Jump to content

Хотән Вилайити

ئورنى Wikipedia

UYGHURCHE, ئۇيغۇرچە

хотән вилайити
хотән қаштеши көргәзмә қилинмақта

хотән вилайити шинҗаң уйғур аптоном райони ичидики бир вилайәт болуп, тарим ойманлиқиниң җәнуби етәклиригә, коинлун теғиниң шимали бағриғаҗайлашқан.омумий йәр мәйдани 247 миң 900 квадрат километир. қармиқидар бир шәһәр,. йәттә наһийә (хотән шәһири, гума наһийиси, қарақаш наһийиси, хотән наһийиси, лоп наһийиси, чира наһийиси, керийә наһийиси, нийә наһийиси) бар.омуми нопуси 2 милйондин ашқан болуп, уйғурлар омуми нопусниң мутләқ көп қисмини игиләйду.

омумий әһвали

[تەھرىرلەش]

хотән вилайити тарим ойманлиқиниң ғәрбий җәнуби қисмиға җайлашқан. шәрқ тәрипи шизаң аптоном райони билән тутишиду. ғәрб тәрипи қәшқәр вилайити билән тутишиду. шимал тәрипи ақсу вилайити билән тутишиду. ғәрбий җәнуб тәрипи кәшмир (һиндистанниң әмәллий контроллиқидики район) билән чегрилиниду. чегра линийисиниң омумий узунлуқи 200 километир. шәрқтин ғәрбкичә болған узунлуқи тәхминән 670 километир, җәнубтин шималғичә болған кәңлики тәхминән 600 километир. омумий йәр мәйдани 247 миң 900 квадрат километир. қармиқидар бир шәһәр,. йәттә наһийә (хотән шәһири, гума наһийиси, қарақаш наһийиси, хотән наһийиси, лоп наһийиси, чира наһийиси, керийә наһийиси, нийә наһийиси) бар. тәвәсидә шләпчиқириш - қурулуш биңтуәни хотән деһқанчилиқ мәйданлирини башқуруш идариси бар. мәмурий мәһкимә җайлашқан хотән шәһириниң үрүмчи шәһири билән болған арилиқи 1520 километир. 1995 - йилиниң ахиридики омумий нопуси бир милйон 504 миң 800 болуп, буниң ичидә уйғурлар 97.4% ни, хәнзулар 2.66% ни, башқа милләтләр 0.2% ни тәшкил қилиду.  йәр түзүлүши: җәнубий егиз, шимали пәс, ғәрбий егиз, шәрқий пәс. бу тағлиқ район 33.3% ни, чөл - чәзирә 63% ни, бостанлиқлар 3.7% ни игиләйду. 36 чоң - кичик дәряси, 58 булиқи бар. йәр асти су байлиқи сәккиз милярд 770 милйон куб метир, түзләңликтики йәр асти су байлиқи миқдари үч милярд 246 милйон куб метир. явайи һайванат байлиқидин йилпиз, тибәт қулуни, қотаз, тибәт бөкини, арқар, ява төгә, ақ боғуз бөкән, улар қатарлиқлар бар. ява дора өсүмлүк байлиқидин тошқан зәдики, қантепәр, қарләйлиси, рәвән қатарлиқлар бар. байқалған қезилма байлиқидин нефит, көмүр, алтун, төмүр, тантал, литий, периллий, синдий, ниобий, сиңир таш, һак теши, қаштеши қатарлиқлар бар. хотән вилайити мөтидил бәлвағ қурғақ иқлим райониға кириду. йиллиқ оттуричә температуриси 10.4℃ ~ 12.2℃, әң юқири температуриси 43.2℃, әң төвән температуриси - 28.9℃. күнниң йиллиқ оттуричә чүшүш вақти 2400 - 2900 саәт, 10℃ йиғинда температуриси 4300℃ ~ 4100℃. қиросиз мәзгили 210 ~ 024 күн. йиллиқ оттуричә һөл - йеғин миқдри 30 ~ 50 миллиметир, суниң йиллиқ оттуричә парға айлиниш миқдари 2400 ~ 8002 миллиметир. йиллиқ оттуричә қақас қум учуш - боран чиқиш вақти 30 ~ 25 күн. хотән вилайити деһқанчилиқни асас қилиду. һазир 157 миң гектар (икки милйон 365 миң мо) терилғу йәр, 263 миң 300 гектар (үч милйон 950 миң мо) тәбиий орман, 94 миң гектар (бир милйон 240 миң мо) сүний орма, икки милйон 492 миң 300 гектар ( 37 милйон 391 миң мо) отлақ, 17 миң 200 гектар (258 миң мо) сүний отлақ бар. деһқанчилиқ мәһсулатлиридин асаслиқи буғдай, көммиқонақ, шал, кевәз, яғлиқдан вә һөл - қуруқ мевә - чевиләр бар. чарвичилиқи яйлақ чарвичилиқи вә деһқанчилиқ райони чарвичилиқи дәп айрилиду. деһқанчилиқ райони чарвичилиқи асаслиқ орунда туриду. чарвисидин қой, кала, ат, ешәк, төгә қатарлиқлар бар. буниң ичидә хотән йерим инчикә юңлуқ қойиниң сани әң көп. санаитидин асаслиқи електр енергийиси, көмүр санаити, қурулуш материяллири, деһқанчилиқ машинилири, пахта тоқумичилиқ, йипәкчилик, гиләмчилик, қаштеши оймичилиқи, ашлиқ - май вә йемәкликләрни пишшиқлап ишләш қатарлиқлар бар. йәрлик алаһидиликкә игә йипәкчилик, гиләмчилик вә қаштеши оймичилиқи хотәнниң үч гөһири дәп атилип кәлмәктә. хотән вилайитиниң асасий муәссәлири үзлүксиз яхшиланмақта. дөләт ташйолиниң 513 - линийиси тәвәсини кесип өтиду. тарим қумлуқ ташйолида қатнашниң башлиниши хотән билән үрүмчиниң арилиқини зор дәриҗидә қисқартти; наһийә, йеза ташйоллири тәрәп - тәрәпкә туташқан болуп, 90% дин көпрәки асфалитлаштурулуп болди. хотән айродромиға чоң, оттура типтики йолочилар айропилани қоналайду вә униңдин учалайду. һәр һәптидә қәрәллик үрүмчигә учидиған айропилан бар. йәттә наһийә, бир шәһәрдики программилиқ телефонларниң һәммиси мәмликәтлик узун йоллуқ аптоматик учур ториға киргүзүлди. көчмә телефон, чақирғу аппаратлири тәңла ишқа кириштүрүлди.

