Jump to content

ХХҖ 7 - Қетимлиқ Мәмликәтлик Нoпус Тәкшүрүши

ئورنى Wikipedia

хитай хәлқ җумһурийити йәттинчи қетимлиқ мәмликәтлик омумйүзлүк нопус тәкшүрүши (хәнчә:中华人民共和国第次全国人口普查, латин уйғур: Xitay Xelq Jumhuriyiti yettinchi qétimliq memliketlik omumyüzlük nopus tekshürüshi ) қисқичә йәттинчи қетимлиқ нопус тәкшүрүш. җуңго хәлқ җумһурийити һөкүмити 2020 - йили елип барған мәмликәтлик омумийүзлүк нопус ениқлаш вә тизимлаш хизмити болуп, 2010 - йили 6 - айниң 1 - күни йолға қоюлған "мәмликәтлик нопусни тизимлаш низами" ға асасән, һәр 10 йилда бир қетим җуңго хәлқ җумһурийити миқясида нопус тәкшүрүш елип берилиду. 2021 - йили 5 - айниң 11 - күни елан қилинған "йәттинчи қетимлиқ мәмликәтлик нопус тәкшүрүш доклати" ға асасланғанда, дөләтниң омумий нопуси 1 милярд 443 милйон 500 миңдур.[1]

бу қетимлиқ нопус тәкшүрүш дәл 2020 - йили 11 - айниң 1 - күни са'әт 00:00 дә башлиған; нопус тәкшүрүш обйекти җуңху'а хәлқ җумһурийити тәвәсидики тәби'ий шәхсләр вә җуңху'а хәлқ җумһурийити сиртида, әмма муқим олтурақлашмиған җуңго пуқралири болуп, бу җәрянда җуңху'а хәлқ җумһурийити сиртида, чәтәлләрдә вақитлиқ олтурақлашқан турған чәтәлликләр буниң сиртида. нопус тәкшүрүш мәзмуни нопус вә а'илиләрниң: исми, кимлик номури, җинси, йеши, миллити, мәдәнийәт сәвийиси, кәспи, оқити, аққун нопус, никаһ вә туғут, өлүм, туралғу қатарлиқ асаслиқ учурлири тәкшүрүлиду.

тәкшүрүш нәтиҗисидин аян болушичә, җуңго нопусниң қерилишиш мәсилиси техиму еғирлашқан. бу мәсилини һәл қилиш үчүн, җ к п мәркизий комитети сиясий бйроси 2021 - йили 5 - айниң 31 - күни йиғин чақирип, пиланлиқ туғут чәклимисиниң әмәлдин қалдурулуп, үч балилиқ сиясәтниң йолға қоюлуши мақуллиған вә қанунда бәлгиләнгән пинсийә йешини кечиктүрүшни қарар қилған.

мәнбәләр