Jump to content

Рәҗәп Таййип Әрдоған

ئورنى Wikipedia

UYGHURCHE, ئۇيغۇرچە

ھۆججەت:Tayyip erdoğan.jpg
рәҗәп таййип әрдоған


түркийдниң баш министири.

адаләт вә тәрәққият партийисини қурған.

адаләт вә тәрәққият партийиси түркийәдики чоң сияси партиләрдин.

рәҗәп таййип әрдоғанниң әсли юрти ризә өлкиси болуп,1954-йили 2-айниң 26-күни станбулда туғулған.1965-йили қасим паша пиялә башланғуч мәктивини,1973-йили станбул имам хатип толуқ оттура мәктивини пүттүргән. имтиһан бириватқан мәзгилидә йәнә әйюп толуқ оттура мәктивидинму диплом алған.универститни мәрмәрә унивиерстити еқтисади вә тиҗари билимләр факултитида оқуған әрдоған бу факултитни 1981-йили тамамлиған.

яш чағлиридин башлап иҗтимаи һаят вә сясәткә чоңқурлашни таллиған әрдоған ,мунтизим һәмкарлиқ хизмити вә һәмкарлиқ роһини өзигә нтайин кичик чағлиридин башлап өгәткән путбол билән (1969-1982)штин срт шуғуллиниш арқилиқ ипадилиди.

шуниң билән биргә,бу йилларда бир яш идиалист болуш супити билән дөләт вә дуня мәсллири вә колликтип мәслләргә көңүл бөлгән әрдоғанниң актип сясийға қәдәм илиш дәври башланди. толуқ оттура вә униврстетта оқуватқан чағлирида милли түрк оқуғучилар бирлики оқуғучилар гуруппсида актип вәзипә алған рәҗәп таййип әрдоған ,1976-йилида (MSP)байоғлу яшла тармиқи башлиқлиқ вәзиписи вә шу йили (MSP)станбул яшлар гурупписи башлиқлиқ вәзиписгә сайланди.1980-йилиға қәдәр ,бу вәзипиләрни давамлаштурған әрдоған сясй партийләрниң әскири зәрбиси билән тақивеитилгән 1980-йили 12-синтәбир мәзгилидә алаһидә бөлүмдә бир мәзгил мәслиһәтчи,юқири қатлам башқурғучилиқ вәзиписни өтиди.

1983-йили қурулған рәфаһ партийси билән актип сяси һәрикәткә қайтип кәлгән рәҗәп таййип әрдоған ,1984-йилида рәфаһ партийси бәйоғлу район башлиқи,1985-йилида болса,рәфаһ партийси станбул район башлиқи вә рәфаһ партийси бәйоғлу наһийә башлиқи (MKYK ) әзаси болди.станбул район башлиқи вәзиписни өтигән әснасида,башқа сяси партийләр үчүн модил болған йеңи бир тәшкили қурулмиси бәрпа қилған әрдоған ,бу мәзгилидә мәхсус һалда аяллар вә яшларниң сясийға қатнишшни илгири суридиған йитәкчилик хизмәтлирини шлиди.сясәтниң очуқ ашкара оттуриға қоюлуп кәң хәлқ аммиси тәрипидин пайдилинип етибарға еилиниши йолида муһим қәдәмләрни алди.бу хизмәтләр әдрған мәнсуп болған рәфаһ партисйгә 1989-йили бәйоғлу йәрлик сайлимида чоң ғәлбә әкилип,юртқа партийә хизмәтлири үчүн өрнәк тикләп бәрди.

1994-йили 27-март йәрлик сайлимида станбул буюк шәһәр башлиқи болуп сайланған рәҗәп таййип әрдоған ,сяси еқтидари ,һәмкарлишп шләшкә әһмийәт бириши,адәм күчи байлиқи вә еқтсади саһәләрдики мувәппәқийәтлик рәһбәрлики билән дунядики әң муһим мәркизи шәһәрләрдин бири болған станбулниң узунға созулған мәсллиригә тоғра диагноз қойди вә һәл қилиш чарилирини оттуриға қойди.су кәмчил болуш мәсилиси йүз киломтрлиқ йиңи туруба йоллири ятқузуш билән,кирәксз матирял вә әхләт мәсилиси дәврниң әң илғар болған қайта пайдилиниш муәссәлирини қуруп чиқиш билән һәл қилинди.

һаваниң булғиниш мәсилиси әрдоған дәвридә тәрәққи қилдуруған тәби газға көчүш пиланлири билән һәл қилинған болса, шәһәрниң қатнаш вә тиранспорт мәсислисгә қарита 50дин артуқ көврүк ,өтүшмә йол вә юқири сүрәтлик таш йоллири нша қилинди.мәнпәити кийнки мәзгилләргә қәдәр созулидиған нурғун чоң пиланлар шқа кириштурулди.шәһәр байлиқ мәнбәсиниң тоғра шлитилиши вә чирикликниң алдини илиш мәқсти билән алаһидә тәдбир қолланған әрдоған 2 милиярд доллар қәрз билән өткузувалған станбул бүйүк шәһәр бәләдийәсниң қәрзлирини юқири өлчәмдә төлиди вә бу арида 4 милиярд долларлиқ мәбләғ әмәлийләштүрди.буниң билән түркийә шәһәрчилик тарихида йеңи бир дәвр ачқан әрдоған бир тәрәптин башқа шәһәрләргә өрбәк болуш билән биргә,бир яндин хәлқ нәзиридә буюк бир шәнчкә еришти.

рәҗәп таййип әрдоған 1997-йили 12-дикабирда хәлқкә хтаб қилип сөзлигән нутуқи җәрянида ,милли маарип минстирлики тәрипидин оқутқучиларға тәвсйә қилинған вә бир дөләт аппарати тәрипидин нәшр қилинған китабтики бир шерни оқуғанлиқи үчүн һәпис җазасиға мәһкум қилинған вә станбул буюк шәһәр бәләдийә башлиқи вәзиписи ахирлаштурулған.

