Jump to content

Шинҗаң Уйғур Aптоном Райони

ئورنى Wikipedia

UYGHURCHE, ئۇيغۇرچە

Шинҗаң Уйғур Aптоном Райони (хәнзучә: 新疆维吾尔自治区, ингилизчә: Xinjiang Uyghur Autonomous Region) җуңгониң йәр көлими әң чоң болған өлкә вә аптоном район дәриҗилик бөлики. уйғур аптоном раюниниң җуғрапийилик түзүлиши тәңритағлири тәрипидин шималда җоңғарийә ойманлиқи вә җәнупта тарим ойманлиқи дәп иккигә бөлиниду.

аптоном раюндики әң төвән нуқта йәр йүзидин 155 митир төвән болған турпан ойманлиқидур (турпан ойманлиқи җоңгу бойичиму әң төвән нуқта вә дунядики өлүк деңиздин қалса иккинчи әң төвән нуқта болуп һисаплиниду). әң егиз нуқтиси болса йәр йүзидин 8611 митир егиз болған памир чоққисидур.

шинҗаң-қирғизистан чигириси тәңритағлириниң үстигә тоғра килиду. торға еғизи (3752 митир игизликтә) бу чигириниң үстигә җайлашқан.

қарақурум юқири сүрәтлик ташйоли пакистанниң исламабад шәһри билән қәшқәр шәһрини "хонҗирап еғизи" арқилиқ туташтуруп туриду.

хошнилири төвәндикидәк:

өлкиләр: тибәт (шизаң), гәнсу (кәңсу), чиңхәй дөләтләр: моңғулийә, росийә, қазақистан, қирғизистан, афғанистан, пакистан, һиндистан.

нопус қурулмиси (демографийиси)

[تەھرىرلەش]

left|thumb|250px шинҗаң уйғур аптоном раюни уйғур, қазақ, қирғиз,өзбек, татар қатарлиқ түрүк тил системисидики вә башқа милләтләрниң маканидур. юқириқи милләтләрдин башқа йәнә моңғул, хәнзу, хуйзу, манҗу, дағур, шибә, доңшияң, рос қатарлиқ милләтләр яшайду.

уйғур аптоном райониниң нопус әһвали, 2000-йиллиқ мәлуматқа көрә һәрқайси милләтләрниң нопус пирсәнти
милләтләр нопус пирсәнти
уйғур 35,345,622 45.21
хәнзу 7,489,919 40.58
қазақ 1,245,023 6.74
хуйзу 839,837 4.55
қирғиз 158,775 0.86
муңғул 149,857 0.81
доңшияң 55,841 0.30
таҗик 39,493 0.21
хибе 34,566 0.19
манҗу 19,493 0.11
туҗия 15,787 0.086
өзбек 12,096 0.066
рос 8935 0.048
мияв 7006 0.038
тибәт 6153 0.033
җуаң 5642 0.031
дағур 5541 0.030
татар 4501 0.024
салар 3762 0.020

тарих

[تەھرىرلەش]

