Jump to content

Йипәк йоли

ئورنى Wikipedia

UYGHURCHE, ئۇيغۇرچە

йипәк йоли

биринчи әсирдики йипәк йоли.

йипәк йоли вә хотән йипики тоғрисида

1. йипәк йоли

[تەھرىرلەش]

19 – әсирдила явропа алимлири тәрипидин "йипәк йоли" дәп атилишқа башлиған. һазир шундақ дәп атилиш адәткә айланған , қәдимки чағда асия билән явропа арисидики қуруқлуқ қатнаш йоли наһайити узун тарихқа игә. мана шу йол тоғрисида қәдимки чағдила җуңго тарихчилири вә юнан рома алимлири мәлумат бәргән.

симачйән (миладидин 145 – йил бурун туғулған ) "тарихи хатириләр" намлиқ әсириниң "пәрғанә һәққидә қиссә" вә сәнго (миладиниң 32 – йили туғулуп 92 – йили өлгән) "хән сулалиси йилнамиси ғәрбий район һәққидә қиссә" баблирини язғанда миладидин икки әсир бурун ғәрбий районға икки қетим келип кәткән (миладидин 130 йил бир қетим , миладидин 115 йил бурун бир қетим)мәшһур сәйяһ вә дипломат җаң чйәнниң хән сулалисиниң (миладидин 207 йил бурунқи чағдин тартип миладиниң 220 – йилиғичә һөкүм сүргән )падишаһи хән вудеға (миладидин 140 йил бурунқи чағдин миладидин 87 йил бурунқи чағқичә падишаһ болған ) ғәрбий райондики дөләтләрниң әһвали һәққидә бәргән мәлуматидин пайдиланған. җуңгониң әнә шу қәдимки тарихи йилнамилириға асасланғанда , дуняниң шәрқидин ғәрбигә баридиған хәлқара қуруқлуқ қатнаш йоли җәнубий вә шимали йол дәп иккигә бөлүниду. қәдимки чағда шәрқи асиядики әң чоң дөләтләрниң бири болған җуңгониң пайтәхти чаңән (һазирқи шиән )дин ғәрптики рома емпирийисигә баридиған йол гәнсудики хеши каридури арқилиқ дашата (дуңхуаң) ға елип келиду. дашатадин ғәрпкә қарап маңғанда , йол икки ачиға бөлүниду.бу ача йолниң бири дашатаниң ғәрбий шималидики лолан арқилиқ лопнорға өтүп қара қурум тизмилирини бойлап хотәнгәбариду. хотәндин чиқип ғәрбий шималға қарап маңғанда яркиндкә бариду. андин кейин памир тағлиридин ешип афғанистандики бәдәхшан арқилиқ аму вадисиға бариду.бу йәрдин ғәрпкә қарап маңғанда иран , ирақ арқилиқ юнанистанға барғили болиду.мана шу йол җәнубий йол дәп атилиду.

дашатадин ғәрпкә қарап маңғанда икки ачиға бөлүнгән йолниң йәнә бири лоланниң шималидин өтүп қумулға елип бариду. андин кейин қумулдин турпанға өтүп тәңри тағлириниң җәнубий тизмисини бойлап ғәрпкә маңғанда қара шәһәр , кучар , ақсу арқилиқ қәшқәргә бариду. қәшқәрдин чиқип ғәрпкә маңғанда памир тағлиридин ешип пәрғанә , соғди , харәзми (һазирқи совет иттипақидики өзбекистан иттипақдаш җумһурийитидә) арқилиқ аланлар мәмликитигә (каспи деңизиниң ғәрйий шималида) бариду. униңдин кейин , җәнупқа қарап меңип иранға өтүп ғәрпкә бурулуп маңғанда мисупотамийә (ирақтики диҗли вә фират вадиси) арқилиқ юнанистанға бариду. бу йол – шимали йол дәп атилиду. мана шу юқирида тилға елинған йолларниң асаси түгүнлири һонлар дәвридин тартип (миладидин бирнәччә әсир бурун) уйғурлар вә уларниң қериндашлири яшайдиған районларда (тарим ойманлиқи вә оттура асия , ғәрбий асияда) иди. очуқрақ ейтқанда , асияниң шәрқидики дөләтләр (чавшйән , җуңго) билән яврупа арисидики мунасивәтләрни (ифтисади , мәдини , сиясий алақиларни) бағлайдиған хәлқара сода йолиға һонлар , түркләр , уйғурлар һөкүмран болуп кәлгән. хәлқара сода йолиниң һөкүмранлиқини қолға кәлтүрүш үчүн җуңго билән һунлар арисида , түркләр билән иран арисида ,уйғурлар билән тибәт ханлиқи арисида урушлар йүз бәргән.

чүнки асия билән яврупа арисидики қатнаш йолиға қайси дөләт һөкүмран болса шу дөләт хәлқара содидин нурғун пайдини қолға киргүзгәндин ташқири , сияси җәһәттимуөзиниң тәсирини асия билән яврупаға өткүзүштә шу хәлқара йол арқилиқ өз мәқситигә йетәтти. юнан язғучилири асия билән яврупа арисидики хәлқара қуруқлуқ йоли тоғрисида мәлумат беришкә әһмийәт бәргән. шу хәлқара йол арқилиқ әң қәдимки чағдин башлап хотәнниң йипәк маллири (миладидин 4 әсир бурун) ички өлкиләрдин чиқидиған йипәк маллар (миладидин бир әсир бурун) юнанистанға , ромаға елип берилатти. ромалиқлар барғансери йипәк малларни омумйүзлүк ишлитидиған болди. шу сәвәптин миладиниң биринчи әсиридә яшиған юнанлиқ чоң содигәр маисниң оттура асиялиқлардин яллап алған сода гумаштилири хәлфара сода йолини тәкшүрүп чиққан.

юнан язғучиси мартиюс (миладиниң биринчи әсиридә яшиған) язған әсиридә маис игилигән материялдин пайдилинип асия билән яврупа арисидики хәлқара сода йолини тонуштурған. юнанниң мәшһур җуғрапийә алими килавди питолми (миладиниң 2 – әсиридә яшиған) марийнос бәргән мәлуматқа асаслинип асия билән яврупа арисидики хәлқара сода йолини төвәндикичә көрсәткәниди : питолминиң көрситишичә бу йол оттура деңизниң шәрқий қирғиқидин башлинип сүрийә , ирақ (мисопотамийә вадиси) иран ,афғанистанға елип бариду. униңдин кейин шималға бурулуп таш мунар (бу таш мунар тағлардин алай вадисиға чиқиш җайида болса керәк) дин өтүп сирисләр ил (юнанчә сөз болуп , йипәк ели дегән болиду) гә (тарим ойманлиқи) елип бариду. юнан алими питолминиң мәлумати җуңго тарихчилириниң "җәнубий йол" дәп атиған йолиға тоғра келиду. юқиридики мәлуматлар һонлар дәвридә (миладидин 240 йил бурунқи чағдин тартип миладиниң 216 – йилиғичә давам қилған) җуңго вә юнан язғучилириниң бәргән мәлумати.

