Франсийә

ئورنى Wikipedia

UYGHURCHE, ئۇيغۇرچە


ھۆججەت:Logo de la République française.svg

франсийә җумһурийити (République Française) дәп оқулиду.)

аһалиси: франсийәниң 2006-йиллиқ нопуси 60милйон 876миң болуп, мустәмликилирини қошқанда 62милйон752миң. аһалиниң 83%ни латин тил аилисигә тәвә франсуз тилида сөзлишидиған франсузлар, 8%ини әрәбләр, 2%ни алзаслар, 1%ни бритонлар,0.3%ни корсикалар қалғанлирини көчмәнләр игәлләйду . франсуз тили дөләт тили.

иқтисади: 2006 -йили франсийәниң умумий милли ишләпчиқириш дарамити 2тирлиюн 54милярд 880милйон доллар болуп киши бешиға 33миң126доллар тоғра келиду. франсийәниң2000-йилидин буянқи йиллиқ иқтисади ешиш сүрити 2%болуватиду. дөләт байрими:( 1790-йили)7-айниң 14-күни, франсийә җумһурийәтчилириниң бастилийә түрмисини ишғал қилған күни )

қисқичә тарихи:[تەھرىرلەش]

миладийидин бурунқи 10-әсир әтрапида франсузларниң әҗдади болған гал хәлқи һазирқи франсийәниң җәнуби вә оттура қисимлирида яшиған болуп милади 1-әсирдә рим империйиси бу йәрдә галийә өлкисини тәсис қилған. 500йилдин кейин гутларниң тармиқи болған франклар галийәдики рим империйисиниң һөкүмранлиқини ағдуруп франк падишаһлиқини қурған вә кейин тәдриҗи күчийип ғәрби явропаниң көп исмини өз ичигә алған империйигә айланған. 9-әсирдә франк империйиси үчкә парчилинип һазирқи италийә, германийә, фирансийиләрниң дәсләпки һалити шәкилләнгән. 10-әсирдә франсийәниң нормандийә өлкисиниң кинәзи әнгилийиниң көп қисим җайлирини бойсундуруп барғансери күчәйгән вә кейин франсийә падишаһи билән өзәңгә соқуштуруп1337-йили франсийигә кәң көләмдә һуҗум қилған шуниң билән тарихта 100йиллиқ уруш дәп аталған уруш партилап 1453-йили франсийәниң җерси вә гали арилидин башқа пүтүн франсийә земинини нормандийә кинәзиниң әвладидин болған әнглийә хан җәмәтиниң қолидин қайтурувелиши билән тамамланған. урушти кейинки франсийә күнсери гүллинип африқа вә америка қитәлиридә нурғун мустәмликиләрни қолға кәлтүргән вә дунядики әң қудрәтлик дөләтләрниң бири болуп қелиши билән биллә гүзәл -сәнәт вә пәлсәпә тәрәққи қилип руссо қатарлиқ дуня җумһурийәтчилик идийисиниң йолбашчилири барлиққа кәлгән. 1789-йили франсийә хәлқи падишаһ луисқа қарши қораллиқ қозғилаң көтүрүп," кишилик һоқуқ вә пухралар һоқуқи баянати" ни елан қилип .1792-йили франсийә биринчи җумһурийити қурулған. 1799-йили 11-айниң 9-күни франсийәниң мисирда турушлуқ генерали, корсика миллитидин болған напалион бонапарт һакимийәтни тартивалған, 1804-йили җумһурийәтни әмәлдин қалдуруп франсийә 1-империйисини қурған, 1805-йили вә 1806-йили әнглийә, австирийә, росийә, просийә)германийә( бирләшмә армийисиниң икки қетимлиқ һуҗумини мәғлуп қилип париждики зәпәр дәрвазисини ясатқан, импирийини кеңәйтип явропадики барлиқ дөләтләрни дегүдәк өз контироллиқиға алған. 1810-йили напалион берлин вә винани ишғал қилип австирийә мәликисини никаһиға алған. франсийә тарихтин буянқи әң гүлләнгән басқучқа кәлгән. 1812-йили напалион 500миң кишилик зор қошун билән росийәни бойсундуруш урушиға атлинип, соғуқ һава вә алдинқи сәп билән арқа сәп арилиқи узирап кетиш, русийиниң шәһәрни қуруқ қалдуруп чекиниши түпәйли еғир қийинчилиққа учрап пүтүн қошунидин дегүдәк айрилип қалған. пурсәтни ғәнимәт билгән франсийигә қарши иттипақ 6-қетимлиқ бирләшмә һуҗумни қозғиған , арқиму арқа урушта һалидин кәткән франсийә армийиси һәл қилғуч лейпзиг җеңидә мәғлуп болуп иттипақдаш дөләтләр франсийә земиниға һуҗум қилған, амалсиз қалған франсийә напалионни тәхттин чүшүрүш бәдилигә дөләтни мәһкумлуқтин сақлап қалған. напалион италийиниң верба арилиға сүргүн қилинған. 1815-йили напалионға садиқ генералларниң ярдимидә напалион парижға юшурун қайтип келип һакимийәтни қайта қолға елип " йүз күнлүк импираторлуқ" тәхтигә олтурған. франсийигә қарши иттипақ 7-қетим һуҗум қилип ватерло урушида франсийә армийиси үзүл-кесил мәғлуп болған. напалион йәнә бир қетим тәхтни бикарлап җәнуби атлантик окяндики сант-һелина арилиға сүргүн қилинған. 1826-йили напалион өлүп 5 йилдин кейин франсийә генераллири һакимийәтни қолға елип импирийини тирилдүрүшкә йәнә бир қетим урунған, 1848-йили 2-қетимлиқ җумһурийәт инқилаби партлап франсийә 2-җумһурийити қурулған.1851-йили напалйонниң җийәни луи бонапарт иккинчи импирийини қурған. 1871- йили франсийә просийә билән болған урушта мәғлуп болғандин кейин 3-җумһурийәт қурулған.

1-дуня урушида фирансийә ғәлибә қилип германийиниң алзас райониға еришкән. 1940-йили 3-җумһурийәт германийигә тәслим болған. 1944-йили франсийә генерали дегол иттипаққа қарши армийә тәркибидә парижға кирип һакимийәтни қолға елип 4-җумһурийәтни қурған. 1958-йили асаси қанунға түзитиш киргүзүлүп 5-җумһурийәт қурулған. 1959-йили франсийә африқидики ахирқи мустәмликиси алҗирийәдин ваз кәчкән.

франсийиниң һазир америка қитәсидә франсийә гуанаси, гуадилоп, мартиникуе , сан пиер вә микелон, сан-мартин , окиянийәдә полинизийә, йеңи калидонийә, валис вә футуна, африқида рунион қатарлиқ мустәмликиси бар.

франсийә земини һөл йеғини мувапиқ болған мунбәт мөтидил вә оттура деңиз иқлимиға тәвә болуп, түзләңлик көп болғачқа бағвәнчилик вә ашлиқ мәһсулати явропа районида биринчи орунда туриду ,франсийә явропадики кона санаәт дөлити болуп универсал дөләт күчи дуняда 5-орунда орунда туриду. франсийә пухралирниң сапаси юқири, аһалиниң 27% али маарип сәвийисигә игә. 2005-йили франсийиниң дөләт иқтисадида йеза-игилик кирими 2.2%, санаәт 20.6%, мулазимәт 71.5%ни игәллигән болуп -2005йили муқим телпон абонти38милиюн 433миң, янпон абонти 49 милюн231миң, интернет абонти 29милиюн945миң болған.