шәрқий түркистан аптоном райони, қисқартип шәрқий түркистан дейилиду, асия - явропақуруқлуқиниң мәркизигә, җуңгониң ғәрбий шимал четигә җайлашқан, омумийкөлими 1 милйон 664 миң квадрат келометир, әтрапта русийә, қазақистан, қирғизистан,таҗикистан, пакистан, моңғулийә, һиндистан, афғанистан, җуңгодин ибарәт 8 дөләт билән чегрилиниду; қуруқлуқ чегриси 5600 километирдин артуқболуп, пүтүн мәмликәт қуруқлуқ чегрисиниң 4 тин 1 қисмини игиләйду, қуруқлуқ чегра линийиси әң узун,чегрлинидиған дөләт әң көп болған өлкә дәриҗилик мәмурий район.шинҗаң қәдимдә ғәрбий дияр дәп аталған , қәдимдин җуңгониң айрилмасбир қисми болуп кәлгән. миладидин илгирики 138 - йили, хән вуди җаңчйәнни ғәрбий диярға әлчиликкә әвәткән, буниң билән, ғәрбий хәнсулалиси һакимийити билән ғәрбий диярдики әлләр алақә орнатқан.миладидин илгирики 60 - йили ғәрбий хән сулалиси һакимийити урли(һазирқи бүгүр чегриси)да ғәрбий юрт қоруқчибәг мәһкимисини тәсисқилған, шуниңдин етибарән ғәрбий дияр хән сулалисиниң территорийисигәкиргүзүлгән. чиң һөкүмити чйән лоңниң ахирқи мәзгилидә ғәрбий юртдегән намни шинҗаң дәп өзгәрткән, 1884 - йили чиң һөкүмити шинҗаңөлкисини тәсис қилған, өлкә мәркизи үрүмчи болған. 1949 - йилишинҗаң тинч йол билән азад болған, 1955 - йил 10 - айниң 1 - күнишинҗаң уйғур аптоном райони қурулған, мәркизи үрүмчи шәһири болған(моңғулчидики мәниси гүзәл яйлақ). шинҗаң деңиз - окянлардин йирақ, 4әтрапини егиз тағлар орап туриду. шинҗаң тәвәсидә қатмуқат музлуқчоққилар, көз йәткүсиз қумлуқлар, бипаян яйлақлар, юлтуздәктарқалған бостанлиқлар бар. 3 тағ 2 ойманлиқни орап туриду. шималдаалтай теғи, җәнубта қарақурум теғи бар, тәңритағ шинҗаңни җәнуб вәшималға айрип туриду. тәңри теғиниң җәнуби җәнубий шинҗаң, тәңритеғиниң шимали шималий шинҗаң дейилиду, қумул, турпан бөлики шәрқийшинҗаң дейилиду. җәнубий шинҗаңдики тарим ойманлиқиниң көлими 530 миңквадрат километир келиду, у җуңгодики әң чоң ойманлиқ һесаблиниду.тарим ойманлиқниң оттура қисимиға җайлашқан тәклимакан қумлуқиниңомумий көлими тәхминән 330 миң квадрат километир келиду, у җуңгодикиәң чоң, дунядики 2 - чоң көчмә қумлуқ һесаблиниду. тарим ойманлиқиникесип өтидиған тарим дәрясиниң узунлуқи тәхминән 2100 километирболуп, җуңгодики әң узун ички қуруқлуқ дәря һесаблиниду. шималийшинҗаңдики җуңғар ойманлиқиниң көлими тәхминән 380 миң квадраткилометир болуп, җуңгодики 2 - чоң ойманлиқ һесаблиниду. җуңғаройманлиқиниң оттура қисмиға җайлашқан гүрбантүңгүт қумлуқиниң көлимитәхминән 48 миң квадрат километир, у җуңгодики 2 - чоң қумлуқ.шинҗаңда көл җиқ, су даириси көлими 5 миң 505 квадрат километир, буниңичидә бағраш көлиниң даириси 980 квадрат километир , у җуңгодики әңчоң ички қуруқлуқ татлиқ су көли. шинҗаңниң шәрқидики турпанойманлиқиға җайлашқан айдиңкөл деңиз йүзидин 154 метир төвән болуп,бу җай җуңгодики ички қуруқлуқниң әң төвән җайи һесаблиниду.шинҗаңниң килимати қуруқлуқ типидики типик мөтидил килиматқа тәвә ,2007 - йили оттуричә темпураториси 10.9 селсийә градус, йиллиқоттуричә тәбиий һөл йеғин миқдари 165.6 миллиметир болған. тағлардинеригән қар сулири нурғун дәряларни һасил қилған , бостанлиқларойманлиқларниң четигә вә дәря вадилириға җайлашқан, бостанлиқ омумийкөлими аптоном районимиз көлиминиң %5 ини игиләйду, типик бостанлиқикилогийиси алаһидиликигә игә. шинҗаңниң су байлиқи мәмликәт бойичәсу байлиқиниң %3 ини игиләйду, чоң - кичик дәря җәмий 570тин ашиду,йәр үсти су байлиқи миқдари 90 милярд 380 милйон куб метир болуп,киши бешиға тоғра келидиған йәр үсти сүйи пүтүн мәмликәтниң оттуричәқиммитиниң 2.2 һәссисигә тоғра келиду. йәр асти сүйиниң миқдари 55милярд 410 милйон куб метир келиду, музлуқ записи 2 триллион 130милярд болуп, мәмликәт бойичә музлуқ записиниң %50 ини игиләйду,"музлуқ амбири" дәп тәриплиниду. шинҗаң явропа - асия чоңқуруқлуқиниң мәркизигә җайлашқан болғачқа, һаваси қурғақ, су байлиқипәсилниң тәсиригә учрайду, вақит-бушлуқта тарқилиши тәкши әмәс, йәрүсти сүйиниң парға айлиниш миқдари көп, шуңа бәзи җайларда су байлиқийетишмәйду. йеза игилик йери көлими 63 милйон 81 миң гектар, буниңичидә терилғу йәр 4 милйон 114 миң 200 гектар болуп, киши бешиға 2.95модин тоғра келиду, бу мәмликәт бойичә киши бешиға тоғра келидиғантерилғу йәрниң 1 .2 һәссисигә тәң. орман көлими 6 милйон 765 миңгектар, яйлақ көлими 51 милйон 120 миң гектар болуп, пүтүн мәмликәтяйлақ омумий көлиминиң ٪20ни игиләйду, мәмликәт бойичә 5 чоңчарвичилиқ райониниң бири, ички молғулдин қалсила, мәмликәт бойичә 2 -орунда туриду. шинҗаңниң қуяш нури енергийиси, йәр иссиқлиқи, шамаленергийиси байлиқи мол, җуңгодики аптапниң чүшүш вақти узун өлкә -районниң бири, шинҗаңниң пүтүн йиллиқ апптап чүшүш вақти оттура һесаббилән 2600 саәттин 3500 саәткичә болуп, мәмликәт бойичә 2 - орундатуриду.

җуғрапийә

[تەھرىرلەش]