түрк ханлиқи дәвридә (миладиниң 552 – йилидин 745 – йилиғичә) шәрқтин ғәрпкә баридиған хәлқара сода йоли тоғрисида җуңгониң "сүй сулалиси йилнамиси , пеҗүй һәққидә қиссә" диму мәлумат берилгән. шу йилнамиға көрә дуняниң шәрқидин ғәрбигә баридиған йол үч тармақтин ибарәт. бу һәқтә йилнамида мундақ мәлумат берилгән :

сүй сулалиси (миладиниң 504 – йилидин 612 – йилғичә һөкүм сүргән) ниң падишаһи яңдениң вақтида (миладиниң 605 – йилидин 618 – йилиғичә) ғәрбий райондики дөләтләрниң сода әлчилириниң көпчилки һазирқи гәнсудики чаңйиға келип җуңго билән сода ишлирини йүргүзгән. мана шу муһим әһвални һесапқа алған яңде пиҗүй атлиқ кишини җуңго тәрәпниң сода ишлириға мәсул қилип тәйин қилған. пиҗүй җаңйиға кәлгән чәт әл содигәрлири билән болидиған муамилидин пайдилинип ғәрбий рбйондики (тармиқидин алғанда оттура асияни , кәң мәнидин алғанда шәрқий түркистандин тартип явропағичә болған җайларни өз ичигә алиду )дөләтләрдә яшайдиған хәлқләрниң өрп – адәтлири уларниң дөлитидики йоллар , тағлар , дәрялар , хәтәрлик өткәлләр (йол өткәллири) тоғрисида мәмумат топлиған. пиҗүй ттоплиған материяллириға асаслинип "ғәрбий райондики дөләтләрниң хәритиси" намлиқ үч җилидлиқ әсәр язған. мана шу әсәрдә мундақ дийилгән : "дашатадин ғәрбкә қарап меңип каспи деңизиниң бойиға киришидә үч йол бар... бу йолларниң бири шамали йол дәп атилиду. бу йол қумул , барикөл , туралар (уйғурлар көздә тутулиду. а) яшайдиған җайлар (қумулниң ғәрбидин тартип ели вадисиғичә болған җайлар көздә тутулиду ,а) арқилиқ түрк ханлиқиниң ордисиға (ғәрбий түрк ханлиқиниң талас дәряси бойидики ордиси көздә тутулиду. а) елип бариду. униңдин кейин ғәрпкә қарап маңғанда чу дәрясидин өтүп шәрқий рома емприйисигә , каспи деңизиниң бойиға бариду. йолларниң йәнә бири оттура йол дәп атилиду. бу йол – турпан , қарашәһәр , кучар , қәшқәр арқилиқ өтиду. қәшқәрдин чиқип ғәрпкә қарап маңғанда памир тағлиридин ешип пәрғанә , ташкәнт , сәмәрқәнт , кийбод , бухара , мәрвидин өтүп иран арқилиқ каспи деңизиниң бойиға бариду. йолларниң йәнә бири җәнубий йол дәп атилиду. бу йол пичан , хотән , қағалиқ , ташқорғандин өтүп памир тағлиридин ешип вахан (афғанистанда) тохаристан (афғанистан) , ийпталит (һазирқи пакистан , шимали һиндистан) , бамийян (афғанистанда) , кибод (сәмәрқәнтниң ғәрбий шималида) арқилиқ шималий һиндистанға елип бариду. бу йәрдин ғәрпкә қарап йүргәндә каспи деңизиниң бойиға барғили болиду. бу үч йол бойидики дөләтләрниң һәрбириниң өзлири маңидиған йоллири болуп , шималдин җәнупқа қатнайду...... қумул , турпан , пичан ғәрбий районға баридиған йолларниң дәрвазиси болуп , дашата болса наһайити муһим өткәл". пиҗүй тәсвирлигән йоллар , түрк ханлиқи дәвридики (552 – 745) хәлқара сода йоллири болуп , бу йоллар ғәрбидә шәрқий рома емпирийисиниң пайтәхти конистантинпол (һазирқи истамбул) дин тартип шәрқтә күрийигичә (һазирқи чавшйәнгичә) баридиған йол иди. пиҗүйниң "ғәрбий рбйонда йеңи дөләтләрниң хәритиси" намлиқ әсиридә хатириләнгән шималий , оттура , җәнубий йол дәп аталған үч йолниң асаси ленийиси вә түгүнлири болған районлар (каспи деңизиниң шәрқий вә шималий қирғақлиридики җайлар , оттура асия , афғанистан , тарим ойманлиқи , җуңғар ойманлиқи) түрк хақанлиқиниң территорийиси ичидә болуп , шу чағдила түркләр хәлқара сода йолиниң хоҗайини иди.

2 . шәрқ мәликиси тоғрисида

[تەھرىرلەش]

йеқинқи йиллардин бери бәзи алимлар (чәт әл алимлириму буниң ичидә) қәдимки хотәнниң йипәк тоқумичилиқи һәққидә мулаһизә йүргүзгәндә тарихи әмәлийәткә зади уйғун кәлмәйдиған аталмиш "шәрқ мәликиси" дәйдиған ривайәтни көтүрүп чиқип , хотәнгә пилә қурутиниң уриғини шәрқ мәликиси (җуңго мәликиси)ниң елип кәлгәнлики , униңдин бурун хотәндә пилиниң йоқ икәнликини сөзләйдиған болуп қалди. бу ривайәтләрни растқа айландурушқа уруниватқанлар рәт қилғили болмайдиған тарихи пакитлардин көз юмуп , хотәнгә пилә қурутиниң уриқини миладиниң 440 – йиллири хотән хақани вйҗая җава (бу будда диниға етиқад қилидиған хотән уйғурлириниң боддист һиндичә исми болса керәк) ға ятлиқ болған җуңго мәликиси елип кәлгән , шуниңдин кейин хотәндә йипәк тоқумичилиқи пәйда болған дийишиду.

уларниң бирдинбир асаслинидиған дәсмайиси , җуңго тарихида өткән мәшһур буддист шуәнҗаң (миладиниң 602 – йили туғулуч 667 – йили өлгән )ниң "улуғ таң дәвридики ғәрбкә саяһәт хатириси" намлиқ әсиридики шәрқ мәликиси тоғрисидики ривайәт.

шуәнҗаң һиндо буддизимини өгиниш вә тәтқиқ қилиш үчүн һиндистанға берип 19 йил (миладиниң 627 – йилидин 645 – йилиғичә) турған. у лояңға қайтип кәлгәндин кейин , оттура асия , һиндистанда көргән – билгән , аңлиғанлириға асаслинип "улуғ таң дәвридики ғәрбкә саяһәт хатириси" дегән әсәрни бийәнҗи дегән кишиниң ярдими билән түзүп чиққан .

"улуғ таң дәвридики ғәрбкә саяһәт хатириси" намлиқ әсәргә шуәнҗаңниң ейтип бериши бойичә (һинди , тибәт ривайәтлири асасида) хотән хани вйҗая җаваға ятлиқ болған шәрқ мәликиси (җуңго мәликиси) хотәнгә келидиған чағда баш кийиминиң ичигә пилә қуртиниң уруқини йошуруп чеградин өткәнмиш. чеградикиләр мәликиниң баш кийимини тәкшүрүшкә җүрәт қилалмиған. мәликә хотәнгә кәлгәндин кейин пилини өстүргән. буни көргән вәзирләр хотән ханиға: бу қурутларни көйдүрүветәйли , болмиса у әҗдирһаға айлиниши мумкин , дәйду. әмма мәликә пилә қурутини йошурун һалда беқип өстүрүп униңдин чиққан йипәктин шайи – дурдун тоқуп , кийим – кечәк тикип кийипту. буни көргән хотән хани пилә қурутни өстүрүшкә йол қоюпту.

