшлиқ мәликә вен чиңни тибәт падишаһи суң зәнгәнбуға ятлиқ қилиду.мәликә вен чиңни таң падишаһиниң иниси алтун-күмүш,кимхап-дурдун,һәр хил китап қатарлиқ совғатларни елип маңған зор өзмәккә йетәкчилик қилип,икки айдәк йол йүргәндин кейин суң зәнгәнбуға апирип бериду,шундин кейин мәликә вен чиң хәнзуларниң илғар мәдәнийитини тибәтләргә тарқитип өчмәс төһпиләрни яритиду.

633-йили тибәтләр өзлериниң таң сулалисиға һуҗум қилишиға арилиқта тосқун болуватқан туюһунларға һуҗум қилиду вә уларни пүтүнләй бесивалиду,туюһунларниң падишаһи таң сулалисиниң мәликисини елип,таң сулалисидин панаһ тиләп кетиду.667-йили тибәтләр йәнә таң сулалисиниң чегрилериға һуҗум қилип 12аймақни бесивалиду. таң сулалиси туюһунларни йөләп тибәтләрниң зәрбисигә тақабил туруш үчүн670-йили туюһунларниң 50миң адимини қоралландуруп чиңхәйгә йолға салиду,лекин бу қошун тибәтләрниң қолида пүтүнләй қирилип кетиду.шундин кейин туюһунлар тәрки макан болуп гәнсу,сичүән вә ниңшияларға чечилип кетиду.678-йили таң сулалиси ғәйрәткә келип180миң кишилик қошун билән чиңхәйгә йүрүш қилип тибәтләргә һуҗум қилиду,тибәтләр чекингән болуп чиңхәй көли әтирапиға келиду,андин бирақла кәйнигә қайрилип һуҗум қилип қоғлап келиватқан таң қошунлерини ечинишлиқ мәғлубийәткә учритиду.696-йили тибәтләр хеши каридорини бесивалиду,таң сулалиси710-йили мәликә җин чең(туюһунларға бәргән мәликә билән исимдаш)ни тибәт ханиға ятлиқ қилиду. 756-йили өңлүк лояңни бесивелип өзини хан дәп атиған мәзгилләрдә,тибәтләр һазирқи сичүәнниң ғәрбидики кәң земинни бесивалиду,һәмдә давамлиқ ичкирләп кирип пайтәхт чаңәнни бесивалиду,таң сулалиси тибәтләр билән мәхпий сөһбәтлишип җиңҗу аймиқи(гәнсу әндиң наһийәси) вә лиңҗу аймиқи(ниңшия лиңву наһийәси)қатарлиқ төт аймақни тибәтләргә бөлүп бериду,шуниң билән тибәтләр пайтәхт чаңәндин15күндин кейин чекинип чиқип кетиду.765 -йили3-айда тибәтләр таң сулалисиниң уйғур сәркәрдиси буқа хүййиң билән бирлишип таң ордисиға һуҗум қилғанда,таң сулалиси тибәтләргә уруш чиқими һисавида,5000топ йипәк тәғдим қилиду.791-йили5-айниң15-күни тибәтләр пиң лияң аймиқи(гәнсуниң шәрқидә болуп,һазирқи гәнсу,ниңшя вә шәнши үч өлкиниң тутуш бөлүкигә тоғра келиду)ға һуҗум қилип,таң сулалисиниң60дин артуқ һәрбий санғунлерини әсир алиду,500дин артуқ әскирини өлтүрүду,нәччә миңлиған әскәрни әсир алиду.мана мушу арилиқларда таң сулалиси җәмий сәккиз қетим(705-821-йилиғичә)әлчи әвәтип тибәтләр билән итпақлишип қелиш тоғурлуқ кеңишиду.ахири бүйүк таң сулалисиниң һармай тиришчанлиқ көрсүтиши нәтиҗисидә тибәтләрму таңға болған һуҗумлерини тохтутуду.чүнки тибәтләрму750йилидин кейин ички синипий зидийәтләр түпәйли аҗизлишишқа қарап йүзләнгән иди,бир пүтүн тибәт ханлиқиму840-йилидин кейин иккигә парчилинип кетиду.

840-йили урхун уйғур ханлиқи тарихта аз көрүлидиған тәбиий апәт,ички маҗира вә қирғиз қәбилисиниң һакимийәт тартивелиш үчүн елип барған зәрбиси қатарлиқ сәвәпләр билән мунқәрз болуду.таң сулалиси баштин-ахир әҗдадлеримиз түркләрниң қоғдуши вә һимайә қилиши билән өз мәвҗудлиқини хатирҗәм һалда сақлап кәлгән иди,шәрқий шималдики ширвиләр,қитанлар,ғәрбтики түбүтләр вә таңғутлар түркләрдин тәп тартқачқила таң сулалисиға күчлүк һуҗум қилишқа петиналмай кәлгән иди;таң сулалисиниң ички қисмидики күчләрму пәқәт түркләрдин әймәнгәнлики үчүнла таң сулалисиға қарши өктә қопушқа петиналмай кәлгән иди.840-йилидин кейин таң сулалисиниң күчлүк һиматчисидин пүтүнләй айрилип қалғанлиқини җәзмләштүргән ички қисимдики тәприқичи күчләр,859-йили йүрәклик һалда таң сулалисиға қариши ички исян көтүрүду.таң сулалиси әнә шу йилдин башлап пәқәт намдила мәвҗуд болуп,әмилийәттә тарих сәһнисидин чүшүду.таң сулалисиниң җай-җайлеридики һәрқайси һәрбий һоқоқдарлери намда таң сулалисини сүйистимал қилип туруп,һәдәп өз алдиға земин бөлүшвелишкә киришип кетиду,ордидикиләр болса худди қәпәзгә соланған тохудәк босуға атлап сиртқа чиқишқиму җүрәт қилалмайду.җайлардики тәприқичи күчләр йәнә тәсир даирә талишип өзара қанлиқ қирғинчилиқларни елип бариду,ахирида бу хил қанлиқ қирғинчилиқ орда әһли вә хан җәмәтиниму аман қоймайду.907-йили башлап оттура түзләңлик бәш сулалә,он падишаһлиқ дәвригә қәдәм қоюду.