шинҗаңниң қезилма байлиқиниң түри толуқ, записи мол, ечиш истиқбаликәң. һазир байқалған қезилма байлиқ 138 хил болуп, буниң ичидә 99хилиниң записи тәкшүрүп ениқланди, 10 хилиниң записи мәмликәт бойичә 1- орунда туриду, 58 хилиниң записи алдинқи 10 - орунда туриду.нефит, тәбиий газ, көмүр, төмүр, мис, алтун, хром, некил, азучрайдиған метал, туз түридики қезилма, бинакарлиқ материялиқилинидиған металлоид қатарлиқларниң записи интайин мол. мәмликәтбойичә 2 - қетимлиқ нефит- газ байлиқини баһалашта, шинҗаңниң нефитбайлиқи 20 милярд 920 милйон тонна болуп, елимиз қуруқлуқ нефитбайлиқиниң %30 ини игилиди; тәбиий газ байлиқи 10 трилйон 400 милярдкуб метир болуп, мәмликәт бойичә қуруқлуқ тәбиий газ байлиқиниң %34ини игилиди. шинҗаңниң мөлчәрий көмүр байлиқи 2 трилйон 190 милярдтонна болуп, мәмликәт бойичә көмүр записиниң %40ини игиләйду.шинҗаңниң тәбиий саяһәт байлиқи вә етнограгийилик саяһәт байлиқимол, тәбиий мәнзириси гүзәл һәм өзгичә , һәйвәтлик муз чоққилар, көзйәткүсиз қумлуқлар, гүзәл от юрти, қумлуқларни чөридәп туридиғанбостанлиқлар бар. мәдәнийәт көп муҗәссәмләнгән, миллий өрп - адитиқоюқ, даңлиқ қәдимий ядикарлиқлар көп, ечиш йошурун күчи зор."җуңгониң саяһәт байлиқини омумйүзлүк тәкшүрүш өлчими" бойичә түргәайриғанда, җуңгодики саяһәт байлиқиниң 6 чоң түр бойичә 68 хиласасий түрниң аз дегәндә 56 си шинҗаңда болуп, мәмликәтниң ٪80ниигиләйду. 2007 - йилниң ахири, шинҗаңда дөләт A дәриҗилик мәнзирәрайонидин 165и бар, буниң ичидә 5A дәриҗилик мәнзирә районидин 3и, 4Aдәриҗилик мәнзирә районидин 15и, 3A дәриҗилик мәнзирә районидин 69ибар; дөләт санаәт, йеза игилик саяһәт үлгә көрситиш нуқтисидин 34ибар. мәшһур тәбиий мәнзирә районлиридин буғда көли, қанас көли, наратяйлиқи, бағраш көли, сайрам көли, байинбулақ яйлиқи қатарлиқлар бар.шинҗаңниң антопорологийилик саяһәт байлиқи интайин мол болуп, 5000километирдин ашидиған қәдимки йепәк йолиниң җәнубий, шималий вәоттура ғол линийилиридә йүзлигән қәдимки шәһәр харабилири, қәдимкиқәбристанлиқ, миң өй, боз йәр ечиш харабиси қатарлиқ қәдимки мәнзирәизналири қалған, буниң ичидә ярғол қәдимки харабиси, идиқут қәдимкишәһәр харабиси, кроран қәдимки харабиси, қизил миң өйи, ипарханниңқәбриси қатарлиқларда җуңго билән ғәрбниң мәдәнийәт учришиш тарихихатирлинип, қәдимий шинҗаңниң шанлиқ мәдәнийити намайән қилинған.шинҗаңниң һайванат вә өсүмлүклириниң түри интайин көп вә өзгичә,тәрәққият юшурун күчи зор. шинҗаңдики явайи һайванат вәөсүмлүкләрниң түри 4000 дин ашиду. қар ләйлиси, соғигүл, чүчүкбуя,чаканда, лопнур кәндири, тошқан зәдики қатарлиқлар кәң тарқалған,сүпити яхши, сорти вә тәбиийти өзгичә. шинҗаң йәнә келип көп хилмевиләрниң пәйда болуш мәркизи, иккиләмчи мәркизи, мевә байлиқи молболуп, буниң ичидә сүпәтлик сорти 300 хилдин ашиду. қәдимдин тартип"мевә - чивә макани" дәп атилип кәлгән. явайи һайванларниң түри 700гәйеқин болуп, пүтүн мәмликәттики явайи һайванлар түриниң %11ниигиләйду. шинҗаңда дөләт бойичә нуқтилиқ қоғдилидиған һайвандин 116хили бар, бу мәмликәт бойичә қоғдилидиған һайванниң тәхминән үчтин бирқисмини игиләйду. буниң ичидә биринчи дәриҗилик қоғдилидиғанһайвандин 28 хили, 2 - дәриҗилик қоғдилидиған һайвандин 88 хили бар,улар моңғулийиниң ява ети, тибәт қулини, тибәт бөкини, йилпиз, қоңурейиқ, ақ йәлкә бүркүт, қара боюн турна қатарлиқ хәлқарада азқалған явайи һайванлар.

мәмурий район

[تەھرىرلەش]

шинҗаңда һазир 5 аптоном област, 7 вилайәт, 2 вилайәтдәриҗилик шәһәрни өз ичигә алған 14 вилайәт, област, шәһәр, 32чегра наһийә (шәһәр), 6 миллий аптономийә наһийини өз ичигә алған87 наһийә (шәһәр), 43 миллий йезини өз ичигә алған 853 йеза - базарбар. шинҗаң ишләпчиқириш - қурулуш биңтүәни шинҗаңниң муһим тәркибийқисими , 14 ши, 175 деһқанчилиқ вә чарвичилиқ түән - мәйдан бар,омумий нопуси 2 милйон 580 миң. 2005-йили говуйүәнниң тәстиқлиши билән мичүән, тумшуқ, вуҗиячү қатарлиқ3шәһәр қурулған

иқтисад

[تەھرىرلەش]

