Шәрқий Түркистан Сүргүнди Һөкүмити

ئورنى Wikipedia

UYGHURCHE, ئۇيغۇرچە

Шәрқий Түркистан Сүргүнди Һөкүмити

East Turkistan Government in Exile

Шәрқий Түркистан Сүргүнди Һөкүмити
қурулуши
қурулған вақти 2004-йили
мәқсити мустәқиллиқ
учурлири
баш шитаб америка қошма штатлири
түри хәлқаралиқ
президент ғулам осман
муавин президент абдулаһат нур‎
баш менистир салиһ худаяр‎
османҗан тусун күрәш атахан
тор бәт шәрқий түркистан сүргүнди һөкүмити

Шәрқий Түркистан Сүргүнди Һөкүмити (уйғур әрәп йезиқи: شەرقىي تۈركىستان سۈرگۈندى ھۆكۈمىتى) болса 2004-йили қурулған тәшкилат, һазирқи президенти ғулам осман.

муғла хитапнамиси[تەھرىرلەش]

муғла хитапнамиси

( шәрқи түркистан җумһурити сүргүндики һөкүмитиниң 8- нөвәтлик омуми йиғинида музакирә қилинди )

шәрқи түркистан җумһурити сүргүнди һөкүмити нөвәттә хәлиқарадики сияси сипимиз вә ички -ташқи мустәқиллиқ һәркитимиз үчүн, шундақла қурулғуси шәрқи түркистан җумһуритини тәмсил қилған, һәмдә дәвләтчилик вә һакимийәт салаһитигә игә болған һәмдә,барлиқ сияси тәшкилатларниң җүмлидин, шәрқи түркистан хәлқиниң ирадиси вә нишаниға вәкиллик қилалайдиған, парламинит арқилиқ вуҗутқа килидиған әң тоғра али бир тәшкили апрат қурулـмиси болуп һисаплиниду. хәлқимизни һазир йүз бириватқан зор бир ирқи қирғинчилиқтин қутулдуруп қилиш, шәрқи түркистан милли мустәқиллиқ һәркитининиң истиратигийиси әң тоғра,әң үнүмлүк йосунда турғузуп чиқип, конкиритни лайиһә пилан арқилиқ һәқлиқ ролимизни җари қилдуруш мәқсидидә шәрқи түркистан сүргүнди һөкүмити парламинти намидин төвәндики ддийә вә пикирләрни лгири сүримиз:

милли давайимизниң буниңдин кийинки истиратигийиси: ـ шәрқи түркистанниң мустәқиллиғи асаси шәрт қилинған, милли ирадә вә милли һәркәтниң үстигә қурилиду. конкиритни лайиһә вә қәдәм басқучлуқ пилан түзүштә « шәрқи түркистанлиқлар икки путлап миңиши кирәк » дигән пиринсипқа асасән мас қәдәм ташлап җидди хәтәр астида қалған мәвҗутлиқимизни җан тикип қоғдашқа тоғри килиду.

һазир шәрқи түркистан хәлқиниң бишиға омуйүзлүк киливатқан паҗийәлик, қорқунучлуқ қара қисмәтниң һәрқандақ бир инсанниң әқли вә роһи бәрдашлиқ бирәлـмәйдиған сан-санақсиз түрлүк аччиқ рияллиқлирини, дәлил- испатлирини өзимизгә вә хәлиқараға аңлитиш билән чәкләнсәк купайә қилـмайду. әшу полаттәк пакитлар арқилиқ дүшминимиз хиттайниң: « бизгә шинҗаң ниң нупуси кирәк әмәс, кәлгүсимиз үчүн пәқәт уларниң зимини кирәк » дигәндин ибарәт таҗавузчилиқиниң һәқиқий маһийитини толуқ ашкарлаш арқилиқ, шәрқи түркистанда қануни җәһәттин мустәқил дәвлитимизни қайта қуруп чиқиштин башқа қутулуш йолимизниң йоқлиғиға алди билән өзимиз бәрһәқ иман ийтйп, андин хәлиқарани ишәндуришимиз, уларни шәрқи түркистанниң мустәқил дәвләт болушини җәзмән қоллайдиған нухтиға кәлтуруш үчүн юқури сәвийәлик сияси, дипломатийә үстүнлүкни яритип мустәқиллиқ һәркитимизни хәлиқаралаштурушниң йиңии қәдимини бисишимизға тоғри килиду.

