Jump to content

Совет иттипақи

ئورنى Wikipedia

UYGHURCHE, ئۇيغۇرچە


1922-йили қурулған.

совет сотсиялисйик риспопликилар иттипақи __ қисқартилип совет иттипақи дәп атилидиған болуп ( росчә қисқартилмии : cccp, енгилисчә қисқартилмиси : USSR дийилиду ), һазир бу дөләт мәвҗут әмәс 1922 - йили 12-айниң 30 - күнидин 1991 - йили 12 - айниң 26 - күнигичә болған болуп фидиратсийә шәклидики дөләт қурулма шәклини йолға қойған көп милләтлик дөләт . явропаниң шәрқий вә асияниң шималий қисмиға җайлашқан . йәр көлими 22 милйон 400 миң кувадират километер болуп дуня бойичә зимини әң чоң дөләт . нопоси 290 милйон 100 миң ( 1990 - йил ) . 100 дин көпәрәк милләт бар болуп, униң ичидә рослар %51 ни, окраинлар %15 ни, өзбекләр %6 ни, билирослар %4 ни, башқа қазақлар , татарлар , әзәрбәйҗанлар , әрминийәликләр , гирозинлар, мордовалар , таҗиклар , литвалиқлар , түркмәнләр , гирманлар , қирғизлар , йәһудийлар , латвийиликләр , истонийәликләр болуп %24 ни тәшкил қилиду .

дөләт тили рос тили . 200 дин көпәрәк тил вә йәрлик диаликит ( йәрлик шивә ) бар болуп , силавиян тил сестимисидикиләр %75 ни , һинди - явропа тил сестимисидикиләр %8 ни , алтай тил сестимисидикиләр %12 ни , орал тил сестимисидикиләр %3 ни , капказ тил сестимисидикиләр %2 ни тәшкил қилиду .

асаслиқ дин росларниң пиравиславийә дини , униңдин башқа йәнә хирстиян дини , йәһудий дини вә ислам дини мәвҗут болған . пайтәхт москива . совет иттипақи росийә , окраина , билиросийә , өзбекистан , қазақистан , гирозийә , әзәрбәйҗан , таҗикистан , қирғизистан , түркмәнистан , әрминийә , мордува , латвийә , литва , истонийә қатарлиқ иттипақдаш риспопликиларни вә башқирт , борят , дағистан , қара қалпақ ( һазирқи өзбекистанда ) , кара балда - байқал , қирмиз , каририйә , кеми , мали , шималий оситий , татаристан , това , водмурт , чечин - ингуш , чувашийә , яқут , абғазийә , азар , нашчифан қатарлиқ 20 аптонум җумһурийәт , 8 аптонум област 10 аптонум район вә 129 чегра районни өз ичигә алиду .

совет иттипақи асаси қанунида , совет иттипақи фидаратсийә түзүмидики дөләт болуп 15 иттипақта совет сотсиялистик җумһурийәтлириниң , өзликидин қошулуш пиринсипи бойичә тәшкилләнгән дәп бәлгиләнгән . пайтәхт москива . дөләт башлиқи совет иттипақи алий совети рәисләр иттипақиниң рәиси дәп аталған болуп , кейин һовет иттипақи зуңтуңи дәп аталған . һөкүмәт башлиқи министерлар кеңишиниң рәиси дәп атилиду . һәрбий күч совет қизил армийиси дәп атилиду .

дөләт шоари : пүтүн дуня пурултарлири бирлишиңлар ! дөләт тили : рос тили . пайтәхт : москива , йәр көлими : дуня бойичә 1 - орунда болуп , 22 милйон 402 миң 200 кувадират километер , нопоси : 293 милйон 47 миң 571 ( 1991 - йил 7 - ай ) . дөләт қурулған күн : 1917 - йили 11 - айниң 7 - күни , парчиланған вақти : 1991 - йили 12 - айниң 26 - күни , пули : ропийә , вақит район пәрқи : 3+ дин 11 + ғичә , дөләт шеири : интернатсийиунал шеири ( 1917 - 1991 ) , хәлқаралиқ район қисқартма нами : SU ( һазирму ишлитилмәктә ) .