азатлиқтин бурун, шинҗаңниң хәлқ игилики деһқанчилиқ, чарвичилиқниасас қилған наторал игилик болуп, йеза игилики қалақ, санаити йоқдийәрлик иди. шинҗаң тинч йол билән азад болған 50 нәччә йилдинбуян, болупму ислаһат, ечиветиш сиясити йолға қоюлғандин буян,партийә мәркизий комитетиниң сәмимий ғәмхорлуқи вә пүтүн мәмликәтхәлқиниң зор күч билән қоллиши арқисида, шинҗаңдики һәр милләт хәлқибир нийәт - бир мәқсәттә иттипақлишип, җапаға чидап игилик тикләп,иқтисадий вә иҗтимаий ишларда ғайәт зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүрди,шәһәр - йеза қияпитидә ғайәт зор өзгиришләр болди, һәр милләт хәлқниңтурмуши ғайәт зор дәриҗидә яхшиланди. хәлқ игилики учқандәк ешип,омумий күчи көрүнәрлик күчәйди. 2007 - йили шинҗаңниң ишләпчиқиришомумий қиммити 352 милярд 316 милйон йүәнгә йетип,алдинқи йилдикидин%2 .12, 2000 -йилдикидин бир һәссә, 1978 - йилдикидин 7. 16 һәссәашти. кәсп қурулмиси үзлүксиз яхшиланди, 1 -, 2 -, 3 - кәспләрниңсалмиқи 1978 – йилдики 35.7:47.0:17.3 вә 2000 - йилидики 21.1:39.4:39.5дин 2007 - йилидики 17.8:46.8:35.4 гә тәңшәлди. омумий малийә кирими64 милярд йүәнгә йетип, алдинқи йилидикидин %32.2, 2000 - йилидикидин3.3 һәссә ашти. йәрлик малийиниң адәттики хам чот кирими 28 милярд586 милйон йүәнгә йетип, алдинқи йилдикидин %30.3, 2000 - йилидикидин2.6 һәссә, 1978 - йилдикидин 39 һәссә ашти. һәр милләт хәлқниң турмушсәвийиси пәйдинпәй өсти. 2007 - йили, аптоном районимиздики шәһәр -базар аһалисиниң иликидики оттуричә кирими 10 миң 313 йүәнгә йетип,алдинқи йилидикидин %16.3, 2000 - йилидикидин %82.7, 1978 -йилидикидин 31.3 һәссә ашти; йеза аһалисиниң оттуричә сап кирими3183 йүәнгә йетип, алдинқи йилидикидин %16.3, 2000 - йилидикидин%96.7, 1978 - йилидикидин 25.7 һәссә ашти; шәһәр - базар аһалисиниңоттуричә туралғу ишлитиш көлими 1980 - йилидики 5.42 квадрат метирдин2007 - йилидики 20.38 квадрат метирға, йеза аһалисиниң оттуричәтуралғу көлими 1980 - йилидики 7.8 квадрат метирдин 2007 - йилидики22.45 квадрат метирға йәтти. йеза игилик универсал ишләпчиқиршиқтидари үзлүксиз ешип, йеза иқтисади омумйүзлүк тәрәққий қилди.2007 - йили, йеза игилик қошулма қиммити 62 милярд 872 милйон йүәнгәйетип, алдинқи йилидикидин %7.1, 2000 - йилдикидин %48.8, 1978 -йилдикидин 7.5 һәссә ашти. ашлиқ омумий мәһсулати 8 милйон 670 миң400 тонниға йетип, ашлиқ ишләпчиқиришида "шинҗаң тәвәсидә тәңпуңболуш, азрақ ешинча болуш"тәк истратегийилик нишанға йәтти. пахтамәһсулати 2 милйон 900 миң тонниға йетип, алдинқи йилидикидин %8.4ешип, мәмликәт бойичә пахта омумий мәһсулатиниң %38.2 ини игилиди.заманиви чарвичилиқ үзлүксиз тәрәққий қилип, йеза игиликидә игилигәннисбити %21.8кә йәтти. өзгичә бағвәнчилик көләм шәкилләндүрүп, омумийкөлими 13 милйон модин ашти, бағвәнчилик мәһсулати 4 милйон 119 миң800 тонниға йәтти, буниң ичидә җәнубий шинҗаңдики тарим ойманлиқиәтрапида 10 милйон мо бағвәнчилик ишләпчиқириш базиси шәкилләнди.йеза игиликини кәсипләштүрүш қәдими тезлитилди, шинҗаңда дөләтдәриҗилик йеза игиликини кәсипләштүрүштики нуқтилиқ башламчикарханидин 16си, аптоном район дәриҗилик йеза игиликиникәсипләштүрүштики нуқтилиқ башламчи карханидин 186си, вилайәт, областдәриҗилик йеза игиликини кәсипләштүрүштики нуқтилиқ башламчикарханидин 245и бар, кәсипкарлар 348 миң кишигәйәтти , йеза игиликиникәсипләштүрүш тиҗарити шинҗаңдики %60тин артуқ деһқанниң кириминиашурушқа түрткә болди. шинҗаңниң өзгичә йеза игилик мәһсулатлиритәрәққияти наһайити тез болди, қулмақ, пәмидур, зараңза, алқат,қоғун, үзүм, нәшпүт, алма, үрүк, анар, яңақ, чилан қатарлиқөзгичә йеза игилик мәһсулатлириниң мәмликәт ичи - сиртида даңқи бар,буниң ичидә шохла қияминиң екиспорт миқдари хәлқара сода миқдариниң4/1ини, қулмақ мәһсулати мәмликәт бойичә омумий мәһсулат миқдариниң%70 тин көпрәкини, алқат %50 тин көпрәкини игиләйду. шинҗаң мәмликәтбойичә асаслиқ тавар пахта, қулмақ вә пәмидур қиями ишләш базиси,мәмликәт бойичә муһим чарвичилиқ вә қизилча шекири ишләш базиси болупқалди. йеңичә санаәтләштүрүш қәдими тезлитилип, санаәт иқтисадиниңешиши тез болди. қизилма байлиқ ечиш вә йеза игилик, қошумчәмәһсулатлирини инчикә пишшиқлаш йетәкчи күч қилинған, нефит - тәбийгаз ечиш, нефит химийә санаити, полат - төмүр, көмүр, електрениргийиси, тоқумичилиқ, бинакарлиқ материяли, химийә санаити,тиббий доригәрлик, йеник санаәт, йемәклик қатарлиқ түрлири нисбәтәнтолуқ, муәййән көләмгә игә заманиви санаәт системиси барлиққа кәлди.җуңғар ойманлиқи, тарим ойманлиқи вә турпан - қумул ойманлиқидики 3чоң нефитлик һәмдә қарамай, майтағ, үрүмчи, корла, поскам қатарлиқнефит химийә базиси қурулди. бавгаң, шенхуа, җуңго ашлиқ гуруһи, дөләтмәбләғ селиш гуруһи қатарлиқ дөләт ичидики 20 нәччә даңлиқ чоңкархана, чоң гуруһ шинҗаңдики карханиларни қайта тәшкилләш вә байлиқечишқа актип қатнашти, бир түркүм қурулушлар җиддий ишлиниватиду.2007 - йили санаәт қошулма қиммити 137 милярд 848 милйон йүәнгәйетип, алдинқи йилдикидин %15, 2000 – йилдикидин 1.2 һәссә ашти.