70 йилдин буян вәтән чидә хәлқимиз дүшмәнгә тәслим болـмиди, таҗавузчи хиттайниң зулумиға қарши азатлиқ көришини тохтатмиди, вәтинимизниң мустәқиллиқ үмиди пәқәтла шәрқи түркистан хәлқигә бағланған иди. әмдиликтә шәрқи түркистан омумийүзлүк турмиға айланди, қаршилиқ көрситиш имканийити һич йоқ, қәтлиам шиддити давам қиливатиду, хәлқимиз чарисиз сүкүттә өзлиригә киливатқан бала - қазаниң нөвитини күтиватиду, әмдиликтә вәтәнни, милләтни қутулдуруп қилиш биз муһаҗирәттки шәрқи түркистанлиқлар орундашқа тигишлик муқәддәс вәзипә болуп алдимизға қоюлди, милли давайимизниң характиридики бу зор бурулушқа җидди һәм сәгәк қараймиз, әлбәттә. нөвәттә, хәлиқараниң вә өзимиз яшаватқан дәвләтләрниң бизгә пайдилиқ болған қанунлирини чәтәлдики азатлиқ һәркитимиздә мудапийә қорғани вә қалқан қилип туруп, йиңи йол хәритисини сизғинимизда йолимизға тосалғу болидиған һәрқанда бир қанун чәклимисидин һалқип өтишимизгә тоғри килиду. азатлиқ йолида издинишниң чәтлләрдә толуқ имкани вә зор йошурун күчи бар. үгүнүш, тәрбийилиниш, чиниқиш, пишип - йитилиш, башқиларниң һоқуқ вә мәнпәтигә зиян йәткүзмәслик шәрти билән таҗавузчи хиттайға қаршилиқ ашкарә - йошурун һәркәткә өтүш, милли бихәтәрлик истихпарат систимисини бәрпа қилиш, һазирқи заманидики әң илғар тәхникиларни игәлләш, ишлитиш, күч һасил қилиш йәнә нурғун мканларни яшаватқан дәвлитимиздин тапалаймиз, яриталаймиз.

мустәқиллиқ һәркитимизни хәлиқаралаштурушниң йәнә бир вариянти шуки, хиттай бир йол, бир бәлвағ пилани арқилиқ дуняға хоҗа болуш нийитини ашкарлап ишни шәрқи түркистанни тазилаштин башлиди. димәк, хиттай үчүн җидди йоқ қиливитиш буқәдәр зөрүр болған шәрқи түркистан дәвлитини қайта қуруп чиқиш, қириндаш түрик ислам дунясиниң, димүкратик ғәрип әллириниң, хиттай билән бивастә мәнпәт тоқуниши болған шәрқи, җәнуби асия дәвләтлириниң тинчлиғи, бихәтәрлиги, сияси муқимлиғи, иқтисади тәңпуңлиғи үчүн, хиттайниң хәлиқаралиқ тәһдидиниң алдини илиш үчүн, вахти кәлгәндә мунасивәтлик дәвләтләр билән биргә һәркәт қилиш имканийитини яритишта лаһидә истиратийгилик әһмийәткә игә. һазирқи, өлүм лагирлириға қамалған, ичкиргә ашкара- мәхпи йөткиливатқан бигуна хәлқимизни уә кочиларда сәрсан болоп йоқап китиватқан милийонлиған сәби балиларни қутқузуш ниһайәт, тәйярлиқимиз болـмиған әң қийин бир мәсилә болоп қалди. хәлиқара ға әң кучлуқ тәпкә билән тушмутуштин омумийүзлүк мураҗәт қиливатимиз, дуняниң йирими тихи сүкүттә, йирими аяқта дәс турди, һилигәр душмән хәлиқара сурақ сәһнисидә җавапкарлиққа тартилсиму тәшвиқат алдамчилиқини қиливатиду. биз йәнә қандақ қилишимиз кирәк ? һазирчә душмәнни толуқ мат қилиш үчүн йәнила юқури долқун һасил қилип хәлиқараниң әмили күчи билән хиттайни кампиларни тақашқа мәҗбурлаш, амалниң биричә тигишлик мәсулийәтни өзимиз яшаватқан дәвләтләгиму тәвсийә қилишқа, йәнә чарә издәшкә тоғри килиду.