җуғрапийиси

[تەھرىرلەش]

хотән вилайити шинҗаң ойғур аптоном райониниң әң җәнубиға җайлашқан болуп,җәнубта коинлун теғидин һалқип,шизаң шималй егизлики билән тутишиду, шәриқтә баюнғулин моңғул аптоном области билән тутишиду, шималда тәклимакан қумлиқиниң ичкирсигә киришип китип,ақсу вилайити билән тутишиду.ғәрибтә қәшқәр билән ,ғәрби җәнупта қара қурум теғи арқилиқ һиндистан,пакистан билән чигирлиниду,чигра линийә узунлиқи 210километир,шәрқтин ғәрбгичә болған узунлуқи тәхминән 670киломитер,җәнуптин шималғичә болған кәңлики тәхминән 600киломитер килиду.умуми көлүми 247 миң 800 кивадират километир,хотән вилайитиниң җәнубидики һәйвәтлик коинлун теғи яйсиман һаләттә шәрқтин ғәрбкә кисип өтиду.қатму-қат тағ чоққилири гирәлишип кәткән болуп,интайин хәтәрлик. коинлун теғиниң шимали янтулуққа қарап йүзләнгән болуп,җилғилири көп,җәнуб тәрипи пәсрәк болуп,бөлүнүш дәриҗиси юқири әмәс,тағ тизмилири адәттә деңиз йүзидин 6000митер әтрапида егиз болуп, әң егиз йери 7000митердин ашиду.һава килиматиниң қурғақ болиши сәвәбидин қумлуқ игизлики адәттә 3300митерға,айрим җайлириниң 5000митерға йитиду.җәнуб вә шимали етигидики қар орни айрим-айрим һалда 6000митер вә 5500митердин юқири килиду.коинлун теғи билән қарақурум теғиниң пасилида ойманлиқ һасил болған ,буниңдин һазирқи туз көл вә шурлуқ,саслиқ пәйда болуп,тағлиқ көл шәкилләнгән.тағниң шимали қисми чөллөк болуп,дәря еқинларни бойлап йәлпүгүчсиман шәкилдики бостанлиқ узирап, бостанлиқ гирвәклири тәклимакан қумлуқи билән улинип,бивастә тарим ойманлиқиниң киндикигичә туташқан.маза тағдики қәдимқи тағ харабә қалдуқлири һилиһәм шималдики қумлуқниң ғәрби шималида мәвҗут болуп,деңиз йүзидин егизлики 430митер килиду.