асаслиқ санаәт мәһсулатиниң миқдари пухта қәдәмдә ашти. 2007 - йилисанаәт карханилириниң хам нефит мәһсулати 26 милйон 43 миң 100 тонниғайетип, мәмликәт бойичә 3 - орунға өтүп, алдинқи йилдикидин %2.8,2000 - йилдикдин ٪33.9 ашти; тәбий газ мәһсулати 21 милярд 33 милйонкуб метирға йетип, алдинқи йилдикидин ٪28.1, 2000 - йилдикидин 4.9һәссә ешип, мәмликәт бойичә биринчи орунға өтти; хам нефит пишшиқлашмиқдари 17 милйон 58 миң 100 тонниға йетип, алдинқи йилдикидин ٪5.6,2000 - йилдикидин ٪70.4 ашти; көмүр мәһсулати 50 милйон 186 миң 400тонниға йетип, алдинқи йилдикидин %11.1, 2000 - йилдикдин ٪79.3 ашти;ток 41 милярд 687 милйон киловат саәткә йетип, алдинқи йилдикидин %7.16, 2000 – йилдикдин 1.3 һәссә ашти. заманиви кархана түзүми тәдриҗийорнитилип вә мукәммәлләштүрүлүп, карханиларниң көлими үзлүксизкеңийип, игилик башқуруш сәвийиси үзлүксиз ашти. 2007 - йилниңахириғичә шинҗаңда пай чеки базарға селинидиған ширкәт 30ға йетип,ғәрбий шималдики 5 өлкә бойичә биринчи орунға, мәмликәт бойичә 16орунға өтти, мүлүк омумий соммиси 102 милярд 390 милйон йүәнгә,омумий базар қиммити 317 милярд 431 милйон йүәнгә йетип, бу ширкәтләршинҗаңниң иқтисадий қурулуши вә тәрәққиятида күчлүк түрткилик ролойниди. ул әслиһә қурулушида хели зор мувәппәқийәт қолға кәлтүрүлди,мәбләғ селиш муһити көрүнәрлик яхшиланди. 2007 - йили ииҗтимаийтурақлиқ мүлүк селинмиси 185 милярд 84 милйон йүәнгә йетип, алдинқийилдикидин %1. 18 ашти. ислаһат, ечиветиш сиясити йолға қоюлған 30йилдин буян, ииҗтимаий турақлиқ мүлүк селинмиси җәмий 1 териллон264 милярд 297 милйон йүәнгә йетип, йилиға оттуричә %6. 18 тин ашти.зор бир түркүм сучилиқ, қатнаш, хәвәрлишиш, енергийә вә нефит химийәсанаити қатарлиқ чоң - чоң түрләрдә иш башланди вә пүттүп ишқакирштүрүлди. һазир шинҗаңниң төмүрйол тиҗарәт мусаписи 2925 километирғайетип, аптоном районимиздики асаслиқ вилайәт, област вә иқтисадрайонлириға төмүрйол туташтурулди. ташйол қатнаш мусаписи 145 миң 200километирға йетип, үрүмчини мәркәз, 7 дөләт йолини асасий рамкақилған, шәрқтә гәнсу, чиңхәйгә, ғәрбтә оттура асия, ғәрбий асияәллиригә, җәнубта шизаңға туташқан, шинҗаң ичидә 68 өлкә йолиға вәвилайәт - шәһәрләргә, наһийә - йезиларға туташқан ташйол қатнишитранспорт тори барлиққа кәлди. аптоном районимизда һазир пуқраларайропорттидин 12 си, һаварайи чәклимисигә учримайдиған запасайропорттин 1и, авиатсийә линийисидин 153 и болуп, җуңгодики 52 чоң,оттураһал шәһәр вә чәт әлдики 43 шәһәргә туташқан һава транспорт торибарлиққа кәлди, авиатсийә мусаписи 160 миң километирға йәтти, шинҗаңмәмликәт бойичә айропорт әң көп, авиатсийә линийиси әң узунөлкиләрниң бири болуп қалди. нефит - газ туруба йоли омумий мусаписи6793 келомтерға йетип, "ғәрпниң газини шәрққә йәткүзүш" турубиси,үрүмчи – ләнҗу тайяр май турубиси, пичан – ләнҗу хам нефит турубиси,җуңго – қазақистан хам нефит турубиси дөләтниң қуруқлуқ енергийәбихәтәрлик чоң йолиниң муһим тәркибий қисми. 2007 – йилниң ахириғакәлгәндә, муқим телефон абонти 6 милйон 962 миңға йетип, омумлишишнисбити һәр йүз адәмгә 33.7дин тоғра кәлди; көчмә телефон абонти 8милйон 83 миңға йетип, омумлишиш нисбити һәр йүз адәмгә 39.4дин тоғракәлди; алақә тори абунтлири 1 милйон 578 миңға йетип, оптик кабелниасас қилған, рәқәмлик мекро долқун вә сүний һәмраһ хәвәрлишишиниярдәмчи қилған заманиви йәткүзүш тори тәңритағниң җәнубий вә шималийетикини қаплиди. екологийилик муһит үзлүксиз яхшилинип,имканийәтлик сиҗил тәрәққият иқтидари давамлиқ өсти. екологийиликмуһитни қоғдаш вә екологийилик муһит қурулушиға тәң әһмийәт бериштәчиң туруп, екологийилик муһит тиришип яхшиланди, тәбиий орманниқоғдаш, түзләңликни көкәртиш, чөл йепинчисини қоғдаш вә таримойманлиқи, җуңғар ойманлиқи әтрапидики қумлишишни түзәш, "3 шимали"еһатә орминини қоғдаш 4 - қәрәллик қурулуши қатарлиқ нуқтилиқекологийилик қурулуш омумйүзлүк йолға қоюлуп, екологийилик муһит вәолтурақлишш муһити давамлиқ яхшилинип, имканийәтлик сиҗилтәрәққиятни ишқа ашуруш үчүн муһим асас селинди. 2007 - йилниңахириғичә, шинҗаңда түрлүк тәбиий муһапизәт районидин җәмий 28иқурулуп, муһапизәт райониниң омумий көлими 214 миң 800 квадраткилометирға йәтти, бу шинҗаңниң йәр көлиминиң ٪12.9ни игиләйду, буниңичидә дөләт дәриҗилик тәбиий муһапизәт районидин 9и бар; тәстиқланғандөләт дәриҗилик екологийилик үлгә райондин 8и бар, омумий көлими 127миң 600 квадрат километир, аптоном районимизниң йәр көлиминиң ٪6.7ниигиләйду; дөләт дәриҗилик екологийилик иқтидар муһапизәт районидин2си бар, көлими 180 миң 900 квадрат километир келиду.