қисқичә тарихи

[تەھرىرلەش]

1917 - йили 11- айниң 7 - күни кәч саәт 9 дин 40 минут өткәндә , тунҗи пай зәмбирәк оқуниң авазиға әгишип , инсанийәт тарихида тунҗи пурултарият һакимйәт тутқан тунҗи һөкимәт __ совет һөкимити қурулди . өктәбир инқилабидин кейин болшивиклар партийиси һоқуқни игәлләп , гирманийә билән < берйосел шәртнамиси > ни имзалап , 1 - дуня урушидин чекинип чиқти . униңдин кейинки бир қанчә йилда , тиротиский рәһбәрлик қилған қизил армийә қанлиқ җапалиқ ички уруш қилип ақлар вә шәртнамиләшкән дөләтләрни йеңип җапалиқ илгирләш елип барди . 1921 - йили 3 - айда , совет һөкимити бир қатар йеңи иқтисадий ислаһатларни йолға қоюп , алди билән диханларниң кирим мәсилини һәл қилиштин башлап , артуқ ашлиқни базар елип - сетишни чәкләп йиғивелиш елип барди . 1922 - йили 12 - айниң 30 - күни росийә , билиросийә , окраина вә ташқи капказ фидиратсийәлири ортақ совет иттипақини қуруп чиқти . 1924 - йили 1 - айниң 21 - күни совет иттипақиниң қурғучиси ленин аләмдин өткәндин кейин юсеф ситалин һакимйәтни қолға елип , җапалиқ бир қатар вастиләр арқилип , сияси рәқиплирини тазилап , йеза игиликини колликтиплаштуруш сияситини илгири сүрди , шундақла кәскин вастиләр арқилиқ , партийә , дөләт вә армийә рәһбәрлиригә нисбәтән чоң тазилаш елип барди . 1927 - йили әнгилийә совет иттипақи билән мунасивитини үзгәнликини җакарлап , 1921 - йили имзаланған әнгилийә совет сода шәртнамисини йиртип ташлиди . әнглийә дипломатийә вәзири чамберлин 6 дөләт ташқи ишлар министерлири йиғинида < хәлқара интернатсийиунал билән көрәш қилиш > оттуриға қойди .

гәрчә ғәрп вә совет иттипақидики бир қисим кишиләр ситалинни һәр қайси милләтләргә қирғинчилиқ елип барған җаллат дәп атиған болсиму , әмма у совет иттипақини ғәлбилик һалда санаәт вә һәрбий җәһәттики күчлүк дөләткә айландурди . ситалинниң рәһбәрлики астида , совет иттипақи компартийәси совет иттипақи иқтисадий ишләпчиқириш түзүлмиси вә һәрбий ишлар җәһәттә чоң өзгәртиш елип берип , бурунқидин нәччә һәссә күчләндүрди . 1929 - йили 10 - айниң24 - күни нийо - йорк пай чеки базирида пай чекиниң чүшүшидин башланған киризис , тез сүрәттә пүтүн дуняни қаплашқа башлап , капиталистик дөләтләр иқтисадиға еғир зәрбә бәрди . мушу 1929 - йили кирзис пүтүн дуняда әң юқури долқунға көтүрүлгән чағда , ситалингирадта көлими ғайәт чоң болған бир тирактур завуди иш башлап 10 айдин кейин мәһсулат чиқиришқа башлиди . 1932 - йили юнҗи 5 йиллиқ пилан тамамлинип , совет иттипақи йеза игилик дөлитидин санаәт дөлитигә айланди . 1937 - йили 2 - бәш йиллиқ пилан тамамлинип , совет иттипақиниң иқтисадий ишләпчиқириш омумий қиммити тез өрләп явропада 1 - орунға , дуняда 2 - орунға өтти .

1939 - йили совет иттипақи билән натсест гирманийәси < өзара таҗавуз қилмаслиқ шәртнамиси > имзалап , өзара шүбһилиниш қаплиған сирлиқ мунасивәт орнатти шуниң билән бир вақитта , икки тәрәп мәхпи йосунда полша , балтиқ деңизи районидики дөләтләр вә финландийәни өзиниң күч даирисигә киргүзди .1939 - йили 2 - дуня уруши партлиди .

