Турпан
"турпан" дегән бу исим қәдимки тарихнамиләрдә бир – биригә охшимиған намлар, һәр хил аһаң, тәләппуз, хәтләрдә хатирилинип кәлди. турпанниң бир қәдәр қәдимийрәк нами хәнзучә язма мәнбәләрниң тунҗиси болған "тарихнамә" дегән китабта хатириләнгән. униңда: "руран – ғузларда шәһәр қорғанлар бар" дәп хатириләнгән. бу йәрдә ейтиливатқан "ғузларда" дегән нам дәл әйни замандики "турпан" болуп, бу намниң бу китабта хатириләнгинигә 2000 йилдин ашти. шуниңдин кейин турпанниң "турпан" дегән исми, охшимиған сулалиларниң һөкүмранлири астида охшимиған тәләппузлар биләнму аталған һәм охшимиған хәтләрдиму хатириләнгән. шу китабта йәнә "ғуз икки дөләт исми, ғуз һәм қос" дәп изаһатлар берилгән. бу йәрдә ейтиливатқан бу икки дөләт, қәдимки заманлардики ғәрбий райондики икки қәдимки дөләт болуп, тәхминән 5–6 миң йиллар илгирила мана бу маканда мәвҗут болуп турғанлиқиниң пакити. униңдин башқа ғәрбий хәт сулалиси заманисида "турпан"ни, йәни "қус" дәп атиғанлиқи мәлум, ғәрбий хән дәвридә яшиған тарихшунас бәнгу тәрипидин мундақ бир хатирә қалдурулған болуп, бу хатиридә, "алдинқи ғуз дөлитидә падишаһ ярқут шәһиридә туратти, дәря сүйи бөлүнүп шәһәрни бойлап ақатти, қәдимки нами ярқут иди" дәп хатириләнгәнлики мәлум. буниңдин башқа йәнә, "кейинки хәннамә"дә охшашла әйни замандики турпанни бирақла "қус" дәп атайдиғанлиқи хатириләнгән. вей сулалиси дәвридә йезилған тарихий вәсиқиләрдин "вейнамә" дегән китабта "қуҗу алдинқи қус падишаһлиқи дөлитиниң қәдимки юрти иди" ... "хәлқи көп, баяшат" шуңа "қуҗу" дейилиду, дәп хатириләнгән. турпан вей сулалиси дәвригә йәткәндә "қуҗу" дегән нам билән аталди. бу һәм әйни заман дәвридики ана юртимиз "турпан"ниң нами. "җәнубий сулалиләр тарихий"да "қуҗу дөлити дәсләптә, қусларни асас қилғаниди ... топидин сепил соқуп, яғачтин өй ясап, үстини топа билән япатти" дәп хатирилигәниди. бу тарихий хатиридә милади 4—5– әсирләрдики "турпан" райониниң һәр тәрәплимә әһвали наһайити ихчам баян қилинған. юқириқилардин башқа йәнә 10– әсирләрдә (милади 970– йиллар)да йезилған хотән тарихлирида юртимиз турпан алаһидә хатириләнгән. хотән тарихнамилирида, әйни дәврләрдики "турпан"ни хотәнниң ашу заманлардики йәрлик тили бойичә "дорбан" дәп атайдиғанлиқи һәм шу бойичә тәләппуз қилидиғанлиқи хатириләнгән. бүйүк уйғур алими мәһмуд қәшқәри өзиниң "түрки тиллар дивани" дегән әсиридә турпанни "қуҗу" дәп хатирилигәниди. йүән сулалиси дәвригә кәлгәндә тарихларда йәнә давамлиқ "қуҗу" дәп хатириләнди, бирақ йүән дәвригә кәлгәндә ишләткән қуҗу дегән икки хәт илгири ишләткән хәнзучә тарихий хатириләрдики хәтләргә пәқәт охшимай қалди, йәни турпан "火州" дегән икки хәт билән хатириләнди, бирақ бу хәтләр пәқәт "қуҗу" дегән уйғурчә намниң хәнзучә аһаң тәрҗимисидинла ибарәт, бирақ нурғун кишиләр бу хәтни хата һалда "от юрти" дәп тәрҗимә қилди (бу йәрдә асасән турпанниң һава температуриси көздә турулған). демәк, қандақ хатириләнмисун, һәр қандақ тәләппуз қилинмисун, буларниң қайсисила болмисун охшашла қәдимки дияримиз, ана маканимиз "турпан"ниң нами икәнликидә қилчә гуман йоқ. чиң сулалиси дәвридә бәзи тарихчилар "турпан" дегән намға қарита "ойманлиқ" дәп тәбир бәргән. болупму чиң сулалисиниң җячиң йиллириға кәлгәндә, тарихчи ваң шуюң әпәнди, "ғәрбий юрт тиллири" дегән әсиридә, тилларни тәтқиқ қилип, "турпан" дегән сөзни, бу сөз, ғәрбий юрттики аз санлиқ милләтләрниң тили, шуңлашқа бу сөзниң мәниси "ойманлиқ" дегән мәнидә дәп тәбир бәргән. демәк, һазирқи заман