бу ривайәтниң тарихи әмәлийәткә зади уйғун кәлмәйдиғанлқини испатлаш үчүн миладиниң 440 – йили хотән ханиға ятлиқ қилинған (болған) шәрқ мәликиси (җуңго мәликиси) пилә қурутини хотәнгә елип келиштин аз дегәндә 800 йил бурун (миладидин 4 әсир бурун) хотәндә йипәк тоқумичилиқиниң тәрәққий қилғанлиқини , яврупадики ромалиқларниң хотәндә тоқулған йипәк малларни әтивалап , униңдин кийим – кечәк кийгәнликини , шу чағларда техи җуңгодин чиқидиған йипәк малларни билмәйдиғанлиқини испатлайдиған пакитларни кәлтүрүш арқилиқ "хотәнгә пилә қурутиниң уруқини шәрқ мәликиси елип кәлгән" дегән ривайәтни рәт қилиш лазим.

аталмиш "шәрқ мәликиси" тоғрисидики ялған ривайәтни рәт қилиш үчүн қәдимки чағларда ромалиқларниң җуңгониң йипәк маллирини техи билмигән вә уни көрмигән чағда , әң дәсләп қайси хәлқләр тоқиған йипәк малларни билидиғанлиқи вә у маллардин кийим – кечәк кийгәнлики тоғрисида мәлумат бериш наһайити муһим мәсилә.

қәдимки чағдики юнан вә рома алимлиридин китиас (миладидин 400 йил бурун өткән) , ситра бон (миладидин 54 йил бурун туғулуп миладиниң 24 – йили аләмдин өткән) , хоблиос вийгили мару (миладиниң 50 – йиллири өткән) , рома тарихчиси филорос (миладиниң 50 – йиллири өткән) , филийни (миладиниң 23 – йили туғулуп 79 – йили аләмдин өткән) , килавди питолми (миладиниң 2 – әсирлиридә өткән) қатарлиқлар өзлириниң язған әсәрлиридә тарим ойманлиқидики уйғурларниң юртини (хотәнни асас қилған) юнан тилида "сирислар дөлити""(йипәк дөлити") дәп йезишқан.

яврупалиқлардин тунҗи қетим йипәк дөлити ("сирислар дөлити") тоғрисида мәлумат бәргән. юнан алими китиас болуп , у миладидин 400 йил бурун "сирислар дөлити" дегән намни тилға алған.

юнан алимлиридин ситирабон "саяһәт хатириси" намлиқ әсирини язғанда (миладидин бир әсир бурун) улуғ истилачи аликандир макидоники (искәндәр зулқәрнәйин)ниң миладидин 328 йил бурун аләмдин өткән мәшһур сәркәрдиси унискир йитосниң хатирисидин пайдиланған. һиндистанға кәлгән унискир йитос өзи язған хатиридә уйғурларниң ана юрти болған тарим ойманлиқини "сирислар дөлити" ("йипәк дөлити") дәп язған. "сирислар дөлити" (йипәк дөлити") тоғрисида юнан вә рома язғучилири ичидин мила , пилийни , марисиллинос , питолми қатарлиқларниң бәргән мәлумати бирқәдәр тәпсилирақ вә ениқрақ.

рома язғучиси мила "миладиниң 50 – йиллири өткән) , "асияниң шәрқидә һиндилар , сирислиқлар , ситисиликләр3 яшайду. һиндилар болса җәнубта , ситсиликләр болса әң шималда , сирислар болса мана шу иккисиниң (ситисликләр билән һиндилар – а) оттура қисмида яшайду... сирислиқлар дуняда тәңдиши тепилмайдиған сәмими , садиқ адәмләр , улар сода ишлириға уста болуп , сода қилғанда йүзмуйүз туруп сөзләшмәйду. маллирини қумлуққа қоюп – қоюп кәйнини қилип туриду " [1]дәп язиду. миланниң сирислиқлар тоғрисида бәргән мәлумати. әмәлийәткә дәлмудәл уйғун келиду. буниңда , диққәт қилишқа әрзийдиған үч муһим нуқта бар. (1)мила ейтқандәк , индистан сирислиқлар (уйғурлар – а)ниң юрти тарим ойманлиқиниң җәнубиға җайлашқан. [2] мила "сирислиқлар сода қилғанда , йүзмуйүз туруп сөзләшмәйду. мални қумлуққа қоюп – қоюп , кәйнини қилип туриду" дәйду. бундақ әһвал қәдимки чағларда түрки хәлқлиридә адәткә айлинип кәткән "тилсиз суда"ни көрситиду.[3] мила "сирислиқлар мални қумлуққа қойиду " дәйду. мила ейтқан қумлуқ тарим орманлиқидики қумлуқ – чөлни көрситиду. җуңгониң асаси территорийиси болған оттура түзләңликтә қумлуқ чөл йоқ. буни җуғрапийидин адди савади бар адәмләрниң һәммиси билиду.

тәбиәтшунас рим язғучиси пилийни "тәбиәт тарихи" намлиқ әсиридә "сирис дөлити" ("йипәк дөлити") тоғрисида мәзмуни мила бәргән мәлуматқа охшайдиған мәлумат бериду. пилийни мундақ дәп язиду : "сирислиқларниң орманлиридин йипәк чиқиду. дуняға мәшһур.... улар кимхап , тавақ – дурдун тоқуп ромаға елип берип сатиду..... сирислиқлар мулаһим , тартинчақ келиду."[4]пилийни йәнә мундақ дәп язиду : "сирислиқлар , бой – турқи җәһәттә адәттики адәмләрдин егиз , чачлири қизил , көзлири көк , авазлири җараңлиқ келиду. чәттин барғанлар , уларниң тилини билмәйду. шуниң үчүн улар билән сөһбәтлишәлмәйду. чәттин барғанлар , маллирини мәлум дәряниң шәрқи қирғиқиға елип берип , сирислиқларниң маллириниң йениға қойиду. әслидә бекитилгән баһа бойичә мал алмаштурулиду." [5]пилийиниң мәлуматидин қариғанда , сирислиқларниң йипәк маллири ромаға елип берилип сетилидикән. униң үстигә пилийининиң , сирислиқларниң ерқи хусусийәтлири тоғрисида бәргән мәлумати наһайити юқири қиммәткә игә. бу , уйғурларниң ақ тәнлик ерққа мәнсуп икәнликини испатлайду. җуңгониң қәдимки тарихчилириму , ерқи җәһәттин уйғурларға бәкму йеқин болған ойсунларни "көк көз , қизил чач" [6]дәп язған болса , қирғизларни "чирайи ақ сүзүк , қизил чач , көзлири көк" [7]дәп язған. пилийини , рим ат сөңәклириниң әйши – ишрәт , кәйп – сапаға берилип турмушта чириклишип , байлиқларни һәддидин артуқ бзуп – чечип , әхлақи җәһәттә бәкму бузулуп кәткәнлики , уларниң кийидиған кийимлириниң сирисләр дөлитидин келидиған кимхап тавар – дурдунлардин тикилидиғанлиқи , сирислар дөлитидин сетип алидиған йипәк маллар үчүн рим тиллалириниң (алтун пуллириниң – а) сирислиқларниң қолиға чүшүп кетидиғанлиқи тоғрисида һәсрәтлинип мундақ дәп язған иди : "дөлитимниң тиллалиридин һиндистан сирислар дөлити вә әрәп йерим арили қатарлиқ үч дөләткә һәр йили аз дегәндә йүз милйон ситир кийис (рим тилласи) еқип кетиду. мана мушу пуллар , дөлитимдики әрләр билән аяллар (ақ сөңәкләрни димәкчи)ниң бузуп – чечип хәҗлиши үчүн кетиду." [8]пилийининиң "тәбиәт тарихи"дики мәлуматқа асасланғанда , рома ақ сөңәклири өзлириниң әйши – ишрәт , кәйп – сапалиқ турмушиниң еһтияҗиға лазим болидиған йипәк малларни сирислиқлардин алған болса , дора – дәрмәк , үнчә – яқутларни һиндистандин , мәрвайитларни әрәбистандин алған.