асасий қурулуш

[تەھرىرلەش]

шинҗаңниң сиртқа ечиветиш сәвийиси үзлүксиз өсүп, җуңгониң ғәрпкәечиветиштики алдинқи сәпкә айланди. чегра бойлири, көврүк бойи(ярвропа - асия 2 - чоң қуруқлуқ көврүки) вә қатнаш ғол линийилиринибойлап, хәлқараға, мәмликәт ичигә кеңәйгән һәр тәрәплимилик, көпқатламлиқ, кәң даирилик сиртқа ечиветиш һалити тәдриҗий барлиққакәлди. һазир 1 - дәриҗилик порттин 17си, 2 - дәриҗилик порттин 12сиболуп, мәмликәт бойичә порт сани әң көп өлкә, аптоном районниң бириһесаблиниду. дөләт дәриҗилик тәрәққият районидин 3и (үрүмчи иқтисад- техника тәрәққият райони, үрүмчи юқири, йеңи техника кәсипләртәрәққият райони, шихәнзә иқтисад - техника тәрәққият райони), чеграиқтисадий һәмкарлиқ районидин 3 и (ғулҗа чегра иқтисадий һәмкарлиқрайони, чөчәк чегра иқтисадий һәмкарлиқ райони, бортала чеграиқтисадий һәмкарлиқ райони), екиспорт мәһсулатлирини пишшиқлашрайонидин 1 и һәмдә җуңго – қазақистан чегра иқтисад - сода вә мәбләғһәмкарлиқ райони (җуңго – қазақистан қорғас хәлқара чегра һәмкарлиқмәркизи), очуқ шәһәр, наһийидин 75 и болуп, 140 нәччә дөләт вә районбилән иқтисад - сода мунасивити орнитилди. 2007 - йили ташқи содаимпорт - екиспорт омумий соммиси 13 милярд 716 милйон долларғайетип, алдинқи йилдикидин %50.7, 2000 - йилдикидин 5.1 һәссә, 1978 -йилдикидин 583.7 һәссә ашти. буниң ичидә, импорт сода соммиси 2милярд 213 милйон долларға йетип, омумий сода соммисиниң ٪16.1иниигилиди; екиспорт сода соммиси 11 милярд 503 милйон долларға йетип,омумий сода соммисиниң ٪83.9ини игилиди; чегра аз соммилиқ содаомумий соммиси 9 милярд 417 милйон долларға йетип, омумий содасоммисиниң ٪68.7ини игилиди. чегрдин өткән мал миқдари 19 милйон 490миң тонниға йәтти, буниң ичидә, алатав портидин өткүзүлгән малмиқдари 17 милйон 300 миң тонниға йетип, омумий өткүзүлгән малмиқдариниң ٪87.4ини игиләп, җуңгодики қуруқлуқ портида мал өткүзүшмиқдари җәһәттә 2 - орунда турди. ташқи мәбләғдин пайдилиниш көлимиүзлүксиз зорайди, 1978 - йилдин тартип чәт әл содигәрлири биваситәсалған мәбләғ 812 милйон долларға йәтти. 1992 - йилдин башлап 16нөвәтлик үрүмчи ташқи иқтисад – сода йәрмәнкиси мувәппәқийәтликөткүзүлди. "үрүмчи сода йәрмәнкиси" җуңгониң ғәрбий қисми вә қошнадөләтләр ичидә тәсири хели зор иқтисад- сода катта йәрмәнкиси болупқалди. шуниң билән бир вақитта, оттура асия, ғәрбий асия юқириқатламлиқ мунбири, турпан үзүм байрими, үрүмчи кийим - кечәк байрими,қәшқәр җәнубий асия, оттура асия тавар сода йәрмәнкиси қатарлиқбир қатар паалийәтләрни өткүзүш арқилиқ сртқа ечиветиштикииқтисад-сода һәмкарлиқи үзлүксиз күчәйди. йеңичә оборотчилиқучқандәк раваҗлинип, зәнҗирсиман тиҗарәт тор нуқтиси 3 миңға йәтти,иҗтимаий истемал буюмлириниң парчә сетилиш омумий соммиси 84милярд 770 милйон йүәнгә йетип, алдинқи йилдикидин ٪16.5 ашти. өй -йәр - мүлүк, қатнаш трансипорт, амбарда сақлаш һәмдә почта – телеграф,хәвәрлишиш, топ вә парчә сетиш, йемәк - ичмәк кәспиниң көлими давамлиқкеңәйди. пул муамилә, суғурта, учур вә қанун мулазимити қатарлиқзаманиви мулазимәтчиликтә йеңи йүксилиш болуп, әнәниви оборотчилиқнизаманиви оборотчилиққа өзгәртиш қәдими тезләшти. омумий мүлүкчиликтәболмиған игилик ислаһат , ечиветш сиясити йолға қоюлғандин буянқиәң җанлиқ, әң тез тәрәққият мәзгилигә қәдәм қойди. 2007 - йилиниңахири, хусусий карханилар 68 миң 900ға, ройхәткә алдурған мәблиғи 91милярд 360 милйон йүәнгә, кәспкарлири 707 миң 900ға йәтти; йәккә сода- санаәтчиләр 483 миң 200гә, ройхәткә алдурған мәблиғи 10 милярд 880милйон йүәнгә, кәспкарлири 789 миңға йәтти. омумий мүлүкчиликтәболмиған игилик шинҗаңниң хәлқ игиликидики муһим тәркибий қисимғаайланди. иқтисад тәрәққий қилиш билән биргә, аптоном районимизниңпән - техника, маарип, мәдәнийәт, сәһийә, тәнтәрбийә, радио - кино -телевизийә қатарлиқ иҗтимаий ишлириму омумйүзлүк йүксәлди. пән -техника әмәлий күчи үзлүксиз күчәйди. радиониң аһалини қаплаш нисбити %5. 93 кә, телевизийиниңаһалини қаплаш нисбити %5. 