һава килимати

[تەھرىرلەش]

хотән вилайити яврупа, асия чоң қуруғлуқинң оттурисиға җайлашқан,памир егизлики билән тәңритағлири тусуп турғачқа,ғәрби,шимали оттура асия вә сибирийә суғуқ һава килимати асанлиқчә кирәлмәйду,җәнуби қисми коинлун теғи вә қарақурум тағлириға туташқан болуп,һинди окяндин килидиған нәмлик вә иссиқ һавани тусуп турғачқа,иқлими мөтидил бәлбағниң типик қурғақ чөл иқлимини шәкилләндүргән,асаслиқ алаһидилики: төт пәсилниң пәрқи иниқ болуп,язда қаттиқ иссиқ,қишта қаттиқ суғуқ болиду,әтиязда тимпира туриниң өрлиши тиз һәм турақсиз болғачқа,даим әтияз суғуқи болуп туриду.чаң-тузанлиқ һава райи көп болиду.күздә тимпиратура тиз төвәнләйду.пүтүн йиллиқ һөл-йиғин миқдари интайин кәмчил,қояшниң юрутуши йитәрлик,иссиқлиқ миқдари мол,қирусиз мәзгили узун кичә күндүзлүк пәрқи чоң.һава килимат алаһидилики: әтиязда қум боран көп болуп, һавани көпинчә чаң тузан қаплап туриду.яз пәсилидә һава қаттиқ иссиқ вә қурғақ болиду.йиллиқ оттуричә һөл-йиғин миқдари 35миллимитер,йиллиқ парға айлиниш миқдари 2480миллимитер,төт пәсилниң һәммисидә қум боран көп болуп,һәр йили қум боранлиқ һава райи 220күндин ашиду,буниң ичидә қоюқ чаң тузан(қум боран)лиқ һава райи 60күн әтрапида болиду. хотәнниң чаң- тузанлиқ һаварайи күн сани оттура һисап билән 2.5күн көпийиду,путун йилда 1-,2-дәриҗилик һаварайи көрулмәйду,3-,4-дәриҗилик һаварайи 28күн,5-дәриҗилик һаварайи 300күн әтрапида болуп,ейиға оттуричә 124тоннакувадират киломитир топа яғиду.   вилайәтниң даириси кәң,көлүми чоң болуп,охшаш болмиған йәр шәкли шараитида,җанлиқлар вә килимат пәрқи интайин зор болғачқа,чоң җәһәттин җәноби раюн,бостанлиқ,түзләңлик раюн,шимали қумлуқ раюндин ибарәт үч хил килимат типиға айришқа болиду.

мәмурий район

[تەھرىرلەش]
1.хотән шәһири,шәһәрниң ғәрби җәнуби болса хотән наһийиси;2.талаш-тартиш бар зимин;3.қарақаш наһийиси;4.гума наһийиси;5.лоп наһийиси;6.чира наһийиси;7.керийә наһийиси;8.нийә наһийиси.

хотән вилайитидә җәмий бир шәһәр йәттә наһийә бар болуп, улар хотән шәһири, гума наһийиси, қарақаш наһийиси, хотән наһийиси, лоп наһийиси, чира наһийиси, керийә наһийиси вә нийә наһийисидин ибарәт. хотәндә 11 базар, 75 йеза, 1360 данә кәнтә кометети бар.