юқирида ейтилғандәк һәр йили рома пулидин йүз милйон сиийситиркийс (рим тилласи) рома ақ сөңәклириниң еһтияҗи үчүн сирислиқлардин сетип алидиған йипәк маллар , һиндистандин вә әрәбистандин алидиған дора – дәрмәк , үнчә – яқут , мәрвайитлар үчүн сәрп болған. йонан алими килавди пийтулийми "җуғрапийә" намлиқ әсиридә , сирислар дөлити (йипәк дөлити) ниң тәбии шараити , қандақ хәлқләр яшайдиғанлиқи тоғрисида мундақ дәп язиду : " сирислар дөлитиниң ғәрбий чегриси систийә болуп , у иммавис [9]теғиниң сиртида , шимали чеграси намсиз йәр....... шәрқи чеграсиму намсиз йәр. .... җәнубий болса , һиндистандики ганге дәрясиниң шәрқий қирғиқи билән чегралиниду." [10]питулийми , сирислар дөлитиниң әтрапини орап туридиған тағлар тоғрисида мундақ дәп язиду : "сирислар дөлитиниң төт тәрипини.... тағлар орап туриду. униң территорийиси ичидә икки чоң дәря ақиду. у дәряларниң биринчиси уйғурдас ( ) дәряси болуп , у авшатисан вә асмиран( ) теғидин ибарәт икки мәнбәдин башлиниду. дәряларниң иккинчиси бавтис дәряси болуп , укасиян ( ) вә оттуру корхус ( ) теғидин ибарәт икки мәнбәдин башлиниду.[11] юқирида тилға елинған икки дәряниң алдинқиси ақсу яки қәшқәр дәряси , кейинкиси яркәнт (зәрәпшан) яки қариқаш дәрясидин башқа дәря әмәс.

питолими уйғурдас дәрясиниң бойида уйғурдас дөлити бар дегән. питолиминиң уйғурдас дегини , дәл уйғурларниң юнан тәләппузида ейтилиши халас. юнан алими марисиллинос (миладиниң 380 – йили яшиған) "тарихнамә" атлиқ китабида : "шәрқтә сирисләр ели бар , униң әтрапини егиз тағлар орап туриду. бу тағлар бир туташ созулуп тәбии тосуқни шәкилләндүриду. сирилиқлар шуниң ичидә яшайду. уларниң йери тәкши , кәңташа вә бай. ғәрбтә сестийә билән чегралиниду. шәрқий билән шималдин ибарәт икки тәрипи чөллүк , тағлириниң үсти (тәңри тағлири билән памир тағлири күздә тутулса керәк) йил бойи қар билән қаплинип туриду. җәнубий чеграси һинди вә ганге дәрясиғичә бариду.... тағлириниң һәммиси егиз , йоллири тик қиялиқ әгри – бүгри келиду. тағларниң ариси түзләңлик , униң территорийиси ичидә уйғурдас вә бавтис дәрясидин ибарәт икки дәря ақиду... сирисләр тич яшайду. һәрбий қорал – ярақ тутмайду. зади уруш қилмайду. мулаһим , яваш , қошна дөләтләрни паракәндә қилмайду. иқлими мөтидил , һаваси сап , пакиз , асманда булут көп болмайду. қаттиқ боран чиқмайду. орманлиқ интайин көп , орманлиқта маңса асманни көргили болмайду."[12]марсиллинос йәнә мундақ дәп язиду : "сирислиқлар адди – садда яшашқа адәтләнгән. улар хали җайда олтуруп китаб оқуп күн өткүзүшни яхши көриду. кишиләр билән бериш – келиш қилишни анчә яқтурмайду. чәт әлликләр чеградики дәрядин өтүп , у йәргә йипәк яки башқа мал алғили барса , көзлири билән бир – биригә беқишипла баһасини тохтитиду. гәпләшмәйду , уларниң йәр байлиқи мол , башқиларға еһтияҗи чүшмәйду ".[13]юқирида , юнан вә рим алимлириниң хатирилиридин кәлтүргән пакитлардин төвәндики хуласини чиқириш мумкин :


  1. миладидин 400 йил бурунқи вақтидин тартип яврупалиқлар (юнан вә рим) тарим вадисидики уйғурлар елини, йипәк или (сирисләр ели) дәп тониған.
  2. юнан вә рим алимлири тарим орманлиқиниң тәбии шараити (тағлири , дәрялири , орманлири , чөллири , еқлими) униңға чегралинидиған дөләтләр һәққидә асасән тоғра мәлумат бәргән.
  3. юнан вә рим алимлири әң қәдимки чағлиридин тартип яврупалиқларниң тарим ойманлиқидики уйғурларниң йипәк маллирини истимал қилғанлиқини күчлүк пакитлар арқилиқ ениқ вә тәпсилий чүшәндүргән.
  4. юнан вә рим алимлири тарим ойманлиқида яшиған хәлқниң уйғур икәнликини , уларни өз нами билән (уйғурдас) атиғандин ташқири , уларниң ирқи җәһәттин қайси ирққа мәнсуп икәнликиниму испатлап бәргән.
  5. әгәр , сирис ели дәп аталған тарим ойманлиқида йипәкчилик санаити әң қәдимки чағлардин тартип (миладидин нәччә әсир бурун) тәрәққи қилмиған болса , "җаһанниң мәр – мәр шәһри" дәп аталған римдики рома ақ сөңәклириниң юқири сүпәтлик йипәк малларға болған еһтияҗини қамдиялмиған болатти.

уйғурларниң қәдимки чағларда , йипәк тоқумичилиқида юқири сәвийигә көтүрүлгәнликини испатлайдиған пакитлар аз әмәс. ички өлкиләрдики хәнзулар йипәк тоқумичилиқида уйғурларниң тоқумичилиқтики артуқчилиқидин өгәнгәнлики буниңға мисал болиду. йеқинқи йилларда , шинҗаңниң һәрқайси җайлиридин 6 – әсирдә ички өлкиләрдә тоқулған йипәк тоқулмилар қезивелинди. бундақ йипәк тоқулмилардики "нисбәтән көзгә көрүнәрлик тәрәққият шу болғанки , шу чағларда түз йоллуқ кимхаплардин ташқири йәнә қийпаш гүллүк арқиғидин гүл чиқирилған кимхапларму мәйданға кәлгән , арқақтин бу хил гүл чиқириш усулини хән сулалиси вақтидила (миладидин бирнәччә әсир бурун шинҗаңдики қериндаш милләтләр юң тоқумичилиқ һүниридә қолланған. оттура түзләңлик районлири йипәк тоқумичилиқта қолланған бу хил тоқуш усулини (кимхапларниң арқиғидин гүл чиқириш усулини – а) шинҗаңдин өгәнгән болса керәк." [14]мана шу пакит қәдимки чағларда уйғурларниң йипәк тоқумичилиқи яки юң тоқумичилиқида болсун юқири сәвийигә көтүрүлгәнликини көрситиду.

буниңдин ташқири , миладиниң 440 – йиллири , шәрқ мәликиси пилә қурутиниң уруқини хотәнгә елип кәлгән , униңдин бурун шинҗаң районида "йипәк йоқ иди "дегән ривайәтни рәт қилидиған мундақ бир пакитиму бар : йеқинқи йилларда турпан районида елип берилған архиологик қезишләр арқилиқ "қезивелинған қол язмилар ичидә.... миладиниң 418 – йилида пилә қурутини вә үжмә дәрихини иҗаригә елиш тоғрисида йезилған һөҗҗәт учриди." (ядикарлиқ 40 – бәт). мана бу пакит , йипәк мәликиси ("шәрқ мәликиси") миладиниң 440 – йиллири пилә қурутиниң уруқини хотәнгә елип кәлгән дегән ривайәтни рәт қилиду. қәдимки чағда хотәндила әмәс , һәтта турпан райондиму йипәкчилик тәрәққий қилғаниди.

