Маһинур Қасим
Маһинур Қасим (кона йезиқ: ماھىنۇر قاسىم, крил: Маһинур Қасим), Шәрқий Түркистан Җумһурийитиниң Җумһур Рәиси Әхмәтҗан Қасиминиң ханими.
Маһинур Ханим 1929 - йили 8 - айниң 15 - күни Или Вилайитиниң Қорғас наһийисидә тоғулған. 1 йешида аписи вапат болған.[1]
1945 - йили 1 - айниң 15 - күни Әхмәтҗан Қасими билән той қилған вә Әхмәт Әпәндиниң йенида катиблиқ хизмити билән шоғулланған.[1]
1949 - йили 27 - авғуст күни Әхмәт Әпәнди вапат болғандин кейин өмүри қизи билән оғлини тәрбийләш билән өткән.[1]
1951 - йили Или Вилайәтлик Аяллар Бирләшмисиниң Муавин Мудири, 1952 - йили Ғулҗа Шәһриниң башлиқи болған вә шу йили Җуңго Коммунистик Партийисигә киргән.[1]
1953 - йилидин башлап аталмиш Шинҗаң Өлкилик Һөкүмәт Ишханисиниң муавин мудири, ШУАР Аяллар Бирләшмисиниң муавин мудири болған.[1]
"Мәдәнийәт Инқилаби"да зәрбигә учриған болсиму, ҖКП 11 - Нөвәтлик Мәркизий Комитетиниң 3 - Омумий Йиғинидин кейин үзүл - кесил ақлинип, Аптоном Районлуқ Аяллар Бирләшмисиниң мудирлиқ вәзиписи әслигә кәлтүрүлгән.[1]
илгири - ахири болуп ШУАР Хәлқ Қурултийи Даимий Комитетиниң муавин мудири, хитай Мәмликәтлик Хәлқ Қурултийи Даимий Комитетиниң әзаси, мәмликәтлик аяллар бирләшмисиниң муавин рәиси қатарлиқ вәзипиләрни өтигән.[1]
2003 - йили дәм елишқа чиққан.[1]
Әслимә
[تەھرىرلەش]Маһинур Қасимниң он нәччә йилда йезип тәйярлиған, 2014 - йили Милләтләр Нәшрияти тәрипидин 8 - айда нәшр қилинған "Әхмәт Әпәндимни Әсләймән" намлиқ икки җилдлиқ бир хатирати бар болуп, еғир дәриҗидә сүзгүчтин өткүзүлгән болсиму йәнила өзи шаһит болған бәзи һәқиқий вәқәләр һәққидә мәлум дәриҗидә илмий қиммәткә игә әсәр дейишкә болиду.