  • 1)хотән шәһири

хотән шәһириниң омуми нопуси380миң(2010-йилидики 6-қетимлиқ нопус тәкшүрүш нәтиҗиси) болуп, уйғурлар мутләқ көп қисмини игиләйду. уйғурлардин башқа йәнә хәнзу, хуйзу, қазақ қатарлиқ 13милләт яшайду.хотән шәһири юруңқаш дәряси билән қарақаш дәрясидин һасил болған тинма түзләңликигә җайлашқан болуп, шәһәр мәркизидин юруңқаш дәрясиғичә болған арилиқ нәччә киломитерла килиду. шәрқи тәрипи лоп наһийиси билән юруңқаш дәряси арқилиқла айрилип туриду, ғәрби тәрипи хотән наһийисигә тутишиду, қарақаш наһийә базири хотән шәһириниң ғәрби шималиға җайлашқан болуп, униң билән болған арилиқи 20киломитер келиду.

  • 2)гума наһийиси

гума наһийиси тәклимакан қумлуқиниң җәнубий четигә, қарақум теғиниң шималий етикигә җайлашқан. шәрқ тәрипи хотән, қарақаш наһийиси билән тутишиду. ғәрбий тәрипи қағилиқ наһийиси билән тутишиду. җәнуб тәрипи кәшмир (һиндситанниң әмәлий контроллуқидики район) билән чегрилиниду (чегра линийсиниң узунлуқи 50 километир). шимал тәрипи мәкти, маралбеши наһийиси билән тутишиду. омумий йәр мәйдани 41 миң 400 квадрат километир. униңға икки базар, 13 йеза, 197 кәнт аһалә комитети қарайду.наһийә базириниң үрүмчи шәһири билән болған арилиқи 1596 километир. 1995 - йилиниң ахиридики омумий нопуси 202 миң 400 болуп, буниң ичидә уйғурлар 97.69% ни, хәнзулар 1.44% ни, башқа милләтләр 0.87% ни тәшкил қилиду

  • 3)қарақаш наһийиси

қарақаш наһийиси тәклимакан қумлуқиниң четигә, шәрқий тәрипи хотән наһийиси, лоп наһийиси билән тутишиду. ғәрб тәрипи гума наһийиси, маралбеши наһийиси билән тутишиду. шимал тәрипи ават наһийиси билән тутишиду. җәнубтин шималғичә болған узунлуқи 319.5 километир. шәрқтин ғәрбкичә болған кәңлики 45 ~ 5.112 километир. омумий йәр мәйдани 23 миң 100 квадират километир. наһийигә бир базар, 15 йеза, 362 кәнт аһалә комитети қарайду. қарақашниң йәр майдани 25,667 кувадират киломәтәр болуп, җәнуп тәрипи коинлун тағлириға, шимал тәрипи тәклимакан қумлуқиға тутишиду. 2010-йилдики статистикиға асаслаңанда , һазир қарақаш начийисиниң омуми нопуси 520,000болуп, буниң ичидә уйғурлар омуми нопусниң %98ни игиләйду.

  • 4)хотән наһийиси

хотән наһийиси тарим ойманлиқиниң җәнубиға, қара қурум теғиниң шималий еткигә җайлашқан. шәрқ тәрипи хотән шәһири, лоп наһийиси, чира наһийиси билән тутишиду. ғәрб тәрипи дәря арқилиқ қарақаш наһийиси, гума наһийисидин айрилип туриду. шәрқий җәнуб тәрипи шизаң аптоном район билән тутишиду. ғәрбий җәнуб тәрипи кәшмир (һиндситанниң әмәлий контроллиқидики район) билән чегрилиниду, (чегра линийисиниң узунлуқи 150 километир), омумий йәр мәйдани 42 миң 700 квадрат киломеетир. қармиқида бир базар, 11 йеза, 214 кәнт аһалә комитети бар. наһийә базириниң үрүмчи шәһири билән болған арилиқи 1520 километир. 1995 - йилиниң ахиридики омумий нопуси 231 миң 600 болуп, буниң ичидә уйғурлар 99.42% ни, хәнзулар 0.46% ни, башқа милләтләр 0.21% ни тәшкил қилиду.