байриғи рушән, муһәббәт-нәприти иниқ җәңгивар бир турңум авангарт яшлар қошуни өзлириниң дәвиргә уйғун алаһидиклири билән мустәқиллиқ һәркитимизниң алдинқи сипидин орун илишқа башлиди. булар арқилиқ барлиқ яшларни тәшкилләш, йитәкләш,күчләндүрүш бизниң мәсулийитимиз. хиттайниң яшлиримизға суниватқан зәһәрлик қолиниң алдини илишқа пәвқуладдә һушяр болуш билән биргә һоқуқ,мәнпәт,шөһрәт учун дауани сүйистимал қилидиған, питнә -пасат, һәсәт -адавәт, горуһвазлиқ арқилиқ арини бузуп маҗра вә иттипақсзлиқ шәкилләндуридиған кона кисәлни яшларға қәтти юқтурмаслиққа тиришсақла улар чоқум хәлиқниң үмүдини ақлиялайду.

ахирида қайта тәкитләш зөрүр болған сәзгүр нохта шуки, мүһаҗирәттки шәрқи туркистанлиқларға қарита хиттай таҗавузчилириниң пиланлиқ һалда үзүлдурмәй илип бириватқан идилогийә таҗавузчилиғи түпәйли пәриқ итиш иқтидаримиз қалаймиқанлишип, бир қисим муһим пиринсипаллиқ мәсилләрдә пикримиз көз қаришимиз бирйәрдин чиқмай киризис яшидуқ. милли давасимиз ақсиди,бир изида чөгләп нәтиҗисиз қалди. әмдиликтә һилигәр дүшмәнниң изитқу нәйрәңлирини мәғлуп қилишта сағлам бир иддийә бирлиги астида һазирқи қоғдиниш мудапийә һалитидин һуҗум һалитигә өтүп хата пикир -иқимлириға дәл җавап зәрбә биришимиз, нөвәттики бир иш супитидә башқиларниң игилик һоқуқиға, вәтинигә,дәвлитигә қилинған қип -қизил таҗавузчилиқ җинайитини дәвләтниң али мәнпәти хәлиқниң милли мәнпәти қилип сиңдүрүлгән сүйқәстлик хата иддийиви иқимни тәлтөкүс ағдуруп ташлап таҗавузчилиқ билән милли мәнпәтниң тамамән бир биргә зит кки иш икәнлигини шәрһиләп бириштә мувапиқийәт қазиналисақ хәлиқарада вә өзиниң миллити ичидиму бу фашист һакимийәтни йитим қалдуруп шәрқи түркистанниң азатлиғи үчүн күчлүк бир нәзирйәви асас яратқан болимиз.

әмәл биздин, нәтиҗә аллаһтин. амин

2018-йили, 28-өктәбир, муғла, түркийә

рәһбәрлики[تەھرىرلەش]

һөкүмәт ички кабинети


қурултайлири[تەھرىرلەش]

шәрқий түркистан сүргүнди һөкүмити 8-нөвәтлик омумий йиғининиң ахбарати 2018-йил, 26-28 – өктәбир, муғла, түркийә.

шәрқий түркистан сүргүнди һөкүмити даимий комитетиниң қарари билән бүгүнки алаһидә әһвалларни бир тәрәп қилиш, алаһидә вәзийәткә қарита истратегийә бәлгиләш үчүн бу йил 26-өтәбирдә түркийәниң муғла вилайитиниң мәркизи муғла шәһридә бир ариға келип, сүргүнди һөкүмәтниң 8-нөвәтлик омумий йиғинини чақирди. биринчи күнидики тәйярлиқ йиғинида рәсмий парламент әзалириниң баш қошуши билән, сабиқ рәисҗумһур әхмәтҗан осман кәлтүрүп чиқарған сүргүнди һөкүмәт ичидики киризисни җидди һәл қилип, зиһнимизни вә күчимизни мәркәзләшурүп дүшминимиз хиттайға тақабил туруш зөрүрийити билән чиқирилған — әхмәтҗан осман (яки қануний исми билән арман растер)ни вәзиписидин қалдуруш һәққидики — қарар қарап чиқилип, йиғин әһлиниң йүз туранә пикирлишиши нәтиҗисидә муәййәнләштүрүш билән биргә парламинт әзалиқидинмуқадуруш рәсми қарарқилинди. шундақла,мүқәддәс нүрниң һөкүмәттин чикиниш һәққидики истипанамиси рәсми тәстиқланди.

парлминит әзалиридин мәмтимин посма,,нәписәләрниң парламиттин чикиниш илтимаси қобул қилинди.

вапат болған парламинт әзалиридин зәпәр али қизил ай, султан саваш әзалар ройихитидин өчүчүлди.