рәҗәп таййип әрдоған 4 ай турған җаза өйидин чиққандин кийн җамаәтчиликниң күчлүк тәливи вә димократик җәрянларниң бир нәтиҗиси сүпитидә 2001-йили 14-авғустта доситлири билән бирликтә ‹‹адаләт вә тәрәққият партийси››( Adalet ve Kalkınma Partisi'ni (AK Parti) )ни қурди вә партийә қурғучилар тәрипидин адаләт вә тәрәққият партийсниң қурғучи асаси башлиқи болуп сайланди.

милләтниң таллиши вә шәнчиси адаләт вә тәрәққият партийсни тихи қурулуп биринчи йилила түркийәдики әң көп хәлқ қоллишиға еришкән сясий һәрикәт һалитигә илип кәлди вә 2002-йилидики асаси сайламда үчтә икки парламнит көп санлиқ орни билән ялғуз һакимийәт бешиға чиққан партийә болди.

өзи һәққидики сот қарари сәвәбидин 2002-йили 3-ноябир сайлимида милләт вәкили намзат болуши чәкләнгән әрдоған ,қануни йол арқилиқ намзатлиқ салаһийтни әслигә кәлтүрүш үчүн 2003-йили 9-мартта сиер наһий ,илләт вәкили йеңилиниш сайлимиға қатнашти.бу сайламда 85%авазға еришкән әрдоған 22-нөвәтлик серр вилайити милләт вәкили салаһийти билән парламнитқа кирди.

2003-йили 15-мартта баш министирлик вәзиписни устигә алған рәҗәп таййип әрдоған парлақ вә сиҗил тәрәққи қилидиған бир түркийә арзуси билән һаятини муһимлиққа игә қилидиған бир қатар слаһат тәдбирлирини қсқа муддәт ичидә йолға ойди.

димократийлишш,очуқ-ашкара болуш вә чирикликкә қарши туруш йолида нурғун мусапиләрни басти.шуниң билән биргә,дөләт еқтисади вә хәлқ псхискини болумсз тәрәпкә бурап киливатқан вә он нәччә йилдин бири һәл болмиған пул пахаллиқи контирол қилинди.түрк лираси бүйүк етибар қазанди.дөләттин қәрз илиш өсүм нсбити төвәнлитилди.кеши бешиға тоғра килидиған милли кирим тарихи бир йүксилиш билән өрлиди.дөләт тарихида илгири көрүлүп бақмиған тизлик вә зор сандики су тосмилири,туралғулар,мәктәп,дохтурхана вә ениргийә ток тарқетиш завутлири шқа кирштурулди.мадди параванлиқ вә тәрәққият һамийсдики бүйүк мувәппәқийәтләр йеңи түркийәдә димократийә вә әркинлик саһәлириниң киңәйтилишни дуняниң һөрмәткә сазавәр көзәткучилири әрдоғанниң әмәлгә ашурған ‹‹авассз нқилаплири››сүпитидә тилға елишти.

рәҗәп таййип әрдоған явропа еттпақиға кириш мусаписдә, дөләт тарихиниң бурулуш нуқтиси сүпитидә тәсвирлигән мувәппәқийәтлик тәшәббуслириға қошумчә қилип, дана ташқи сясәт вә җидди зиярәт-алақә йоли билән сипрус мәсилисни мәңгулук бир тәрәп қилиш вә дунядики түрлүк дөләтләр билән унумлук алақиләрни тәрәққи қилдуруш саһәлиридә муһим қәдәмләрни алди.


бәрпа қилған омуми муқим вәзийәт вә ички динамикилиқ һәрикәт алаһидилики түркийәни өз районида һкрмәткә сазавәр бир мәркәз дөләт сүпитигә кәлтүрди.түркийәниң тиҗарәт һәҗими вә сясии күчи,пәқәт уни өз ичигә җуғрапийлик райондила әмәс,хәлқарада һис қилинғудәк сәвийәдә өсти.

рәҗәп таййип әрдоған 2007-йили 22-юлики асаси сайламда 46.6% аваз билән буюк бир ғәлбә қазанған адаләт партийәсниң башлиқи болуш сүпити билән түркийә җумһурийтиниң 60-һөкүмитини қурди вә тәкрар шәнчлик авазға ершти.иккинчи нөвәтлик вәзипснң мувәппәқийәтлик тамамлинишиға йиқин 2010-йили 12-синтәбирдә өткузулгән асаси қанун өзгәртишкә мунасвәтлик чоң рифрандумда 58%‹‹қоллаймиз››авазиға еришп ,рәҗәп таййип әрдоған йтәкчлик қилған һәрикәт тарихи бир мувәппәқйәт қазанди.

2011-йили 12-юнда өткүзүлгән асаси сайламлардики адаләт вә тәрәққият партийси сайлам белитиниң 49.8%гә еришп қайта буюк бир зәпәр қазанди.3-нөвәт баш министирлик курсиға олтурған әрдоған партийсниң сайлам билитини арқиму-арқа 3 қитим өстүрүп түрк сяси тарихидики бир йеиңилиққа имза қойғучи болуп қалди.түркийәниң хәлқара җамаәт арисда һөрмәтлинидиған юқири орунға чиққан бу җәрянда, баш министир әрдоған бир дуня рәһбири болуш сүпити билән намаян болди.һазирму түркийә җумһурийти баш минстирлик вәзиписни өтәватқан баш министир рәҗәп таййип әрдоған өйләнгән вә 4 балиниң дадси.

мәнбәләр

[تەھرىرلەش]