  1. юқиридики пакитлардин чиқирилған әң асаслиқ вә муһим хуласә аталмиш "йипәк мәликиси" ривайитидики миладиниң 440 – йили җуңгодин хотән ханиға ятлиқ болған мәликиниң пилә қурути уруқини хотәнгә елип келишидин бурун хотәндә йипәк тоқумичилиқ санаити йоқ иди дегән ялған ривайәтниң үзүл – кесил рәт қилиниши , халас.

шуниму ейтиш керәкки, қәдимки чағларда җуңгодин башқа дөләтләрниң һөкүмранлириға ятлиқ болған мәликиләрниң исимлири җуңгониң тарихи йилнамилириға , уйсун ханлириға ятлиқ болған җуңго мәликилириниң исимлири җуңго тарихи йилнамилириға йезилған. әпсуски миладиниң 5 – әсиридә хотән ханиға ятлиқ болған мәликиниң исми җуңгониң тарихи йилнамилирида учримайду.

тарихий пакитларниң растлиқиға һөрмәт қилинидиған болса , тарихий пакитлар бойичә испатланмиған ривайәтниң ялғанлиқи етирап қилинса , хотәнгә пилә қурутиниң уруқини , хотән ханиға ятлиқ болған җуңго мәликиси елип кәлгән дегән ривайәтниң тамамән ялғанлиқини етирап қилмаслиққа һечқандақ бана – сәвәб йоқ. һонларниң асия билән яврупа баридиған хәлқара қатнаш йолиға һөкүмранлиқ қилиши , җуңго билән ғәрб әллири арисидики түрлүк мунасивәтләрниң оңушлуқ елип берилишиға тосқун болған. шуниң үчүн шәрқ билән ғәрб арисидики хәлқара қатнаш йоли җуңгоға нисбәтән гаһ тақилип , гаһ ечилип туратти.

миладиниң 87 – йили вә миладиниң 101 – йили , иран әлчилири җуңгоға кәлгән болса , миладиниң 97 – йили җуңго әлчиси гән йиң (буни бәнчав әвәткән) иранға барған. җуңго билән иран арисида сода муамилиси тоғрисида бетим түзүлгән. тарихи мәлуматларға асасланғанда миладиниң 120 – йили ромалиқ бир сеһригәр деңиз йоли билән һиндичиниға келип , берма арқилиқ җуңгоға кәлгән. миладиниң 1660 – йили рома емпиратури маркус аврил (миладиниң 161 – йилидин 166 – йилиғичә емпиратур болған) деңиз йоли арқилиқ җуңгоға әлчи әвәткән. рома әлчиси деңиздин һиндичиниға чиқип вйетнам арқилиқ җуңгоға кәлгән. әлчи җуңго падишаһи хән хуанди (миладиниң 147 – йилидин 167 – йилиғичә падишаһ болған )ға пил чиши , кәркә мүңгүзи , яқут қатарлиқ совғатларни елип кәлгән. юқиридики тарихи пакитларға асасланғанда иранниң җуңго билән орнатқан дипломатик мунасивити романлиқларниң сирисләр ели (йипәк ели) дәп атиған уйғурлар билән орнатқан йипәк содиси мунасивити (бундақ мунасивәт миладидин 400 йил бурун башланған)дин аз дегәндә үч әсир (миладидин 105 йил бурун) кейин башланған. ромалиқларниң җуңго билән орнатқан дипломатик мунасивити (әгәр шундақ мунасивәт миладиниң 166 – йилидин башланған болса) ромалиқларниң сирисләр ели билән орнатқан йипәк содиси мунасивитидин тәхминән 600 йил кейин башланған.

пилә қурути уруқиниң яврупаға тарқилиши

[تەھرىرلەش]

қәдимки рим емпирийиси дәвридә (миладидин бурун вә кейин) йипәктин тоқулған кимхап , шайи тавар , дурдунларниң яврупаға (асасән ромаға) тарим ойманлиқидики йипәк ели (сирисләр или)дин барғанлиқи , аталмиш "йипәк мәликиси" ривайитиниң ялғанлиқи тоғрисида сөзләп өттүм. түрк хақанлиқи дәвридә ички вә ташқи (хәлқара) сода ишлири әһвалиниң асаси мәшғулатлиридин бири иди. болупму бу дәврдә хәлқара сода наһайити кәң миқясида қанат яйған иди. миладиниң 624 – йили турпан ханлиқи (миладиниң 460 – йилидин 640 – йилиғичә һөкүм сүргән)ниң хани күй винтай ғәрбий түрк ханлиқиниң хақани тун ябғу хақанниң руқситини елип җуңгодин таң сулалисиниң падишаһи ли йән (миладиниң 618 – йилидин 627 – йилиғичә падишаһ болған) гә әвәткән совға – саламлири ичидә шәрқий ромадин кәлтүрүлгән кучуклар , қара түлкә мойниси қатарлиқ нәрсиләр бар иди. шуниңға қариғанда түркләр рома билән қилған содилирида романиң нәсиллик итлириниму елип кәлгән. түрк хақанлири дәвридиму , бурунқи чағларға охшашла асиядин яврупаға елип берилидиған сода маллиридин йипәк рәхтләр , дора – дәрмәкләр , зибу – зиннәт буюмлири , тердин ишләнгән маллар асаси салмақни игиләйтти.

түркләр ялғузла яврупа билән сода қилип қалмастин , җуңго биләнму наһайити кәң һалда сода ишлирини елип барған. түрк ханлиқи тәркибидики оттура асияниң муһим ханлиқлиридин сәмәрқәнт ханлиқи , бухара ханлиқи қатарлиқ ханлиқлар миладиниң 627 – йилидин 647 – йилиғичә болған 20 йил ичидә җуңгоға тоққуз қетим сода әлчилири әвәткән . түрк хақанлиқи тәркибигә киргән ханлиқлар йерим мустәқил һалда болуп бәзи хәлқара мунасивәтләрдики чоң ишларни қилишта түрк хақаниниң рухситини алатти.

юқирида ейтип өткинимиздәк , түркләр билән иран сасанилар сулалиси арисида бирнәччә қетим урушниң йүз бериши хәлқара сода йолиға болған һөкүмранлиқни талишиш вә хәлқара йипәк содисидин келидиған пайдини қолға кәлтүрүш үчүн болған бу көрәштә шәрқий рома билән иттипақдашлиқ мунасивитини орнатқан түркләр үстүн чиққан.

һәр йили дегүдәк нәччә он милйонлиған рим тилласиға сирисләр елидин йипәк малларни сетип елишқа хелидин бери чидимиған рим һөкүмранлири (емпиратурлири) пилидин йипәк чиқирип өзлириниң еһтияҗиға лазим болидиған кимхап , шайи , тавар , дордун қатарлиқ йипәк малларни өзлири ишләпчиқириш үчүн баш қатурушқан иди.

уларниң бу арзу – үмидлири түрк ханлиқи дәвридә әмәлгә ашти. бу тоғрида юнан алимлири мундақ мәлумат бериду : 6 – әсирниң ахирида яшиған юнан алими зонарас ( ) "тарихнамә" намлиқ әсиридә мундақ дәп язған иди : "бурун романлиқлар йипәк ишләпчиқириш усулини билмәйтти. йипәкни пилә қурутиниң қусидиғанлиқини билмәйтти ".