үч йилдин беири һичқандақ паалийәткә сәвәпсиз қатнашмиған вә мәвҗутлиқи билинмигн парламинт әзалиридин ؛

җәмилә чақмақ сәмәт гүдәр айдин

абдулқадир шәһим қатарлиқларниң парламент әзасилиқ салаһийити аптоматик һалда әмәлдин қалғанлиқи елан қилинди. күнтәртипниң иккинчи моһим мәзмуни, вәзиписидин елип ташланған рәисҗумһурниң орнини толуқлаш яки муавин рәисҗумһур кейинки қетимқи қурултайға қәдәр бу вәзипини үстигә елиш мәсилисидә қизғин талаш-тартишлардин кейин муави нрәисҗумһур хизирбәк ғәйрәтуллаһниң саламәтлик әһвали вә уйғур тили җәһәттики йетәрсизлики нәзәргә елинип, рәисҗумһурниң орнини толуқлаш қарари елинди.

қарардин кейин намзат көрсүтүлүп, йиғинға қатнашқан барлиқ вәкилләрниң толуқ авази билән ғулам осман яғма келәрки қетимлиқ қурултайға қәдәр рәисҗумһурлуққа сайланди вә қәсәм берип вәзипә тапшуруп алди. бундин башқа шәрқий түркистан сүргүнди һөкүмитиниң парламентиға әза болушни халайдиған вә рәсмий илтимас қилған бир түркүм кишиләрниң илтимаси, салаһийәтлири, тонуштурғучи вә кепиллик қилғучиларниң изаһатлири бир-бирләп музакирә қилинип, тәстиқланди.

йиғинниң кейинки күнләрдики давамида барлиқ вәкилләрниң қатнишиши билән дағдуғилиқ ечилиш мурасими өткүзүлди. 1) йиғин шәрқий түркистан җумһурийитиниң дөләт марши билән башлинип, сүкүттә турулди. қуран тилавәт қилинип, шеһитларниң роһиға атап дуа қилинди. 2) муавин рәисҗумһур хизирбәк ғәйрәтуллаһ ечилиш нутқи сөзләп, йиғин иштракчилирини — рәсмий парламент әзалири вә миһманларни қизғин қарши алидиғанлиқини билдүрди. шундақла сүргүнди һөкүмәт бесип өткән җапалиқ, шундақла көрәшкә толған мусапини, болупму дүшминимиз хиттайниң паракәндичилики ичидә мәвҗутлуқини сақлаштәк әгри-тоқай кәчмиши һәққидә қисқичә тохталди. 3) йиғинға тәклип билән қатнашқан вәкилләрдин бәзилири сөзгә тәклип қилинди. булар: шәрқий түркистан мустәқиллиқ һәркити тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим, түркистанлиқлар җәмийитиниң рәиси әкбәр яса, ноғай җәмийитиниң башлиқи вәйсәл дәмсиз, бүйүк түрк қурултийи хәлқаралиқ чақириқ комитетиниң рәиси ибраһим хелил балай оғуллари, проффиссор исмаил доған, уйғур сәһийә, маарип, мәдәнийәт җәмийитиниң башлиқи абдулғаппар там уйғур, түркчә сөзлүшүдиған мухбирлар бирликиниң рәиси гүнгөр явуз аслан, дуня түркистанлиқлар җәмийитиниң рәиси абдуллаһ ақйол, мухбир һүсәйин атилхан, мирзахан байбилоф (қазақистан), абдуллаһ турсун қатарлиқлар. нутуқ сөзлигүчиләр бирдәк сүргүнди һөкүмәтниң тарихий ролини муәййәнләштүрүш билән биллә, вәтән сиртидики сиясий даваниң әң тоғра тәшкилий қурулмиси икәнликини тәкитләшти. 4) парламент рәиси көрәш атахан вә муавин рәис иляр шәмсиддин әпәндиләрниң йиғин қатнашқучилириға йоллиған отлуқ салими, тиләклири йәткүзүлди. 5) сүргүнди һөкүмәт баш министери исмаил чиңгиз өткән бир мәзгил ичидә ишләнгән хизмәтләр һәққидә доклат бәрди. шундақла бундин кейинки хизмәтләрниң моһим нуқтилири һәққидә тохталди.