1941 - йили 6 - айниң 22 - күни сәһәр саәт 3 дә гирманийә туюқсиз совет иттипақиға һуҗум қилди . бир һәптә вақит ичидә совет қизил армисидин бир милйондин көпрәк адәм чиқим болуп , ғәрптики санаәт районлири пүтүнләй гирманийә армисиниң контирол даирисигә кирип қалди . адолоф гитлер совет иттипақиға туюқсиз һуҗум қилип . 1945 - йили совет қизил армийәси вә иттипақдаш армийә натсес гирманийәсини өз чегриси ичидә мәғлуп қилип , 2 - дуня урушиниң ғәлбисини қолға кәлтүрди . 1945 - йили 5 - айниң 1 - күни дуня фашизимға қарши уруш әң ахирқи ғәлбини қолға кәлтүрди .

совет қизил армийиси берлинға қайтарма һуҗум қилип кирип , қизил байрақни гирманийә парламент бинасиниң өгзисигә қадиди . гирманийә армийисидин гирман - совет җәң мәйданида өлгәнләрниң сани 10 милйондин ешип , 2 - дуня урушида , гирманийә тәрәптин өлгән вә яриланғанлар ниспитиниң %73 ни игәллиди . совет иттипақи тәрәптин 20 милйон адәм қурбан болған болуп , һәққанийәт вә тенчлиқни қоғдаш җәһәттә бәлгилик қиммәт яраттти . уруштин кейин ситалин вә башқа сотсиялистик дөләтләр иттипақи < варшава шәртнамисигә әза дөләтләр иттипақи > ни қуруп америка вә < шималий атлантик әһдий тәшкилати > билән тиркәшти . 20 - әсирниң оттура мәзгиллиридики дуняниң ниспий муқим болған шараитида , совет иттипақи билән америкидин ибарәт бу икки дәриҗидин ташқири чоң дөләт , атлантик окянниң икки қирғиқида бир биригә хирис қилип , дуняниң нәччә он йиллиқ йүзлининишә рәһбәрлиқ қилди .

1957 - йили совет иттипақи дуня тарихидики тунҗи сүни һәмрани аләм бошлиқиға қоюп бәрди . 1961 - йили 4 - айниң 12 - күни совет иттипақи аләм учқучиси гагарен < шәрқ > намлиқ аләм кемисигә олтуруп инсанларниң аләм бошлиқиға чиқиш арзусуни әмәлгә ашурди .

1953 - йили ситалин аләмдин өткәндин кейин совет иттипақи компартийисиниң юқури рәһбәрлик қатлимида бир қанчә йилға созулған һоқуқ талишиш көриши елип берилип ахрида хирошшиф һоқуқни игәллиди . хирошшиф 1956 - йили совет иттипақи компартийәсиниң 20 - қетимлиқ қурултийидики мәхпий доклатта , ситалин вә шәхскә чуқунушниң еғир ақивәтлирини тәнқид қилди , шуниң билән сияси көрәш инсанпәрлик усулиға қарап тәрәқий қилди . аң форматсийәси җәһәттики ихтилап сәвәбидин , 1959 - йилидин башлап , совет компартийәси билән җоңго компартийәси оттурсида бир қатар тәнқид қилиш вә ихтилаплар елип берилди . 1964 - йили хирошиф тәхтин чүшүп һоқуқни бержинеф игәллиди . мәдәнийәт зор инқилаби мәзгилидә җоңго - совет мунасивити суслишип интайин төвән һаләткә чүшүп қелип пәқәт намдики дипломатик мунасивәт һалитила қалди , һәтта икки тәрәптә < гөһәр арал һәқәси > вә < теликет вәқәси > дин ибарәт чегра туқунуши йүз бәрди . 1968 - йили совет иттипақи чехсилавакийәгә таҗавуз қилди . 1969 - йили < гөһәр арал мәсилисидә > қораллиқ тоқунуш йүз берип , җуңго хглқиниң қаттиқ қаршилиқини қозғиди . 1979 - йили афғанистанға таҗавуз қилди . бу икки һәркәт хәлқара җәмийәтниң қаттиқ ғәзипини қозғиди .

