Франсуз тили
қоллинидиған дөләтләр |
---|
алҗерийә, андор, белгийә, бенин, бурунди, буркина-фасо, канада, камерон, комор, еиварийә тумшуқи, җибути, фирансийә, габон, гинийә, екватор гинийиси, һайти, ливан, лиюксимбург, мадагаскар, мали, марок (маракәш), морис, мавританийә, монако, негир, коңго демокиратик җумһурийити, коңго җумһурийити, оттура африқа җумһурийити, риванда, сенегал, сешәл, шивитсарийә, чад, того, тунс, вануато |
қоллиндиған киши сани200 милйон (125 милйон киши ана тили орнида қоллиниду) |
дунядики тәртипиһиндо-явропа аилиси |
тил сестимисирим тили сестимисидики гало-рим тил гурупи, ойл тили кичик гурупи. |
рәсми әһвали |
рәсми тил |
дуняда 29 дөләттә дөләт вә нурғун хәлқара тәшкилатларниң рәсми тили орнида қоллинилиду. |
мунасивәтлик рәсми органлар |
тил кодлири |
ISO 639-1 fr |
ISO 639-2 fra |
ISO 639-3 fra |
изаһат |
франсуз тили рим тилиниң бир тәркиви қисми болуп, асаслиқ франсийә, канадада (асаслиқи йеңи бирунсвик вә кебәк районлирида), белгийәдә (валони, бирюссил вә фландирийә райониниң бәзи шәһәрлиридә), америка қошма шитатлирида (болупму луизиян вә мән шитатлирида), шивтисарийәдә (үч асаслиқ дөләт тилиниң бири)қоллинилиду.
франсузчә дунядики башқа бәзи дөләт вә районларда иккинчи яки үчинчи тил қатарида ишлитилиду. мәсилән, коңго демокиратик җумһурийити, франсуз тили районидики әң көп нопуслуқ дөләт, шундақла франсуз тили рәсми тил яки қошумчә рәсми тил болған 29 дөләтниң бири. ғәрби африқидики дөләтләрниң мутләқ көпчилики вә йәнә мәғрип дөләтлириму мушу қатарға кириду. бу дөләтләрниң мутләқ көпчилики кона франсуз вә белгийә мустәмликилири. африқиниң иварийә тумшуқи вә габонға охшаш бәзи дөләтлиридә, пүтүнләй франсуз тили қоллинилиду.
франисйәдә франсуз тили дөләт мустәқилликиниң муһим көрсәткүчлиридин бири: җумһурийәт тили франсуз тили (1958-йилидики асаси қанунниң иккинчи маддиси); йәнә шундақла пүтүн дунядики франсуз мәдәнийити вә франсуз идийисиниң һәрикәт күчи.
дуняда 201милйон киши тәрипидин һәқиқи асаслиқ тил сүпитидә ишлитилидиған (дуня франсуз тили тәшкилатиниң 2009-йиллиқ ситатискиси), 309 милйон киши тәрипидин қошумчә тил яки чәтәл тили сүпитидә қоллинилидиған франсуз тили, дуняда әң көп сөзлинидиған тиллар ичидә төтинчи орунда туриду. мәзкур тил бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң алтә рәсми тили вә икки хизмәт тилиниң бири, явропа иттипақиға охшаш дуняви тәшкилатларниң рәсми яки хизмәт тили һесаплиниду. кона франсуз реҗими, русларниң чар падишаһи таки гирманийә вә испанийә падишаһлириға қәдәр, франсуз тили, енглиз вә испан тиллириниң қатарида асаслиқ депломатийә тили болуп кәлди. әмма, хәлқара иқтисади вә илми тәтқиқат саһәлиридә, барғансери енглииз тили тәрипидин бесилип кетиватиду.
франсуз тилиниң тәрәққиятида франсуз академийиси вә нурғун зиялийларниң роли интайин чоң. бу тил йәнә "академик тили" дийилиду. адәттә, бу тилни тәрпләш үчүн, франсуз дираматорги моллерниң исми билән "моллер тили" дәп атилиду.