93 кә йәтти. давалаш - сақлиқ сақлашшараити зор дәриҗидә яхшиланди, наһийә, йеза, кәнт дәриҗилик давалаш,алдини елиш, сақлиқ сақлаш тори йәниму мустәһкәмләнди, 2007 - йилниңахириғичә, аптоном районимиз бойичә сәһийә аппарати 7465 кә, кариват81 миң 700гә, сәһийә техник хадими 104 миң 700гә йәтти, һәммә наһийә(шәһәр)дә дохтурхана, сәһийә юқумлуқ кесәлниң алдини елиш понкити вәана - балилар сақлиқ сақлаш аппарати болуш, йеза (базар)лардашипахана , һәммә кәнттә давалаш орни болуш асасий җәһәттин ишқаашурулди. дөләт шинҗаңдики аз санлиқ милләт кадирларни йетиштүрүш,өстүрүш вә ишлитишкә интайин әһмийәт бәрди, 2007 - йилниң ахириаптоном районимиздики аптоном районимиздики аз санлиқ милләтмәмурлири 58 миң 900гә йетип, мәмурлар омумий саниниң ٪4.01ниигилиди, бир түркүм мунәввәр аз санлиқ милләт кадирлар, ихтисаслиқбашқурғучилар вә һәр хил кәспий техника ихтисаслиқлири һөкүмәтаппаратлири вә иқтисад, маарип, пән – техника, мәдәнийәт ишлирисаһәлиридә өз карамитини көрсәтмәктә. аз санлиқ милләтләрниң тил -йезиқиға вә өрп - адитигә толуқ һөрмәт қилинди, аз санлиқмилләтләрниң маарип, мәдәнийәт ишлири зор дәриҗидә тәрәққий қилди.һазир шинҗаңдики һәр хил маарипта көп хил аза санлиқ милләт йезиқибойичә дәрс өтүлиду. буниң ичидә асас маарип басқучида уйғур,хәнзу, қазақ, қирғиз, муңғул, шибә, рустин ибарәт 7 хил тилда оқутушйолға қоюлиду. шинҗаңдики гезитләр уйғурчә, хәнзучә, қазақчә,қирғизчә, муңғулчә, шибәчидин ибарәт 6 хил йезиқта нәшр қилиниптарқитилиду, аз санлиқ милләт йезиқидики гезит 134 хилға, жорнал 206хилға йетиду; шинҗаң хәлқ радио истансиси уйғурчә, хәнзучә, қазақчә,қирғизчә, муңғулчидин ибарәт 5 хил тилда аңлитиш бериду, шинҗаңтелевизийә истансиси уйғур, хәнзу, қазақ тилида аңлитишни ишқаашурди. аз санлиқ милләтләрниң классик әдәбий әсәрлиридин"қутадғубилик", "түркий тиллар дивани" вә аз санлиқ милләтләрниңтарихий дастани ‹‹җаңғир››, ‹‹манас›› қатарлиқ аз санлиқ милләтләрниңтарихий мәдәнийәт мираслири үнүмлүк қоғдалди вә тәрәққий қилдурулди.бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң маарип - пән - мәдәнийәт тәшкилати"җуңго шинҗаң уйғур муқам сәнити"ни "дуня инсанийәт ағзаки вәғәйрий маддий мираслири" қатариға киргүзди, 14 түрлүк ғәйрий маддиймәдәнийәт мираси тунҗи түркүмдики дөләт дәриҗилик ғәйрий маддиймәдәнийәт мираслири каталогиға киргүзүлди. йеңи җуңго қурулғандинкейин, партийә вә дөләт шинҗаңниң көп милләтлик район болуштәкалаһидиликини асас қилип, дөлитимизниң әһвалиға уйғун келидиған бирқатар милләт, дин сиясәтлирини түзүп чиқти һәмдә йолға қойди, азсанлиқ милләтләр топлишип олтурақлашқан җайларда миллий аптономийәтүзүмини йолға қоюп, һәр милләт хәлқниң өзигә өзи хоҗа болушһоқуқиға капаләтлик қилди. партийиниң динний етиқад әркинликисиясити әстайидил изчиллаштурулуп, динний затлар, динний сорунлар вәамминиң нормал диний паалийәтлири һөрмәт қилинди вә қоғдалди. һазираптоном районимиз бойичә диний паалийәт соруни 24 миңдин ашиду,буниң ичидә мәсчиддин 23 миң 900и, дин хизмәтчилири 29 миңға йетип, будинға етиқад қилидиған амминиң еһтияҗини қандурди. биз милләтләриттипақлиқи улуғ байриқини егиз көтүрүп, вәтәнпәрвәрлик вә милләтләриттипақлиқи асасий линийә қилинған идийиви тәрбийә паалийитини зоркүч билән қанат яйдуруп, партийиниң милләт, дин сиясити вә "миллийтерриторийилик аптономийә қануни"ни омумйүзлүк изчиллаштурдуқ вәәмәлийләштурдуқ. 1983 - йилдин буян, аптоном районимиз бойичә уда26 йил милләтләр иттипақлиқи тәрбийиси ейи паалийити қанатяйдурулди, ‹‹ 3 айрилалмаслиқ›› идийиси кишиләр қәлбидин чоңқурорун елип, баравәрлик, иттипақлиқ, һәмкарлиқ, инақлиқ асасидикисотсиялистик йеңичә милләтләр мунасивити барғансери мустәһкәмләнди.һазир шинҗаңниң иқтисади тәрәққий қиливатиду, милләтләр иттипақ, һәрқайси дин оттурисидики мунасивәт яхши, җәмийәт муқим, чеграмудапәси мустәһкәм, һәр милләт хәлқи хатирҗәм терикчилик қиливатиду,аптоном районимиз тарихтики әң яхши тәрәққият басқучида туриватиду.