уйғур тилимиздиму, "тирән", "төвән", "теги", "түви", "тур", "пан" дегән тиллиримиз бар, бу сөзләрниң гәрчә ишлитилиш орни охшимисиму бирақ, мәнә җәһәттин бир – биригә интайин йеқин. демәк, охшаш мәниләрни билдүридиған мәнидаш сөзләр "турпан" дегән бу сөз билән йеқин мәнидаш келиду. еһтимал бу сөз тарихтики тил тәрәққиятимизға әгишип тәрәққий қилип, тирән яки төвән сөздин ясалған болуши мумкин яки "тур" "пан" дегән сөзләрниң қошулушидин ясалған болуши мумкин. чүнки "тирән", "төвән" дегән сөзни алидиған болсақ, турпан вадисиниң җуғрапийилик алаһидилики шуки, турпан деңиз йүзидин 154 метир төвән туриду. турпан дегән аталғу тирән яки төвән сөзниң асасида өзгирип тәрәққий қилған хас нами болушиму мумкин, бундақ болғанда "ойманлиқ" дегән мәнә ейтилғанлиқиму әмәлийәткә уйғун, демәк ғәрбий юрт тиллири дегән китабниң аптори ғәрбий райондики аз санлиқ милләтләрниң тил қаидисигә интайин әһмийәт бәргән вә наһайити һөрмәт қилған. демәк, биз юқирида көрситип өткән "қус", "ғуз", "қуҗу", "қара", "хоҗу", "от юрти" дәп аталғанларниң һәммиси тарих давамида турпанға берилгән намлар. бу йәрдә тәкитләшкә тегишлик йәнә бир нуқта, юқирида биз баян қилған тиллиримиздин "тур" дегән бу сөз бәлгә, нишан, юрт, мәһәллә, шәһәр, дөләт дегәндәк мәниләргиму игә, "пан" сөзи, улуғ, бүйүк, зор, гүзәл қудрәтлик дегәндәк мәниләргә игә. әгәр бу икки сөз өзара бириксә "бүйүк дөләт" дегән мәнини билдүриду. демәк юртимиз әзәлдинла муһим қатнаш линийисигә қурулғанлиқи, йипәк йолиниң муһим түгүнигә җайлашқанлиқи сәвәблик, роли вә орниниң муһимлиқидин қәдимки заманларда "улуғ дөләт" дәп аталған болушиму әмәлийәткә уйғун. юқирида биз тәкитлигән юртимизниң һәр хил намлири бәзидә улуғ әҗдадлиримизниң нами болуп хатириләнсә, бәзидә турпан ойманлиқида әҗдадлиримиз өзлири қурған һакимийәтләр, ханлиқларниң исми болуп кәлгән, бәзидә ғәрбий юрттики бир дөләтниң нами болуп аталса, бәзидә ғәрбий диярдики бир милләтниң нами биләнму атилип кәлди. шуңа бу йәрдә тәкитлиниватқан бу исимларни мәйли милләт намида аталсун, мәйли дөләт намида аталсун яки йәр – җай намида аталсун, бир – биридин айрип қараш әсла тарихий пакитларға уйғун әмәс, бу исимлар вә намлар тарихта бу қәдимки маканда яшиған милләтләр билән бу маканда қурулған дөләтләрни бир – бири билән мустәһкәм туташтуруп, бирини йәнә биригә чоң бағлап кәлгән. шуңа бу нам вә исимларни милләтниң нами дәп чүшинишкиму яки дөләтниң нами дәп чүшинишкиму болиду. юқириқи баянлардин, уйғурларниң шинҗаңдики қәдимки милләтләрниң бири икәнликини чүшинивелиш тәс әмәс. турпан дияри йирақ қәдимки заманлардин тартипла көп милләт олтурақлашқан, көп хил мәдәнийәт алаһидилики гәвдиләнгән, көп хил динлар өзара учрашқан районларниң бири иди. турпан районида қәдимдин тартип уйғур, соғди, түрк, оғуз, хәнзу, таңғит, моңғул қатарлиқ милләтләр арилаш олтурақлашқан вә турпан вадисини бирликтә гүлләндүргән болсиму, лекин турпан ойманлиқиниң қәдимки заманлардики асаслиқ аһалиси уйғурларни асас қилғаниди. турпан ойманлиқида тарихта яшиған башқа милләтләрму уйғурларға охшашла қәдимки турпанни қурушта өз ролини җари қилдурған.
мәнбә: "турпан ядикарлиқлири", аблим қейюм, шинҗаң хәлқ нәшрияти
мунасивәтлик язмилар
миң өй тоғрсиида 2008-10-01
миллитимиздин чиққан төһпикар, үлгиләр 2008-09-30
< җуңғар ойманлиқи > дигән нам тоғрисида. 2008-09-29
3. қумлуқтики карванлар йепәк йолини қандақ кезип чиқти ? 2008-09-27
2.. бостанлиқ вадиларда немә үчүн шәһәрләр бәрпа болиду 2008-09-27