  • 5)лоп наһийиси

лоп наһийиси тарим ойманлиқиниң җәнубий четигә, коинлун теғиниң шималий етикигә җайлашқан. шәрқ тәрипи чира наһийиси билән тутишиду. җәнуб, шимал тәрипи хотән шәһири, хотән наһийиси, қарақаш наһийиси билән дәря арқилиқ айрилип туриду. шимал тәрипи ават наһийиси, ақсу шәһири билән тутишиду. җәнубтин шималғичә болған узунлуқи 337.5 километир, шәрқтин ғәрбкичә болған кәңлики 45 километир. омумий йәр мәйдани 13 миң 600 квадрат километир. униңға икки базар, сәккиз йеза, 238 кәнт аһалә комитети қарайду. наһийә базириниң үрүмчи шәһири билән болған арилиқи 1486 километир. 1995 - йилиниң ахиридики омумий нопуси 214 миң 700, буниң ичидә уйғурлар 98.65% ни, хәнзулар 1.3% ни, башқа милләтләр 0.05% ни тәшкил қилиду

  • 6)чира наһийиси

чира наһийиси коинлун теғиниң шималий етикигә, тәклимакан қумлуқиниң җәнуби четигә җайлашқан. шәрқ тәрипи керийә билән тутишиду, җәнуб тәрипи шизаң аптоном район билән тутишиду. ғәрб тәрипи лоп наһийиси, хотән наһийиси билән тутишиду. шимал тәрипи қумлуқ арқилиқ ақсу шәһири, шаяр наһийисидин айрилип туриду. җәнубтин шималғичә болған узунлуқи 468 километир. омумий йәр мәйдани 33 миң 100 квадрат километир. наһийигә бир базар, йәттә йеза, 124 кәнт аһалә комитети қарайду. тәвәсидә ишләпчиқириш - қурулуш биңтуәни хотән деһқанчилиқ мәйданлирини башқуруш идарисиниң бир чарвичилиқи фермиси бара. наһийә базириниң үрүмчи шәһири билән болған арилиқи 4131 километир. 1995 - йилиниң ахиридики омумий нопусии 125 миң 700 болуп, буниң ичидә уйғурлар 98.51% ни, хәнзулар 1.46% ни, башқа милләтләр 0.03% ни тәшкил қилиду

  • 7)керийә наһийиси

керийә наһийиси тарим ойманлиқиниң җәнубий етикигә, коинлун теғиниң шималий еткигә җайлашқан. шәрқ тәрипи нийә наһийисигә, ғәрб тәрипи чира наһийисигә тутишиду. җәнуб тәрипи шизаң аптоном райониға тутишиду. шимал тәрипи шаяр наһийисигә тутишиду. җәнубтин шималғичә болған узунлуқи 471.7 километир. шәрқтин ғәрбкичә болған кәңлики 122 километир. омумий йәр мәйдани 39 миң 500 квадрат километир. наһийигә икки базар, 13 йеза, 168 аһалә комитети қарайду. наһийә базириниң үрүмчи шәһири билән болған арилиқи 1329 километир. 1995 - йилиниң ахиридики омумий нопуси 191 миң болуп, буниң ичидә уйғурлар 98.49% ни, хәнзулар 1.41% ни, башқа миллләтләр 0.1% ни тәшкил қилиду.

  • 8)нийә наһийиси

нийә наһийиси коинлун теғиниң шималий етикигә, тәклимакан қумлуқиниң җәнубий четигә җайлашқан. шәрқ тәрипи чәрчән наһийиси билән тутишиду. җәнуб тәрипи шизаң аптоном райони билән тутишиду. ғәр тәрипи керийә наһийиси билән тутишиду. шимал тәрипи шаяр наһийиси билән тутишиду. омумий йәр мәйдани 54 миң 200 квадрат километир. наһийигә бир базар, бәш йеза, 32 кәнт аһалә комитети қарайду. наһийә базириниң үрүмчи шәһири билән болған арилиқи 1215 километир. 1995 - йилиниң ахиридики омумий нопуси 30 миң 500 болуп, буниң ичидә уйғурлар 90.86% ни, хәнзулар 9.01% ни, башқа милләтләр 0.13% ни тәшкил қилиду.

