Jump to content

Түркийә

ئورنى Wikipedia

UYGHURCHE, ئۇيغۇرچە


түркийә җумһурийити
дөләт гимини
пайтәхти әнқәрә
әң чоң шәһри истанбул
рәсми тили түркчә
етник гуруплар түрклeр, Курдлар
сияси сестимиси җумһурийәт
рәис җумһур абдуллаһ гүл
баш министир рәҗәп таййип әрдоған
йәр мәйдани 783 миң 562 квадрат километир
нупуси 72милйон 561 миң
нупус зичлиқи
киши бешиға тоғра килдиған кирим
пул бирлики түрк лираси
вақит раюни
интернет tr
хәлқаралиқ теелфун код нумури 90
түркийә
дөләт байриқи

түркийә- толуқ исми түркийә җумһурийити (түркчә : Türkiye Cumhuriyeti, ингилизчә: Republic of Turkey;) асаси қанунлуқ, җумһурийәт түзүмидики, җуғрапийәлик җәһәттин явропа вә асия қитәсигә җайлашқан бир дөләт. униң пайтәхти болса әнқәрә, әң чоң шәһири болса истанбул. дөләт тили болса түрк тили. нөвәттики призденти (түркчә җумһурбашқани)абдуллаһ гүл. нөвәттики баш министер (түркчә башбақан) рәҗәп таййип әрдоған. түркийә 1923 - йили 29 - өктәбир күни мустәқиллиқини җакарлап, җумһурийәт түзүми орнатқан.

қисқисчә әһвали

[تەھرىرلەش]

йәр мәйдани 783 миң 562 квадрат километир,

нопуси 72милйон 561 миң.

дөләт байрими: (1923-йили)10-айиниң 29-күни (җумһурийәт күни).

түркийәниң сияси мусаписи

[تەھرىرلەش]

түркийә әнәнә җәһәттин ислам дөлити болғачқа явропа вә америка билән болға мунасивитиниң дөләтниң һаят-маматиға тәсир йәткүзүшидин еһтият қилип дөләттә дин билән һакимийәтни үзүл-кесил айрип 1923-йилидин буян һәрқандақ дини арқа көрүнүшкә игә партийәни қанунсиз һисаплап кәлгән. асаси қанундики бу шәртләрни қоғдаш изчил түрдә түркийә һәрби тәрәпниң изчил түркийәсияситини контирул қилишидики асаси сәвәп болуп кәлгән иди.

2- дуня уруши мәзгилидә, түркийә дәсләп битәрәп туриду, кейин 1945-йили 2-айға кәлгәндә, германийигә қарши уруш елан қилиду, 2- дуня урушидин кейин америкиниң тәсири түркийигә сиңип кириду.

1980-йили 4-айда, пириздент қәһри гуру түркниң вәзипә муддити тошиду. парламент 100 қетимдин көпрәк сайлам өткүзгән болсиму, лекин партийә гуруһларниң күриши җиддий болғачқа, йеңи пириздентни сайлап чиқалмайду. униң үстигә дөләтниң аманлиқи начарлишип, һәрхил терорлуқ һәрикәтләр әвҗ алиду. 9- айиниң 12-күни, баш штаб башлиқи әврән башчилиқидики мәмликәтлик аманлиқ комитети"ички урушниң алдини елиш" үчүн, һакимийәтни өткүзүвалғанлиқини җакарлайду, һөкүмәт вә парламентни тарқитиветиду, барлиқ сиясий партийиләрниң паалийитини чәкләйду. шу айниң 13- күни әврән дөләт башлиқи болиду. 20- күнигә кәлгәндә, сабиқ деңиз армийисиниң қомандани олосу башчилиқида йеңи һөкүмәт қурулиду.

1980- йили һәрбийләр һакимийәтни өткүзүвалғандин кейин, вәзийәтни турақлаштуридиған бир қатар тәдбирләрни қоллинип, җәмийәт аманлиқини зор күч билән рәткә селип, һәрхил қанунсиз тәшкилатларни кәң көләмдә тәкшурди. 1981- йили 9- айдила 45 миң адәмни қолға алди. 750 миң һәрхил қорал-ярағни мусадирә қилди. нәтиҗидә, террорлуқ һәрикәтләр һәрбий идарә қилишниң алдидикигә қариғанда зор дәриҗидә азайди.