бержинеф дәвридә совет иттипақи сирқа нисбәтән кеңәймичилик сияситини йолға қоюп , шәрқий явропадики сабиқ сотсиялизим лагиридики дөләтләр вә моңғулийәдә әскәр турғузғандин сирт , йәнә ветнам , куба , җәнубий йәмән , ангула , ифопийә қатарлиқ дөләтләрдә һәрбий лагир һәтта һәрбий базиларни қурди . бержинеф < чәклик игилик һоқуқ нәзирйиси > оттуриға қоюп , башқа сотсиялистик дөләтләрниң игилик һоқоқи чәклимилккә игә дәп қариди . бержинеф оттуриға қойған бу нәзирйә әмәлийәттә башқа сотсиялистик дөләтләрниң игилик һоқоқини екиспалататсийә қилидиған , уларни совет иттипақиниң һамийсиға айландурудиған нәзирйәдин ибарәт иди . 1980 - йили москивада өткүзүлгән олимпик тәнһәркәт йиғини совет иттипақиниң дуняға йүзлиниш җәһәттики пәрдисини қайриди . әмма афғанистаға таҗавуз қилиш сәвәбидин бу қетимқи олимпик тәнһәркәт йиғини дунядики түзүм җәһәттә кәмситиш нәзирйиси билән қариғучилар әң көп болған бир қетимлиқ мусабиқә болуп қалди .

1985 - йили компартийә ичидики ислаһатпәр шәхс горбачеф һоқоқни қолға елеп , нурғунлиған кона , чирик қарашларға нисбәтән өзгәртиш елип барди . горбачеф сияси вә иқтисадий җәһәттә дөләт башқуруш түзүлмилиригә қарита ислаһатни илгири сүрүш пиланини түзүп , дөләт ичидә ислаһат вә очуқ сиясәтни йолға қоюп , тарихий хаталиқлани ашкарилаш вә һисаб елиш елип барди . горбачеф йәнә совет иттипақида < димукратик , инсанпәрлик сотсиялизими > қуруп чиқишни пиланлиди . әмма йәнә бир тәрәптә униң ислаһати ойлап бақмиған ақивәтләрни елип кәлди . мәркизи һөкимәтниң һоқоқини төвәнгә чүшүрүшкә әгишип , һәр қайси иттипақдаш җумһурийәтләр рәһбәрлири техиму көп аптономийә һоқоқи беришни тәләп қилди . < ашкарилиқ > техиму чоңқурлишишиға әгишип , совет компартийәсиниң тарихи мәсилилири вә хаталиқлири ашкарилиниш билән бир вақитта , хәлқниң һөрмити вә ишәнчисидин айрилип қалди , һәтта 1989 - йили комунизимниң сиясий вә иқтисадий тарихи хаталиқлири йиғилип , омумий партлаш йүз берип , хәлқ қайил болмаслиқ, нәзирини комунистик партийә вә шәрқий явропа дөләтлиридики нишанларға қаратти . шәрқий явропадики комунистик партийәләр арқа - арқидин тәхттин чүшүшкә башлиди , һәр қайси иттипақдаш җумһурийәтләрму , шәрқий явропадики һәрқайси дөләтләрниң усулини қоллинип , совет иттипақидин айрилип мустәқил болуш ғәризидә болди .

1991 - йили 8 - айниң 19 - күни совет компартийәси ичидики бир қисим кансерватиплар , һәр қайси иттипақдаш җумһурийәтләргә чүшүрүп берилгән һоқуқларни тартивелиш вә ғәлбисиз ислаһатни дәрһал тохтитиш мәқсидидә бир қетимлиқ мәғлубийәтлик сиясий өзгириш қозғиди . әмма хәлқ , армийә , вә көп қисим компартийә әзалириниң бирлишип қарши туруши нәтиҗисидә , сиясий өзгириш пәқәт 3 күн тәшвиқат елип берип мәғлуп болди . росийә зуңтуңи йилитсен совет коппартийәсини қанунсиз партийә дәп елан қилип , совет иттипақи чегриси ичидики паалийәтлирини чәклиди . 1991 - йилиниң ахирида йилитсен билиросийә , окраина зуңтуңлири билән минискида шәртнамә имзалап , мустәқил дөләтләр бирләшмисиниң қурулғанлиқини елан қилип , әнгилийә иттипақиға охшайдиған бир хил дөләт қурулма шәклини совет иттипақиға көчүрүп елип кәлди . росийә вә башқа иттипақдаш җумһурийәтләр буниңға кәйни кәйнидин инкас қайтуруп , совет иттипақидин айрилғанлиқини җакарлиди . совет иттипақи мушу вақиттин башлап мәвҗутлуқтин қалди . 19991 - йили 12 - айниң 25 - күни совет иттипақи зуңтуңи горбачиф хизмитидин истипа берип дөләтниң һоқоқини росийә зуңтуңиға өткүзүп бәрди . 1991 - йили қизил байрақ керимил сарийидин аста чүшүрүвелинди . қизил йиллар вә гүлләнгән чоң дөләт сүпитидики совет иттипақи мәвҗутлуқтин тохтиди .