1913-йили хотән бивастә аймиқи хотән наһийси болуп қурулған,гуваңшүниң28-йили (1902-йили гума наһийси тәсис қилинған)хотән наһийсиниң шәрқи чигрисидики 23кәнт билән керийә наһийсиниң ғәрби чигрисидики 15кәнт айрилип,лоп наһийси тәсис қилинди.1915-йили хотән наһийсидин қарақаш наһийси айрилип чиқти.1929-йили чира наһийси тәсис қилинди,гуаңшүниң 9-йили (1883-йили)керийә наһийси тәсис қилинип,орни қарақашта (һазирқи қарақаш наһийә базири)болди. кийин һазирқи орниға көчти,1959-йили кирийә наһийси дәп өзгәртилди.1945-йили ния мәмури башқуруш идариси қурулди.1947-йили ния наһийсигә өзгәртилди.1983-йили 9-айда говуюәнниң тәстиқи билән хотән шәһири қурулди.аптунум раюн хотән наһийсиниң хотән базири шорбағ гоңшиси,ласкуй гуңшиси,уруғчилиқ мәйданини хотән шәһиригә айрип биришни тәстиқлиди,1950-йили җ к п хотән вилайәтлик комитети,хотән вали мәһкимиси қурулди.1966-йили "мәдәнийәт зор инқилаби"башланғандин кийин,рәһбәрлик оргининиң һоқуқи тартивилинип,аппаратлар паләч һалға чүшүп қалди.1969-йили хотән йәрлик инқилаби комитети қурулди,1971-йили 2-айда хотән вилайәтлик инқилаби комитеткә өзгәртилди,шу йили 6-айда җ к п хотән вилайәтлик комитети әслигә кәлтүрүлүп қурулди,1978-йили хотән вилайәтлик инқилаби комитет иотән вилайәтлик мәмури мәһкмигә өзгәртилди.   хотән вилайитигә хотән шәһири,хотән наһийиси,гума наһийиси,қарақаш наһийиси,лоп наһийиси,чира наһийиси,керийә наһийиси,ния наһийисидин ибарәт 7 наһийә,1 шәһәр,89 йеза-базар,4 куча иш биҗириш башқармиси ,1383 мәмурий кәнт,6232 кәнт мәһәллә гурупписи қарайду.вилайәт ичидә йәнә ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни йеза игилик 14-дивизийси вә униңға қарашлиқ нури чарвичилиқ фирмиси,47-түән мәйдани,гума деһқанчилиқ мәйдани вә 224-твән мәйдан бар. тарихтин боян18 нәпәр җ к п хотән вилайәтлик комитет шуҗиси,13 нәпәр вали өткән,һазирқи вилайәтлик партком шуҗиси йән финшин,мәмурий мәһкиминиң валиси җүрәт имин`

тарих

[تەھرىرلەش]

хотән вилайитигә қарашлиқ җайлар хән сулалиси дәвридә гоя, удун, керийә, нийә, роңлу дөләтлириниң йери болған. ғәрбий юрт қоруқчибәг мәһкимисигә қариған. таң сулалиси дәвридә вәйса тутуқ мәһкимиси тәсис қилинған. йүән сулалиси дәвридә моңғул әвладидин болған ханларниң суюрғаллиқ йери болған. чиң сулалисиниң чйәнлуң 24 - йили (1759 - йили) хотән амбили қоюлған. чиң сулалиси гуаңшүниң 9 - йили ( 1983 - йили) хотән биваситә қарашлиқ аймиқи тәсис қилинған. қәшқәр дотәй мәһкимисигә қариған. минго 9 - йили ( 1920 - йили) хотән дотәй мәһкимисигә тәсис қилинған. кейин 7 - мәмурий район дәп өзгәртилгән. минго 32 - йили (1943 - йили) валий мәһкимисигә өзгәртилгән. 1950 - йилиниң башлирида хотән валий мәһкимиси қурулған. 1959 - йили хәнзучидики 和 (хотән) дегән хәт 和田 дегән хәткә өзгәртилгән. 1979 - йили хотән вилайити қурулған.

нопус әһвали

[تەھرىرلەش]

хотән вилайити уйғурларни асасий гәвдә қилған көп милләтлик вилайәт болуп,уйғур,хәнзу,хуйзу,қазақ,қирғиз,манҗу,моңғул,заңзу,туҗазу,өзбәк қатарлиқ 22 милләт бар,аһалиларниң көп қисми ислам диниға етиқад қилиду,вилайәтниң омумий нопуси 2 милюн 39 миң 600 болуп,буниң ичидә уйғурлар %96.4ни,хәнзулар %3.4ни,башқа милләтләр %0.2ни игиләйду. йеза игилик 14- дивизийиси хотән вилайитиниң муһим тәркивий қисми болуп,4 түән (мәйдан) бар,омумий нопуси 36 миң 700.