6) парламентқа әзалиқ илтимаси қобул қилинған йеңи әзаларниң қәсәм бериш мурасими болуп өтти. йеңи әзалар төвәндикичә: 1. турмуһәммәт һашим (шәрқий түркистан мустәқиллиқ һәркити тәшкилатиниң рәиси, японийә) 2. алимҗан муһәммәд (шәрқий түркистан мустәқиллиқ һәркити тәшкилатиниң вәкили, германийә) 3. османҗан турсун (шәрқий түркистан мустәқиллиқ һәркити тәшкилатиниң рәис кабинт әзаси, германийә вәкили ) 4. ярмуһәммәд барат (америка) 5. абдуләһәд нур (канада, алберта уйғур күлтүр мәркизиниң рәиси) 6. нәҗмиддин (түркийә) 7. абдуллаһ турсун (түркийә) 8. абдулғаппар там уйғур (уйғур сәһийә, маарип-мәдәнийәт җәмийитиниң рәиси, истанбул) 9. тибәт буҗәтур 10. хәмид чоң 11. атилла гүвән (қирғиз) 12. абдусалам саваш 13. вәйсәл демир (ноғай) 14. булбул абдукерим (қазақ, ташқи моңғулийәдин) 15. абдуллаһ ақйол (дуня түркистанлиқлар җәмийитиниң рәиси) 16. ғопурчоң абдураһман 17. қурбанҗан һисамидин ( шәрқи түркистан мустәқиллиқ һәркити тәшкилатиниң һәйәт әзаси, норвигийә вәкили ) бу йеңи әзалардин 12 нәпири бу қетимқи йиғинға кәлгәнләр болуп, қәсәм бериш мурасимиға дахил болди, келәлмигәнләр қәсими кейингә қалдурулди. 7) шәрқий түркистан җумһурийити сүргүнди һөкүмити намидин бирләшкән милләтләр тәшкилатиға йезилған мәктупниң мәзмуни музакирә қилинип, шәрқий түркистанниң бесивелинған земин икәнлики, бизниң мәҗсидимиз дөлитимизниң мустәқиллиқини әслигә кәлтүрүш икәнликини рәсмий йосунда билдүрүп қоюш бекитилди вә мәктупни дәрһал йоллаш қарар қилинди. 8) парламент әзалирини қобул қилиш, көпәйтиш шәртлири (муавин парламент рәиси иляр шәмсиддин сунған лайиһә асасида) музакирә қилинди. 9) асасий қанунға түзүтүш киргүзүш һәққидә қарар елинип, түзүтүш иши барлиқ әзалар иштрак қилған һалда тор арқилиқ әмәлийләштүрүлидиған болди. 10) баш министер исмаил чиңгиз әпәндиниң намзат көрсүтүши вә көпчүлүкниң мақуллиши билән моһим дәп қаралған бош орунларға адәм сәпләнди: муавин баш министирликкә: һаҗи мамут؛

диний ишлар министирликигә: абдуләһәд нур؛ ташқий ишлар министирликигә: йәмлибикә фатхолин؛ японийәдики дипломатийә вәкилликигә: турмуһәммәд һашим؛ муһаҗирлар хизмитигә: абдуллаһ ақйол؛ иҗтимаий мунасивәт — аммивий хизмәтлиригә: абдуллаһ турсун қатарлиқлар тәйин қилинди. 11) бундин башқа тәшвиқат-тәрғибат ишлириниң зөрүрийити үчүн торбәтчилик вә аммивий торбәтләрдики һөкүмәт һисабини башқуруш иши үмит уйғурға тапшурулди. сүргүнди һөкүмәтниң өз теливизийә ситодийисини қуруп чиқиш, тор теливизийисини башқуруш қатарлиқ хизмәтләр әркин сабит, ғопурчоң абдураһман қатарлиқлар тәйинләнди. 12) иқтисадий һисабат көрүп чиқилди вә бундин кейин иқтисадий мәнбәни қандақ һәл қилиш мәсилиси музакирә қилинди. 13) шәрқий түркистан сүгүнди һөкүмитиниң келәр йили ечилидиған қурултийи үчүн тәйярлиқ хизмәтлирини ишләш, йиғинниң иқтисадий мәнбәсини һәл қилиш қатарлиқ ишлар билән бирликтә, келәр йилқи қурултайниң пәвқуладдә болуши, парламентни кеңәйтип қурушқа маддий вә мәнәвий җәһәтләрдә тәйяр болуш тәләп қилинди. 14) йиғиндин кейин муғла хитапнамиси елан қилиш бекитилди.

сабиқ рәисләр[تەھرىرلەش]

әнвәр йүсүп турани

әхмәтҗан осман

сайлам[تەھرىرلەش]

әза тәшкилати[تەھرىرلەش]

қаралсун[تەھرىرلەش]

мәнбәләр[تەھرىرلەش]

сиртқи уланмилар[تەھرىرلەش]