сабиқ совет иттипақи компартийәсиниң рәһбәрлири

[تەھرىرلەش]

1 . виладимир . елеч ленин ( 1917 . 10 . 17 ___ 1922 . 4 . 3 . )

2 . ситалин ( 1922 . 4. 3 __ 1953 . 3 . 5 )

3 . хирошшиф ( 1953 . 9 . 7 __ 1964 . 10 . 14 )

4 . бержинеф ( 1964 . 10 . 14 __ 1982 . 11 . 10 )

5 . андирийпоф ( 1982 . 11 . 12 __ 1984 . 2 . 9 . )

6 . чеерненко ( 1984 . 2 . 13. __ 1985 . 3 . 10 )

7 . горбачеф ( 1985 . 3 . 11 __ 1991 . 12 . 25 )



сабиқ совет иттипақидики 15 иттипақдаш җумһурийәтниң нами

[تەھرىرلەش]

1 . росийә совет сотсиялистик фидиратсийә җумһурийити

2 . билиросийә совет сотсиялистик җумһурийити

3 . окраина совет сотсиялистик җумһурийити

4 . истонийә совет сотсиялистик җумһурийити

5 . литва совет сотсиялистик җумһурийити

6 . латвийә совет сотсиялистик җумһурийити

7 . мордова совет сотсиялистик җумһурийити

8 . гирозийә совет сотсиялистик җумһурийити

9 . әрминийә совет сотсиялистик җумһурийити

10 . өзбекистан совет сотсиялистик җумһурийити

11 . қазақистан совет сотсиялистик җумһурийити

12 . қизғизистан совет сотсиялистик җумһурийити

13 . таҗикистан советр сотсиялистик җумһурийити

14 . әзәрбәйҗан совет сотсиялистик җумһурийити

15 . түркмәнистан совет сотсиялистик җумһурийити



сабиқ совет иттипақидики 20 аптоном җумһурийәтниң намлири

[تەھرىرلەش]

1 . башқирт совет сотсиялистик аптонум җумһурийити .

2 . бурят совет сотсиялистик аптонум җумһурийити

3 . дағистан совет сотсиялистик аптонум җумһурийити

4 . карибалда - байқал совет сотсиялистик аптонум җумһурийити

5 . кармик совет сотсиялистик аптонум җумһурийити

6 . каририя совет сотсиялистик аптонум җумһурийити

7 . кеми совет сотсиялистик аптонум җумһурийити

8 . мали совет сотсиялистик аптонум җумһурийити

9 . мордува совет сотсиялистик аптонум җумһурийити

10 . шималий оситий совет сотсиялистик аптонум җумһурийити

11 . татаристан совет сотсиялистик аптонум җумһурийити

12 . това совет сотсиялистик аптонум җумһурийити

13 . водморт совет сотсиялистик аптонум җумһурийити

14 . чечин совет сотсиялистик аптонум җумһурийити

15 . чуваш совет сотсиялистик аптонум җумһурийити

16 . яқут совет сотсиялистик аптонум җумһурийити

17 . абғаз совет сотсиялистик аптонум җумһурийити

18 . азар совет сотсиялистик аптонум җумһурийити

19 . нашичер совет сотсиялистик аптонум җумһурийити

20 . қара қалпақ совет сотсиялистик аптонум җумһурийити