саяһәтчилик

[تەھرىرلەش]
хотән қарақаш миликават харабилики

хотән вилайити өзиниң узақ тарихи җәрянида нурғунлиған байлиқларни бизгә қалдуруп кәткән. саяһәт байлиқлири әнә шу байлиқлар ичидә бизниң көзимизгә һәр вақит ташлинип туридиған, хотәнни пүтүн дуняға тунуштуридиған абидиләрдур. хотәндә нурғунлиған қәдимий харибиликләр бар, бу харабиликләр ичидә әндир қәдимий харабилики, қәдимий нийә харабилики қатарлиқлар бар. ундин башқа һазирқи дәвирдә саяһәтчиләрниң қизғин алқишиға иришип келиватқан қурбан тулум хатирә сарийи, хотән коенлун теғи мәнзириси, мавзедуң изнаклири хатирә сарийи, ямун яйлиқи вә мазар тағ қәдими қәләси қатарлиқ даңлиқ саяһәт нуқтилириму бар. буниң ичидә өзиниң гүзәл мәнзирилири билән хәлиқ тәрипидин тәриплинип келиватқан ямун яйлиқи һәр йили нәччә миңлиған саяһәтчиләрни өзигә җәлип қилип кәлмәктә. ямун яйлиқи наһийә базиридин 160 километир йирақлиқта болуп, нури йезисиниң сарлуң кәнтигә җайлашқан, көлими 43 миң мо, деңиз йүзидин егизлики 3600 метирдин 3700 метирғичә болуп, яйлақта коинлун әмини, күмүш башақ, ява пияз қатарлиқ өсүмлүкләр бар. һәр йили 6- айдин 7- айғичә болған томуз яз мәзгилидә, яйлаққа берип иссиқтин сақлинип дәм алидиған саяһәтчиләр бир қәдәр көп, униң үстигә коенлунға йеқинлашқансери "бир күндә төт пәсил, һәр он чақиримда бир хил һава болуш" тәк аҗайип тәсират бириду. ямун яйлиқи саяһәт қилиш, екискурсийә қилиш, кино- теливезийә филимлиригә материял топлаш вә ташқи көрүнүшни сүрәткә елиштики яхши җай.

иқтисад

[تەھرىرلەش]

 иқтисадий тәрәққият көрүнәрлик тиз болди. дәсләпки һисаватқа асасланғанда,2010- йили пүтүн вилайәтниң ишләпчиқириш омумий қиммити (GDP) 1 милярт 59 милюн йүән болуп,алдинқи йилдикидин %12.2 ашқан,биринчи кәсипниң қошулма қиммити 3 милярт 376 милюн йүән болуп %4.9 ашқан,иккинчи кәсипниң қошулма қиммити 1 милярт 920 милюн йүән болуп %17.2 ашқан,үчинчи кәсипниң қошулма қиммити 4 милярт 764 милюн йүән болуп %15.5 ашқан. биринчи,иккинчи,үчинчи кәсип қошулма қиммитиниң вилайәтниң ишләпчиқириш омумий қиммитидә игилигән нисбити айрим-айрим һалда %33.6,%19.1,%47.3 болған. турушлуқ нопусниң сани бойичә һисаплиғанда,вилайәтниң оттуричә ишләпчиқириш омумий қиммити 5035 йүән болуп %9.9 ашқан.   базар баһаси өрлигән. нусха елип тәкшүрүшкә асасланғанда,2010- йиллиқ аһалиларниң истемал буюмлири баһаси (CPI) охшаш мәзгилдикидин %5.7 ашқан,8 хил баһадин қариғанда,"5тә өсүш,3тә төвәнләш" вәзийити көрүлгән,буниң ичидә баһа бир қәдәр зор дәриҗидә өскәнлири йимәклик,олтурақ,һарақ-тамака,давалиниш,сақлиқни сақлаш,шәхсләр турмуш буюмлири,кийим-кечәк түридикиләр болуп,айрим-айрим һалда %13,%5,%5,%1.3,%0.6 болған,баһаси бир қәдәр төвәнлигәнлири көңүл ечиш,маарип,мәдәнийәт буюмлири вә мулазимәт,қатнаш вә алақә,аилә сайманлири вә римонтчилиқ мулазимәт түридикиләр болуп,айрим-айрим һалда %1.3,%0.3,%0.2 төвәнлигән. йимәклик түри ичидики сәй-көктат,тухум,май,қуруқ мивә-чивә қатарлиқларниң баһасиниң өсүши базар баһасини өрләткән асаслиқ амил болуп қалған,санаәт буюмлириниң завут баһаси (PPI) %0.59 өрлигән.

