قېلىپ:Есил мақалә/2013-11
19 – әсирдила явропа алимлири тәрипидин "йипәк йоли" дәп атилишқа башлиған. һазир шундақ дәп атилиш адәткә айланған , қәдимки чағда асия билән явропа арисидики қуруқлуқ қатнаш йоли наһайити узун тарихқа игә. мана шу йол тоғрисида қәдимки чағдила җуңго тарихчилири вә юнан рома алимлири мәлумат бәргән.
симачйән (миладидин 145 – йил бурун туғулған ) "тарихи хатириләр" намлиқ әсириниң "пәрғанә һәққидә қиссә" вә сәнго (миладиниң 32 – йили туғулуп 92 – йили өлгән) "хән сулалиси йилнамиси ғәрбий район һәққидә қиссә" баблирини язғанда миладидин икки әсир бурун ғәрбий районға икки қетим келип кәткән (миладидин 130 йил бир қетим , миладидин 115 йил бурун бир қетим)мәшһур сәйяһ вә дипломат җаң чйәнниң хән сулалисиниң (миладидин 207 йил бурунқи чағдин тартип миладиниң 220 – йилиғичә һөкүм сүргән )падишаһи хән вудеға (миладидин 140 йил бурунқи чағдин миладидин 87 йил бурунқи чағқичә падишаһ болған ) ғәрбий райондики дөләтләрниң әһвали һәққидә бәргән мәлуматидин пайдиланған....