нопус

[تەھرىرلەش]

шинҗаң көп милләт топлишиполтурақлашқан район , җәмий 47 милләт бар, буниң ичидә әзәлдин буйәрдә олтурақлишип кәлгән милләтләрдин уйғур, хәнзу, қазақ, хуйзу,қирғиз, моңғул, таҗик, шибә, манҗу, өзбек, рус вә татар қатарлиқ 13ибар. 2007 - йилниң ахирида шинҗаңниң омумий нопуси 20 милйон 951 миң900гә йәтти, буниң ичидә аз санлиқ милләт нопуси тәхминән %7 .60 ниигиләйду.

саяһәтчилик

[تەھرىرلەش]

3 - кәсипниң тәрәққиятсәвийиси үзлүксиз өсүп, омумий мүлүкчиликтә болмиған игилик тезтәрәққий қилди. саяһәтчиликни ечиш, мәһәллә мулазимитини зор күчбилән тәрәққий қилдуруш, сода оборотини илгири сүрүш муһим нуқтақилинип, 3 - кәсип тез тәрәққий қилдурулди. саяһәтчилик шинҗаңниң 3 -кәспидики муһим таянч болуп қалди. 2007 - йили, аптоном районимизбойичә күтүвелинған ички саяһәтчи 21 милйон 260 миң адәм - қетимғайетип, алдинқи йилдикидин ٪28 ашти; ички саяһәт кирими 19 милярд292 милйон йүәнгә йетип, алдинқи йилдикидин %4. 29 ашти; хәлқарасаяһәтчи 438 миң 400 миң адәм - қетимға йетип, алдинқи йилдикидин%9. 20 ашти; саяһәт ташқи перевот кирими 162 милйон долларға йетип,алдинқи йилдикидин ٪26.5 ашти; саяһәт кириминиң ишләпчиқиришомумий қиммитидә игилигән нисбити٪5.3кә йәтти.

маарип

[تەھرىرلەش]

аптоном район бойичә һәр хилкәспий техника хадимлириниң омумий сани 462 миң 600гә йәтти, буниңичидә аз санлиқ милләт 259 миң 400 болуп, һәр хил кәспий техникахадимлири омумий саниниң ٪56.08ни игиләйду. аптоном районимиз бойичәнаһийә дәриҗиликтин юқири мустәқил тәтқиқат вә тәрәққият аппаратидин116 си бар; пост доктор һәрикәтчан (хизмәт) понкитидин 27си қурулди,қумлуқни тизгинләш тәтқиқати вә ят тәничилик һайван клонлаш техникисихәлқарадики алдинқи сәвийигә йәтти. 10 - бәш йилда, аптономрайонимиз бойичә чоң - чоң пән техника нәтиҗиси түрлиридин җәмй 1167сиқолға кәлтүрүлди. 2007 - йили, 220 түрдә пән - техника нәтиҗиси қолғакәлтүрүлди, 1534 тәтқиқатқа патнет һоқуқи берилди, пән - техника хәлқигилики тәрәққиятида вә җәмиийәтниң йүксилишидә муһим ролойнимақта. маарип ишлири пухта тәрәққий қилди. 2007 – йилиниңахири, аптоном район бойичә һәр дәриҗилик, һәр хил мәктәпләр 6670 гә,оқуватқан оқуғучилар 4 милйон 25 миңға йәтти, буниң ичидә аз санлиқмилләт оқуғучилар %5 .58 ни игиләйду; һәр хил мәктәпләрдики мәхсусоқутқучилар 272 миңға йәтти, буниң ичидә аз санлиқ милләтоқутқучилар 158 миң. аптоном район бойичә "9 йиллиқ мәҗбурийәтмаарипи>" тәрбийисидә болғанлар аптоном район омумий аһалисиниң%8 .99 ини игилиди, яшлар вә қорамиға йәткәнләрниң саватсизлиқнисбити % 2 тин төвәнгә чүшүрүлди, аптоном районимиз бойичә тәрбийәелиш муддити 8 йил өпчөрисидә болди; адәттики алий мәктәптин 32 сибар , толуқ курс вә мәхсус курста оқуватқанлар 216 миң 400гә йетип,1978 - йилдикидин 1. 14 һәссә ашти. 2000 - йилдин башлап, дөләт ичкиҗайлардики тәрәққий қилған шәһәрләрдики нуқтилиқ оттура мәктәпләрдәшинҗаң толуқ оттура синипи ечишни қарар қилди. һазир оқутуш көлимиички җайлардики 28 шәһәрдики 50 оттура мәктәпкә кеңәйди, йилиға 5 миңоқоғучи қобул қиливатиду. 2004 - йилдин башлап, ички җайлардикишинҗаң толуқ оттура синиплириниң шәклини қоллинип, шинҗаңдики 8шәһәрдә аптоном районимиздики толуқсиз оттура синиплири ечилип,йилиға 5 миң оқоғучи қобул қилиниватиду. мәдәнийәт ишлиригүлләнмәктә,

тәнһәрикәт йиғини

[تەھرىرلەش]

улинишлар

[تەھرىرلەش]