6 – әсирниң ахирида яшиған юнан алими тиоханус исми намәлум бир иранлиқниң пилә қурути уруқини қачан , нәдин , қандақ һилә билән оғурлуқчә шәрқий рома емпирийисиниң (миладиниң 395 – йилидин 1451 – йилиғичә һөкүм сүргән) емпиратури улуғ постианниң вақтида (миладиниң 527 – йилидин 565 – йилиғичә емпиратур болған) шәрқий ромаға елип барғанлиқи вә шуниңдин кейин шәрқий ромалиқлар пилә қурутини беқип , йипәк малларни ишләпчиқиришни йолға қойғанлиқи тоғрисида мәлумат бериду. тиофанис мундақ дәп язиду : "емпиратур постианниң вақтида иранлиқ мәлум бир адәм шәрқий ромаға пилә беқип йипәк ишләпчиқириш усулини өгәткән. униңдин бурун шәрқий ромалиқлар пилә беқишни билмәйтти. һилиқи исми намәлум иранлиқ сирисләр елидә (йипәк елидә) узун турған. у сирисләр елидин қайтип кетидиған чағда пилә қурутиниң уруқини йол маңғанда ичи кавак һасисиниң ичигә йошурун җайлаштурған. андин кейин пилә қурутиниң уруқини ашундақ устилиқ билән шәрқий ромаға елип кәлгән. бу иранлиқ баһар келиш биләнла пилә қурутиниң уруқини үжмә йопурмиғиниң үстигә қойған , бирнәччә күндин кейин пилә қурути йопурмақни йәп чоң болуп , бир җүп қанат чиқарған , учидиған болған , ромалиқлар пилә беқип ,йипәк чиқиришни өгәнгәндин кейин постиан түркләргә (конистантинпулға – истанбулға кәлгән түрк әлчилиригә аптор) ромалиқларниң пилә беқип йипәк чиқириш усулини көрсәткәндә түркләр һаң – таң қелип чучуп кәткән ".

түркләр билән шәрқий рома арисидин содида түркләр арқилиқ шәрқий ромаға елип берилидиған малларниң ичидә асаси салмақни йипәк тоқулмилири игәлләйдиғанлиқи , хотәнни асас қилған уйғур йипәкчиликиниң әң қәдимки чағлардин тартип дуняға мәшһурлиқи , пилә қурути уруқиниң "йипәк мәликиси" тоғрисидики ривайәт бойичә миладиниң 440 – йили җуңгодин хотәнгә кәлтүрүлгәнликиниң ялғанлиқи , пилә қурути уруқиниң сирисләр ели (асасән хотән) дин шәрқий ромаға исми намәлум бир иранлиқ раһип тәрипидин миладиниң 550 – йиллири оғурлуқчә елип берилғанлиқи тоғрисидики пакитларни юқирида бир – бирләп сөзләп өттүм. мениңчә шу пакитлар йитәрлик болса керәк.

ахирқи сөз қәдимки чағдики асиядин яврупаға баридиған хәлқара сода йоли ялғузла асиядики хәлқләр билән яврупадики хәлқләр арисида иқтисади җәһәттә қиммәтлик таварларни өзара алмаштуруш ролини ойнапла қалмастин, бәлки мәдәнийәт җәһәттә асиядики хәлқләр билән яврупадики хәлқләрниң өзара бир – бириниң артуқчилиқини өгинип шанлиқ мәдәнийәт яритишиму наһайити күчлүк түрткилик ролларни ойниған. хәлқара сода йолида сода карванлири , әлчиләр , сәйяһлар ғәрбтин шәрққә , шәрқтин ғәрбкә мокидәк өтүшүп туратти. бәзидә болса таҗавузчилиқ мәқсити билән сәпәрвәр қилинған түмәнлигән қошунларму сода әлчиси яки адди содигәр қияпитигә киривалған җасусларму қатнап туратти. ғәрб билән шәрқ оттура асия арқилиқ товар алмаштуруш ишлирини йүргүзгәндин ташқири , мәхпий ахбарат йиғиш ишлирини қилатти. башта ейтип өткүнимиздәк миладиниң 550 – йиллири исми намәлум бир иранлиқниң уйғурлар юртидин пилә қурутиниң уруқини оғрилап мәхпи һалда шәрқий ромаға йәткүзүп берип йипәк ишләпчиқиришида һөкүм сүргән нәччә миң йиллиқ сирниң ишикини ечип ташлиған. шу иранлиқ пилә қурутиниң уруқини шәрқий ромаға йәткүзүп бериштин бурун шәрқий рома емпиратори улуғ постиан (миладиниң 527 – йилидин 565 – йилиғичә емпиратор болған) билән шу мәсилә тоғрисида сөзләшкән. постиан әгәр иранлиқ раһип пилә қурутиниң уруқини сирисләр елидин оғрилап елип келидиған болса униңға наһайити қиммәт баһалиқ инам (мукапат) беридиған болған.

еһтимал иранлиқ раһип хиристиан муриди болғанлиқи , постиандин алидиған қиммәт баһалиқ инамға қизиққанлиқи үчүн , сирисләр елидин пилә қурутиниң уруқини оғрилап шәрқий ромаға йәткүзүп бәргән. мана мушу вәқәдин тәхминән 140 йил бурун (миладиниң 424 – йили) ғәрбниң сүзүк , рәңлик шишә ясаштики мәхпий сирини ақ һон содигәрлири (улуғ явчилар) җуңгоға билдүрүп қойған , униңдин бурун хәнзулар рәңлик шишә ясашни билмәйтти. улар рәңлик шишини наһайити юқири баһада ғәрбтин (сүрийидин) сетип елишқа мәҗбур иди. шуниң үчүн хәнзулар узундин бери рәңлик шишә ясашниң сирини ғәрбтин билип елишқа урунуп кәлгәниди. бундақ уруш миладиниң 424 – йили явчиларниң ярдими билән әмәлгә ашти.

бу ишқа мунасивәтлик тарихи пакитлар мундақ : "шимали сулалиләр тарихи"дики хатиригә асасланғанда шимали вей ханлиқи (миладиниң 386 – йилидин 534 – йилиғичә һөкүм сүргән)ниң хани тубатавниң вақтида (миладиниң 424 – йилидин 452 – йилиғичә хан болған) миладиниң 424 – йили униң пайтәхтигә кәлгән ақ һон содигәрлири (улуғ явчилар) тағдин дора елип келип уни еритип рәңлик шишә ясиған. бу кишиләр ғәрбниң рәңлик шишилиридинму пақирақ , чирайлиқ чиққан. бундақ рәңлик шишини көргәнләр һәйран қелишип илаһи шишиләр дийишкән. ақ һон содигәрлири рәңлик шишә ясашни хәнзуларға өгәткән. шуниңдин башлап сүрийә , юнанлиқларниң рәңлик шишини монополийә қиливелиш һоқуқи пачақлинип кәткән. қәдимки тарихий пакитлар бойичә һөкүм қилғанда бирәр милләт яки хәлқниң иҗад қилған бир хил техникиси ғәрб әллиридә пүтүнләй қәти мәхпий иди. шуниңға қариғанда тубатав шимали вей ханданлиқиниң пайтәхти датуңға кәлгән содигәрләрниң рәңлик шишә ясаш техникисини билидиғанлиқини билип қалған болса керәк. әгәр әһвал бизниң қиясимиздикидәк болидиған болса , у чағда тубатав ақ һон содигәрлиригә нисбәтән бесим күч ишлитип уларни рәңлик шишә ясаш техникисини өгитишкә мәҗбурлиған яки наһайити юқири баһалиқ бәдәл беришкә вәдә қилип алидиған болуши мумкин. юқирида тилға елинған иранлиқ раһип билән ақ һон (миладиниң 420 – йилидин 565 – йилиғичә һөкүм сүргән) содигәрлири мадди мәдәнийәт ичидә наһайити есил қиммәтлик болған йипәк билән рәңлик шишини ишләпчиқиришниң сирлирини билмәйдиғанларға мәлум қилип қойған мәдәнийәт оғрилири , җасуслири болсиму , мәлум нуқтидин қариғанда улар шәрқий рома билән җуңгониң мадди мәдәнийитини йүксәлдүрүштә наһайити чоң рол ойниған.