1982- йили 11- айниң 7- күни, мәмликәтлик аманлиқ комитети йеңи асасий қанунни омумий хәлқниң аваз беришигәқойиду, нәтиҗидә һәрбий һөкүмәт хәлқниң һимайисигә еришип, әврән җумһурийәт пиризденти болду һәмдә демократийә мусаписини әслигә кәлтүридиғанлиқини билдүриду. узун өтмәй түркийә дипломатийә министири москваға зиярәткә бариду, әврән җуңгоға зиярәткә келиду.

1983-йили 5- айда, һөкүмәт кордларни кәң көләмдә бастүруп, 574 кишини сотлайду. 35 кишигә өлүм җазаси бериду һәмдә ирақ земиниға кирип корд қораллиқ күчлиригә зәрбә бериду. 1983- йили 11-айда өзәл башчилиқидики вәтән партийиси бүйүк хәлқ парламенти сайлимида ғәлибә қилди. 1996-йили 6- айниң 28-күни , түркийә гүллиниш партйисиниң рәһбири ирбақан сабиқ зуңли, тоғра йол партийисиниң рәиси челләр билән бирләшмә һөкүмәт тәшкил қилған, буниң билән түркийә һазирқи заман тарихидики тунхи исиламлаштурушни тәшәббус қилғучи баш министир барлиққа кәлгән. нәҗмидин ирбақан һөкүмити түркитиниң 54- нөвәтлик һөкүмити болуп һесаблиниду. ирбақан һакимийәт бешиға чиққандин кейин бирқатар исламлаштуруш сияситини йүргүзүп, қаттиқ қаршилиққа учриған. шуниң билән, ирбақан һәрний тәрәпниң бесими астида аран бир йил һакимийәт йүргүзүпла тәхиттин чүшүшкә мәҗбур болған. 1998 - йили 1- айниң 1-күни, түркийә әң алий сот мәһкимиси түркийә гүллиниш партийисини асаси қанунға хилап дәп қарап тарқитиветишни җакарлиған. 2000- йили 5- айниң 5- күни әхмәт нәҗдт ни түркийә җумһурийитиниң 10- нөвәтлик пириздентлиқиға сайлиған баш министири әҗвет болған.2005-йиллиқ сайламда гүллиниш партийисидин өзгәртилгән һәқиқәт вә тарәққият партийисиниң рәһбири рәҗәп тайип әрдуан баш министир болуп сайланди. 2007-йиллиқ тенч сайламда түркийә гүллиниш партийисиниң пириздент намзати абдулла гүл 51% мутләқ үстүнлүк билән пириздентлиқни алди. сайлам пүтүнләй димократик тәртипкә уйғун болғачқа хәлқара вә түркийә һәрби тәрәп амалсиз қалди. истанбул вә әнқәрәдә йүз бәргән, нәччә йүз миң кишилик "дини арқа көрүнүши бар рәһбәрләрни қарши алмаслиқ" намайишидин башқа һичқанчә вәқәму йүз бәрмиди. шуниң билән түркийәдә 80йилдин артуқ давамлашқан ислам динини чәткән қеқиш сиясити ахирлашти.

дипломатийә сиясити

[تەھرىرلەش]

түркийә шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза дөләт. түркийниң һәрқарарлиқ һөкүмәтлири америка вә ғәрб дөләтлири билән иттипақдашлиқ сияситигә әмәл қилип, иқтисадий җәһәттә ғәрбий явропа билән қоюқ мунасивәттә болуп кәлди вә изчил түрә явропа итипақиға әза болуш үчүн тиришчанлиқ көрситиватиду . йеқинқи йиллардин бери, оттура шәрқ балқан вә оттура деңиз қатарлиқ районлардики үчинчи дуня әллири билән болған мунасивәткиму әһмийәт бәрмәктә. һазир түркийиниң йәр шаридики 125 дөләт вә район билән дипломатик мунасивити бар. оттура асиядики 6дөләт, пакистан, иран вә азәрбәйҗан билән биллә қурған "иқтисади гүллиниш тәшкилати" түркийәниң кейинки сияси вә сипломатийә-иқтисади тәрәққиятида муһим көрсәткүчлүк әһмийәткә игә.