маарип

[تەھرىرلەش]

хотән вилайитидә нурғунлиған иқтисас игилирини тәрбийәләп чиқиватқан мәктәпләр бар, буларниң ичида кишиләр тәрипидин даим тилға елинидиған икки мәктәп бар болуп, улар шинҗаң уйғур тебабити алий техникоми вә хотән пидагогика алий техникоми. ундин башқа йәнә нурғунлиған кәспий мәктәпләр бар болуп, улар хотәнниң тәрәққиятиға өзиниң тегишлик төһпилирини қошмақта.

  • 1) шинҗаң уйғур тебабити алий техникоми: бу мәктәп хотән шәһири ғәрби бейҗиң йолиға җайлашқан болуп, 1989-йили қорулған. мәктәп уйғур тибабити тәтқиқатида нурғунлиған көринәрлик нәтиҗиләрни қолға кәлтүрди, бу кәлтүргән нәтиҗилири уйғур тибабити саһасидә бир абидә болуп қалғуси. мәктәпниң барлиқ дәрслири уйғур тилида сөзлинидиған болуп, уйғур тибабитигә алақидар ечилған дәрс җәми20дин артуқ. абдуқадир муәллим баш болуп түзүлгән шинҗаң уйғур тибабити алий техникоми жорнили нурғунлиған кишиләрниң яқтуруп оқушиға, уйғур тибабити үстидә тәтқиқат елип бериватқан кишиләрниң қизғин алқишиға еришип кәлмәктә.
  • 2) хотән педагогика алий техникоми: бу мәктәпму хотән шәһири ғәрби бейҗиң йолиға җайлашқан болуп, бу мәктәп 1938-йили қурулған хотән пидагогика мәктипи асасида 1978-йили хотән педагогика алий техникоми болуп қурулған. мәктәп математика, физика, биологийә, химийә, җуғрапийә, тәнтәрбийә, уйғур тили әдәбияти, тарих, хәнзу тили, уйғур тили, компйотер, гүзәл-сәнәт, музика, сиясәт нәзәрийиси, маарип нәзәрийиси қатарлиқ 17кәсипни йолға қойған болуп, путүн мәмликән даирисидин оқуғучи қобул қилиду. мәктәптә һазир оқуватқан оқуғучи сани 5000ға йетидиған болуп, оқуғучилири уйғур оқуғучиларни асас қилиду, йәнә аз санда хәнзу, қазақ, қирғиз вә таҗик қатарлиқ милләт савақдашлириму бар

қатнаш

[تەھرىرلەش]

315-номурлуқ дөләт ташйоли хотән шәһиридин өткән болуп, бу ташйол хотәнниң иқтисади тәрәққиятида интайин актип рол ойнап кәлмәктә. 315-номурлуқ ташйол чиңхәй өлкиси шиниң шәһиридин башланған болуп, байинғолин муңғул аптоном облашти чәрчән наһийисидин хотән вилайитигә кириду. хотән вилайитидә йәттә наһийә бир шәһәрни туташтуруп туридиған муһим йол, у хотәнниң һәр қайси наһийилири билән хотән шәһириниң мунасивитини қуюқлаштуруш, мәдәнийәт алмаштуруш ишлирида актип рол ойнап кәлмәктә. бу 315-номурлуқ ташйол қәшқәр шәһиридә тохтайду, бу ташйолниң омуми мусаписи 3,00киломитер болуп, хотән вилайитиниң тәрәққиятида интайин муһим болған рол ойнап кәлмәктә. 2011-йили 7-айда қәшқәр-хотән төмүр йоли пүтүп рәсмий қатнаш башланди, бу төмүр йолниң ишқа киришиши хотәнниң тәрәққияти вә башқа районлар билән мәдәнийәт алмаштуруш ишлирида өзиниң ролини яхши җари қилдурғуси.

қаралсун

[تەھرىرلەش]

сиртқи улаш

[تەھرىرلەش]

قېلىپ:Шинҗаң