хәнзулар уйғурлардин вә уйғурлар арқилиқ мадди вә мәниви мәдәнийәткә даир нурғун есил қиммәтлик байлиқларға игә болған. җаң чйән миладидин 115 йил бурун оттура асияға иккинчи қетим келип кәткәндин кейин , у уйғурлар юртидин үзүм вә бидә елип кәткән. үзүм билән бидә падишаһ хәнвудиниң наһайити қәдирләп , етибар беришкә еришкән. падишаһ ордисиниң әтрапида үзүмлук бағлар , бидиликләр пәйда болған. болупму бидә атниң асаслиқ йәм – хәшәклиридин бири болуп , ат беқишқа наһайити муһим орунда туратти. шу чағларда хәнвуди һонлар билән болидиған урушларда атлиқ қошунниң наһайити муһимлиқини чоңқур һес қилған. у җәң атлирини көпләп өстүрүшкә алаһидә көңүл бөлүватқан иди. җаң чйән оттура асиядин қайтишида үзүм билән бидидин башқа йәнә зиғир , қарамуч , пияз , туруп , қоғун , тавуз , кава қатарлиқларниң уруқиниму елип кәткән. шуниңдин башлап ашу нәрсиләр җуңгода терилишқа башлиған. дәл шу чағда яңақ билән анар көчитиму уйғурлар юртидин ичкиригә кәлтүрүлгән. хәнзулар миладиниң 5 – әсиригичә пахтидин рәх ишләпчиқиришни билмәйтти. пәқәт 5 – әсирдила кевәз уруқи (чигит) турпандин ичкиригә кәлтүрүлгәндин кейинла пахта рәхт ишләпчиқириш башланған. униңғичә хәнзулар пахта рәхтләрни оттура асиядин вә башқа мәмликәтләрдин елип келәтти. қәдимки чағларда қунқав , пипа , балабар қатарлиқ музика әсваблири ирандин җуңгоға киргән болса , дап , нәй , сунай қатарлиқ музика әсваблири , оттура асиядин (уйғурлардин) киргән. болупму сүй сулалиси (581 – 618) , таң сулалиси (618 – 907) дәвридә уйғурлар җуңго музика сәнитиниң тәрәққиятиға өчмәс төһпиләрни қошқан. миладиниң 579 – йили көк түрк ханлиқиниң бикә (мәликә) лиридин асина бикә , шимали җу сулалиси (557 – 581) ниң хани җушуәндиға ятлиқ қилинғанда , түрк хақанлиқиниң пайтәхти уту күндин чаңәнгә (шиәнгә) асина бикә билән биллә су җава атлиқ мәшһур музика устазиму кәлгән. у кучарлиқ болуп , сүй сулалиси вақтида (581 – 618) чаңәндә узун муддәт турған. суҗава шу мәзгилдә , җуңго музика сәнитиниң бәкму төвән , намратлиқини нәзәрдә тутуп җуңго музикичилиқиниң мәзмунини бейитиш , униң сәнитини наһайити юқири көтүрүш үчүн мукәммәл болған тоққуз йүрүш музика сестимисини бәрпа қилған. улар төвәндикичә :

  1. кучар музикиси
  2. қәшқәр музикиси ,
  3. бухара музикиси
  4. сәмәрқәнт музикиси
  5. ғәрбий ляв музикиси
  6. һинди музикиси ,
  7. күрийә музикиси ,
  8. чиң музикиси ,
  9. ли хуа музикиси.

буниң ичидә чиң музикиси билән ли хуа музикиси җуңгониң әнәниви музикиси иди. буниңдин башқа йәттә хил музикиниң ичидин һинди музикиси билән күрийә музикисини һесабқа алмиғанда , қалған бәш хил музика кучар музикисини асас қилған уйғур музикиси иди.

суҗава пийба челишқа наһайити уста болуп , шу чағда җуңгодин униңға тәң кәлгәндәк бирәр музикант чиққан әмәс. шуңа у музика устази дегән һөрмәтлик намға игә болған.