җуғрапийәси

[تەھرىرلەش]


түркийәниң иқтисади әһвали

[تەھرىرلەش]

түркийә тарихтин буян деһқанчилиқни асас қилидиған йезаигилики бирқәдәр тәрәққий қилған. түркийә әмгәк күчиниң %35деқһанчилиқ ишләпчиқириши билән шуғуллансиму, бирақ деһқанчилиқтин киридиған кирим дөләт омумий кириминиң %9.3ни игиләйду. түркийә һөкүмити санаәтни тәрәққий қилдурушқиму әһмийәт бәргән болуп, түркийиниң тоқумичилиқ, полат-төмүр, қәғәз ишләпчиқириш, семунт ишләпчиқириш вә қәнт ясаш санаитини хели раваҗланған. түркийиниң кан байлиқи мол болуп, көмүр, мис қатарлиқларниң записи бирқәдәр көп. 2007-йили түркийәниң милли ишләпчиқириш дарамити 361милиярд доллар болған дуня бойичә 20-орунда турған. түркийәниң умуми милли ишләпчиқириш дарамити дунядики ислам әллири ичидә әң алдинқи қатарда туриду. түркийәниң 2006-йиллиқ киши бешиға тоғра келидиған кирими9100доллар санаәт мәһсулат миқдари умуми мәһсулат миқдариниң 31%ни, мулазимәт кирими 60%ни игәллигән.


пул бирлики: түрк лираси.

түркийә иқтисади сиясити америка вә явропаниң зор тәсиригә учриғачқа 2004-йилиға кәлгәндә пули пахаллишип бир милюн500миң лира бир долларға тоғра келидиған пул пахаллиқи йүз бәргән иди. 2005-йилидики 6нөлни қисқартиштин кейин түркийәдә 1.34йеңи түрк лираси=бир доллар, 2006-йили 1.42йеңи түрк лираси=бир доллар болуватиду.

қисқичә тарихи

[تەھرىرلەش]

түркийә салҗуқилар дәврдила бүйүк импирийә қурған. кейин осман импирийисини қуруп, әрәб йерим арилидин шимали африқа вә шәрқи явропаға қәдәр болған арилиққа 500йилдин артуқ һөкүмранлиқ қилған. 1- дуня урушта мәзгилидә, түркийә иттипақдаш дөләтләр сепидә туруп урушта мәғулуп болиду. униң шималий африқа һәм кичик асиядики беқинди дөләтлири әнглийә, франсийә вә италийә мустәмликилик һаләткә чүшүп қалиду. 1919- йили мустапа камал рәһбәрликидики миллий буржуазийә инқилаби феодал падишаһлиқни ағдуруп ташлайду, чәт әл таҗавузчилиқини чекиндүриду. 1920- йили миллий һөкүмәт қурулиду. 1923- йили 10- айниң 29- күни җумһуритәт қурулғанлиқи җакарлинип, мустапа камал тунҗи пириздент болиду. түркийәниң иликтирлишиш вә алақә ишлири ортиһал тәрәққи қилған болуп муқим телпон абонти19милиюн, янпон абонти44милиюн , интернет абонти 13милиюн болған.

дөләт мудапиәси

[تەھرىرلەش]

һәрбий мәҗбурийәт түзүми йолға қоюлидиған болуп, 18ай вәзипә өтәйду. нөвәттә 670миң әскәр вәзипә өтәватиду.

түркийәдики сияси партийәләр

[تەھرىرلەش]

түркийәдә маарип

[تەھرىرلەش]

түркийәдики бирқәдәр даңлиқ университетллар

тәнтәрбийә

[تەھرىرلەش]

путбол - түркийәдә путбол башқа тәнтәрбийә түрлиригә қариғанда бир қәдәре раваҗланған, аммивилиқи күчлүк, җәлбкарлиқи юқири бир паалийәт түридур. йиллиқ айланма мусабиқилиридин түркийә дәриҗидин ташқири айланмиси вә түркийә лоңқиси бардур.

даңлиқ путбол кулуплирии:

сүрәтләр

[تەھرىرلەش]



түр:түркийә