Орқун-йенсәй йезиқи
орқун-йенсәй йезиқида 39 һәрп, бир айриш бәлгиси болуп, бу йезиқ елипбәлик йезиқ билән боғумлуқ йезиқниң арилашмисидур. орқун-йенсәй йезиқи омумән, оңдин солға қарап тоғрисиға йезилиду. лекин, йенсәй мәңгү ташлирида солдин оңға йезилған, айрим мәңгү ташларда бир қури оңдин солға, йәнә бир қури солдин оңға зәнҗирсиман улап йезилған әһвалларму учрайду. бу йезиқта төт һәрп сәккиз созуқ тавушни, 31 һәрп 18 үзүк тавушни, бәш һәрп қош һәрплик боғумларни ипадиләйду. сөзләр бир-биридин қош чекит ( : ) арқилиқ айрип йезилиду. бәзи сөз бирикмилири бир сөз қилип қошуп йезилиду. айрим орунларда "~" сөз айриш бәлгиси орнида қоллинилиду. орқун-йенсәй йезиқиниң мәнбәси вә түркий хәлқләрниң бу йезиқни қайси дәврдин башлап қолланғанлиқи қатарлиқ мәсилиләрдә алимларниң көз қариши бирдәк әмәс. бәзи тарихий материялларға асасланғанда бу йезиқни уйғурлар 5- әсирдин 8- әсиргичә, йәни, ғәрбкә көчүштин илгирики мәзгилләрдә қолланған.
уйғур орхун йезиққиниң елипбәси
[تەھرىرلەش]A reading example: — inscription (RTL)
- T²NGR²I — transliteration
- /teŋri/ — transcription
- teñri / tanrı — record with modern Turkic alphabet
- the skygod or the eternal blue sky indicating the highest god — ancient meaning
- The God — modern meaning
орқун-йенсәй йезиқида йезилған мәдәний ядикарлиқлар уйғур миллитиниң тарихини, сиясий, иқтисадий әһвалини, итнографийисини, тил-йезиқи, әдәбият-сәнити вә мәдәнийәт тарихини тәтқиқ қилишта интайин муһим әһмийәткә игә.
орқун-йенсәй йезиқида йезилған ядикарлиқларниң асаслиқи хақанлар, қәбилә башлиқлири, ләшкәр башлиқлириниң қәһриманлиқ һаяти, батурлуқи, тәсвирләнгән мәдһийиләр вә улар өлгәндин кейин һаятлиқидики төһбилири хатириләнгән мәңгү ташлар болуп, уларниң асаслиқи төвәндикиләрдин ибарәт.
1. чорин мәңгү теши.
2. тунюқуқ мәңгү теши.
3. көл тегин мәңгү теши.
4. билгә қаған мәңгү теши.
5. кулчур мәңгү теши.
6. моюнчур мәңгү теши.
7. тоққуз оғуз қағани мәңгү теши.
8- суҗи мәңгү теши.
9. терхин мәңгү теши.
10. тәс мәңгү теши вә башқилар
Bold text==қарап чиқмақ==