җуңго таң сулалиси дәвригә кәлгәндә (618 – 907) суҗава яритип бәргән тоққуз йүрүш музика сестимиси асасида 640 – йили 10 йүрүш музика сестимисини бәрпа қилди. булар төвәндикичә : 1. кучар музикиси , 2. қәшқәр музикиси , 3. турпан музикиси , 4. ғәрбий ляв музикиси , 5. бухара музикиси , 6. сәмәрқәнт музикиси , 7. камбоджа музикиси , 8. күрийә музикиси , 9. йән музикиси , 10. чиң шаң музикиси. мана шу он йүрүш музика сестимиси ичидә алтә хил музика (буниңға турпан музикиси қошулған) кучар музикисини асас қилған уйғур музикиси иди. буниң ичидики ғәрбий ляв музикисиму мәлум дәриҗидә хәнзу музикисиниң тәсиригә учриған һон музикиси болуп , қәдимки уйғур музикиси иди. буниңдин ташқири кучар усулини асас қилған уйғур усул сәнитиму , уйғур милли һәйкәлтарашлиқи билән рәссамчилиқниң әнәниви алаһидиликлирини асас қилған будда сәнитиму (асасән һәйкәлтарашлиқ вә рәссамлиқ) хәнзуларниң һәйкәлтарашлиқ вә рәссамлиқ сәнитигиму күчлүк тәсир қилған. буниңға дуңхуаң миң өйидики һәйкәлләр , там сизма рәсимлири испат болиду. шуниму ейтип өтүш керәкки , 7 – әсирниң башлирида хотәнлик уйғур рәссами ючийзиң таң сулалиси падишаһи ли шиминниң (627 – 649) тәкливигә бинаән шиәнгә келип сакямунниң типик сүритини сизип бәргән. җуңго рәссамлири будда рәссамчилиқидики рәсим сизиш сәнитини вә ғәрб әллиридики кишиләрниң рәсимини сизиш сәнитини униңдин өгәнгән. чүнки ючийзиң рәссамчилиқта (ғәрб услубидики рәссамчилиқта) тәңдиши йоқ рәссам иди. җуңгониң қәдимки чағдики мәниви мәдәнийәтниң (пәлсәпә билән әдәбиятниң) бейиши вә йүксүлүшини уйғурларниң қошқан өчмәс төһписидин аҗритип қараш толиму бимәнилик болиду. будда дини әң дәсләп җуңгоға тарқилиштин бурун уйғурлар арисида йилтиз тартқан иди. уйғулар ичидин чиққан мәшһур буддист , раһиблар 3 – әсирдин башлап будда динини җуңгоға тонуштурушқа киришкән. буниңға кучарлиқ улуғ буддист пәйласуп вә мәшһур тәрҗиман , шаир комараҗивани мисал кәлтүрүш йетәрлик. комараҗива (миладиниң 344 – йили туғулуп 431 – йили аләмдин өткән) кичик вақтида дадисиға әгишип һиндистанға барған. у һиндистанда көп йиллар туруп буддизим әқидилирини тиришип өгәнгән. шу чағларда буддизим тәлиматида махияна вә хиняяна дәп атилидиған чоң икки мәзһәп , икки еқим бар иди. комараҗива бу икки чоң мәзһәп ичидин хиняяна мәзһипини қобул қилған. у һиндистандин қайтип келиватқан чағда қәшқәрдә шори асама атлиқ будда раһипиға йолуққан вә униңдин махияна мәзһипини өгинип бурун қобул қилған хиняна мәзһипидин ваз кәчкән. комараҗива қәшқәрдин өтүп ақсуға кәлгәндә аҗайип бир раһипқа йолуққан , у раһип өзини дуняда тәңдашисз раһип һесаблаб һәмишә махтинип : "әгәр будда әқидилири бойичә бирәр киши мән билән муназирилишип мени йеңидиған болса ундақ кишигә бешимни кесип беримән" дәйдикән. комараҗива шу раһип билән муназирилишип уни йеңип қойиду. бу вәқә ғәрбтики будда дунясини зилзилигә кәлтүриду. комараҗиваниң даңқи ғәрб әллиригә тарқилиду. бу вәқәдин кучар хани наһайити чоң пәхирлиниш һес қилип комараҗиваниң алдиға – ақсуға келип уни иззәт – һөрмәт билән кучарға елип кетиду. комараҗивани кучар дөлитиниң пири устази дәп җакалайду. тарихтин хәври бар кишиләргә мәлум болғандәк комараҗива мәлум сәвәбләр билән миладиниң 385 – йили һазирқи гәнсуниң овийға кәлгән. у шу җайда 15 йил турған. комараҗива шу мәзгилдә хәнзу йезиқини (тилини) пухта , мукәммәл , чоңқур өгәнгән. шу чағдики җуңго тарихида "икки чин сулалиси" билән "шимали вә җәнуби сулалиләр дәври" дәп аталған наһайити қалаймиқан (асасән уруш қалаймиқанчилиқи) бир дәвр иди. җуңгодики бәзи ханлиқларниң алий һөкүмранлири будда дининиң надан , садда хәлқләрни асанла алдап кетәләйдиған пассип идийисидин пайдилинип хәлқни бихутлаштуруп өзлиригә қарши чиқмайдиған юваш пуқраларға айландуруш үчүн һичнәрсигә қаримай барлиқ тиришчанлиқларни көрситип , будда динини тәшәббус қиливатқан иди. будда диниға күчлүк тәрпдар болған кейинки чин ханлиқи (384 – 417) ниң хани явшийин (миладиниң 394 - йилидин 415 – йилиғичә хан болған) миладиниң 401 – йили комараҗивани тәклип қилип шиәнгә елип кәлгән вә уни дөләтниң пири устази дәп җакалиған. явшийинниң яритип бәргән кәң имканийитидин пайдиланған комараҗива шиәндики мәшһур будда ибадәтханилириниң биридә 3000 шагиртқа будда әқидилиридин дәрс бәргән. явшийин даим ибадәтханиға берип униң дәрсини аңлиған. кейинки чағларда униң шагиртлиридин бирқанчиси "данишмән – әвлия" дегән намға игә болған. комараҗива шиәндә будда әқидилиридин дәрс өткәндин ташқири будда намилардин 384 җилидлиқ 74 парчә китабни қәдимки һинди тилидин хәнзучиға тәрҗимә қилған. буниңдин башқа бәдиилиги наһайити күчлүк болған будда ривайәтлиридин наһайити нурғун әсәрләрни қәдимки һинди тилидин хәнзучиға тәрҗимә қилған. униң қолидин чиққан тәрҗимә әсәрләрниң тили бәкму раван , мәзмуни чоңқур болсиму , чүшинишлик болған. комараҗиваниң дин , пәлсәпә , әдәбият саһәсидики паалийити җуңго буддизим пәлсәписиниң вә әдәбиятниң тәрәққиятиға наһайити күчлүк тәсир көрсәткән. шуниң үчүн , у , улуғ буддист , пәйласоп , даңлиқ тәрҗиман , талантлиқ шаир дегән намға игә болған. хуласә қилип ейтқанда , қәдимки чағдин тартип 15 – әсиргичә (улуғ саяһәтчи магелан ғәрб билән шәрқ вә шәрқ билән ғәрб арисидики деңиз , окян йолини ачқучи) асия билән яврупа арисидики хәлқара қатнаш йоли (аталмиш йипәк йоли) ялғузла ғәрб билән шәрқ әллири ара сода арқилиқ иқтисад алмаштуруш йоли болупла қалмастин , мәдәнийәт алмаштуруш арқилиқ шәрқ әллири билән ғәрб әллириниң қәдимки әнәниви милли мәдәнийити асасида шанлиқ , йүксәк мәдәнийәт яритишида алтун көврүклүк рол ойниған. болупму бу улуғ тарихий мөҗизидә оттура асия хәлқлири асаси (өгитиш вә тонуштуруш җәһәттә) ролини ойниған.

оттура асия хәлқлири өз тарихиниң узақ давам қилған қәдимки басқучлирида иран , әһманлар сулалиси (миладидин 700 йил бурунқи чағдин тартип миладидин 328 йил бурунқи чағқичә һөкүм сүргән) , гирик бактирийә падишаһлиқи (миладидин 250 йил бурунқи чағдин тартип миладидин 150 йил бурунқи чағқичә һөкүм сүргән) , явчилар дөлити болған тохаристан (миладидин 150 йил бурунқи чағдин тартип миладидин 50 йил бурунқи чағқичә һөкүм сүргән) , кошат емпирийиси (миладидин 50 йил бурунқи чағдин тартип миладиниң 420 – йилиғичә һөкүм сүргән) ,ақ һон емпирийиси (миладиниң 420 – йилидин 565 – йилиғичә һөкүм сүргән) қатарлиқ дөләтләрниң қәдимки чағдики шанлиқ мәдәнийитини яритишида қатнашқан болса , түрк ханлиқи дәвридики (552 – 745) наһайити йүксәк мәдәнийәтни яратқучилар қатаридин үстүн орун алған иди.

мәнбәләр

[تەھرىرلەش]
  1. "җуңго билән ғәрб арисидики қатнаш тарихи" хәнзучә 30 - , 31 – бәтләр.
  2. . "улуғ таһ дәврдики ғәрбкә саяһәт хатириси" хәнзучә 301 - , 302 – бәтләр.
  3. қәдимки чағда , ромалиқлар асияниң шималида яшиған хәлқләрни шундақ дәп атиған.
  4. "җуңго билән ғәрб арисидики қатнаш тарихи" хәнзучә 32 – бәт.
  5. "җуңго билән ғәрб арисидики қатнаш тарихи" хәнзучә 33 – бәт.
  6. "кейинки хән йилнамиси , усунлар һәққидә қиссә".
  7. "таң йилнамиси , қирғизлар һәққидә қиссә".
  8. "җуңго билән ғәрб арисидики қатнаш тарихи" хәнзучә 34 – бәт.
  9. иммавис теғи – һазирқи памир теғини көрситиду.
  10. "җуңго билән ғәрб арисидики қатнаш тарихи" хәнзучә 54 – бәт.
  11. "җуңго билән ғәрб арисидики қатнаш тарихи" хәнзучә 54 – бәт.
  12. "җуңго билән ғәрб арисидики қатнаш тарихи" хәнзучә 69 - 70 – бәтләр.
  13. "җуңго билән ғәрб арисидики қатнаш тарихи" хәнзучә 70 – бәт.
  14. "шинҗаң тарихиға даир мәдини ядикарлиқлар" хәнзучә 33 – бәт.

1. "суй сулалиси йилнамиси. пеҗуй һәққидә қиссә"

16. "җуңго билән ғәрб арисидики қатнаш тарихи" хәнзучә 77 – бәт.

17. "җуңго билән ғәрб арисидики қатнаш тарихи" хәнзучә 77 – бәт.