бүйүк таң сулалиси баштила түркләрниң һәрбий вә сиясий җәһәттин күчлүк қоллушиниң мәһсули сүпитидә мәйданға кәлгән иди.түркләр әзәлдин тартипла таң сулалисини пүтүнләй мунқәрз қиливелиштәк әмилий күчигә игә иди(түркләр сүй сулалисини өзи бивастә ағдуруп ташлап,оттура түзләңликни өз һакимийитигә қошувелиш күчигә игә иди,әмма ундақ қилмиди;626-йили8-айда шәрқий көктүркләр таң сулалисиниң вапаға җапа қилғанлиқидәк һәркитигә наразилиқ билдүрүп,таң сулалисиға һуҗум қилип уларниң пайтәхти чаңәнниң босуғусиға кәлди,әмма таң падишаһи таң тәйзуңниң шәхсән өзи вейшүй дәрясиниң көврикидә, ат өлтүрүп қәсәм қилип садақитини ипадилиши билән йәнә тенч чекинип чиқип кәтти;755-йили өңлүк вә сөйгүм топилаң көтәргәндә,758-йили сөйгүм йәнә қайта топилаң көтүргәндә,765-йили таң сулалисиниң мәшһур уйғур сәркәрдиси буқа хүййиң тибәтләр билән бирлишип топилаң көтүргәндә,таң сулалиси аллиқачан бу топилаңларни бесиқтурушқа аҗизлиқ қилди.түркләр таң сулалисиға ярдәмлишип уларниң ички топилаңлерини бастуруп бәрди,һәргизму топилаңдин тоғач оғурлап таң сулалисини ютувелишни ойлимиди),әмма әҗдадлеримиз түркләр тағни талқан қилғудәк җасарәт вә әмилий күчкә игә болуп туруқлуқму,оттура түзләңлик ханлиқлерини мунқәрз қиливелишни ойлимиди,һәтта кейинки күнләрдә тибәтләр әҗдадлеримизға әлчи әвәтип таң сулалисиға бирликтә һуҗум қилиш тәкливини бәргәндиму,түркләр уларниң тәлипини қәтийлик билән рәт қилди.чүнки әҗдадлеримиз түркләр әзәлдин тартип виҗданни,мәртликни һәммдин әла билип кәлди,әксичә икки йүзлимилик,пурсәтпәрәслик вә һийлә-микир ишлитишни баштин-ахир учиға чиққан номуссизлиқ дәп билди.әҗдадлеримиз түркләр тарихтин буян охшимиған ирқ,охшимиған мәдәнийәт арқа көрүнүшигә игә инсанлар топиға қарита өзара һөрмәт қилип,тәңлик вә баравәрликтә яшаштәк инсаний хисләтни өзлериниң яшаш пиринсипи қилип кәлди.бүгүнки күнлүктә әҗдадлеримизниң бу хил яшаш пиринсипи бизниң әқлий хуласә чиқиришимизни күтүп туруду!

мәнбәләр

[تەھرىرلەش]
  1. <<түрк тарихи>>175-176-бәт,2002-йили1-ай уйғурчә 1-нәшри.
  2. <<қәдимки мәркизий асия>>,2002-йили3-ай,уйғурчә1-нәшри.
  3. <<урхун абидилери>>талат тәкин﹝түркийә﹞,милләтләр нәширяти,2009-йил3-ай уйғурчә1-нәшри,47-,49-бәт.
  4. <<қәдимки мәркизий асия>>,543-544-545-бәтләр.
  5. бу хатириләр хуатав әпәнди түзгән<<Ⅷ-Ⅹәсирләрдики ғәрбий тарихи һәққидә тәтқиқат>>дегән китапниң88-,89-,100-бәтлеридин таллап елинди.



② <<урхун абидилери>>талат тәкин﹝түркийә﹞,милләтләр нәширяти,2009-йил3-ай уйғурчә1-нәшри.

④ <<Ⅷ-Ⅹәсирләрдики ғәрбий тарихи һәққидә тәтқиқат>>,қәшқәр уйғур нәширияти,2003-йили11-ай уйғурчә1-нәшри.

⑤<<шинҗаңдики милләтләрниң тарихи>>,милләтләр нәширяти,1999-йили3-ай уйғурчә2-бесилиши.